Уйғур аптоном райони сичүәндики апәткә учриған аилиләр пәрзәнтлиригә ярдәм бериш бәлгилимиси чиқарди

Уйғур аптоном райони партком секритари ваң лечүәнниң биваситә арилишиш билән уйғур елидики алий мәктәп, оттура техником вә башқа хилдики мәктәпләрдә оқуватқан сичүәнниң апәт районидин кәлгән оқуғучиларға турмуш тәминатини толуқлап бериш, һәтта оқуш пулини бикар қилиш, буниңға кетидиған барлиқ чиқимни уйғур аптоном райони малийисидин аҗритиш бәлгиләнгән.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.05.25

 Шинхуаниң хәвиригә асасланғанда, 25 - май күни шинҗаң университетида оқуватқан сичүәнниң апәт районидин кәлгән һәмдә аилиси апәткә учриған оқуғучиларға иқтисадий ярдәм бериш мурасими болуп өткән. Аптоном районниң хитай миллитидин болған бир муавин рәиси оқуғучилардин һал сориған һәмдә өзи биваситә ярдәм пуллирини тарқатқан. Һазир пүтүн уйғур ели тәвәсидики алий мәктәпләрдә 1039 нәпәр апәткә учриған аилиләр балилири бар икән. Уларниң һәр биригә 500 йүән берилгән.

Булардин башқа йәнә уйғур аптоном райони маарип назаритиму уқтуруш чиқирип, апәткә учриған районлардики кишиләрниң уйғур диярида яшаватқан туғқанлири вә достлири арқилиқ балилирини уйғур елидики мәктәпләргә орунлаштурушини қобул қилидиғанлиқи һәмдә уларниң йәрлик оқуғучиларға охшаш муамилигә игә болидиғанлиқини бәлгилигән иди.

Уйғур елидики алий мәктәпләрдиму сичүәндки йәр тәврәш апитигә учриғанларға ярдәм бериш һәрикити елип берилған болуп, бир шинҗаң университетидила 850 миң йүән йиғилған.

Йәнә бир хәвәр шуки, үрүмчидә мәхсус апәткә учриғанлар үчүн хәйрихаһлиқ нахша кечилики өткүзүлгән болуп, хитай армийисиниң нахшичилиридин өзбек миллитидин болған шамил шакир билән баһаргүл вә шавкәт исимлик артистлар сичүәндики апәткә учриғанларға өзлириниң нахшилири арқилиқ тәзийиси вә тиләклирини билдүрүшкән икән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.