Хитай сақчилири уйғур елидә йәр асти христиан етиқадчилар җамаитини қолға алди


2005.12.28

Роҗдество байрими күни хитай сақчилири уйғур елидики бир қанчә йәр асти христиан етиқадчилар җамаити йиғилишиға туюқсиз бастуруп кирип, 12 нәпәр христиан муритини қолға алди.

Америкидики "хитайға ярдәм оюшмиси" ниң мәлум қилишичә, 200 гә йеқин сақчи вә диний ишлар идарисиниң хадими 25‏- декабир роҗдиства байрими күни уйғур ели санҗи туңган аптоном областиниң манас наһийисидики бир йәр асти христиан етиқадчилар җамаити йиғилишиға бесип киргән. Бу йәрдә 210 нәпәр хиристиан мурити байрамни тәбрикләш паалийити елип бериватқан икән.

Сақчилар бу йәрдики 12 нәпәр диний рәһбәрни қолға елиштин сирт йәнә, бу черкавға тәвә 2 машина, бир пиано, бир данә телекамира, 80 данә инҗил қатарлиқ нәрсиләрниму қошуп мусадирә қилған. "Хитайға ярдәм оюшмиси" ниң директори фу шчю бу вәқәгә шаһид болған бир киши билән сөһбәтләшкән болуп, униң ейтишичә, сақчиларниң уларниң бу паалийитини "қанунсиз диний йиғилиш" дәп әйиблигән.

Манас наһийилик сақчи даирилириниң франсийә агентлиқиға мәлум қилишичә, улар әтиси 7 кишини қоюп бәргән, қалған 5 и йәнила тутуп турулмақта икән. Бу вәқәдин сирт хитай сақчилири йәнә, роҗдество байриминиң һарпа күни корлидики бир йәр асти христиан етиқадчилар җамаити йиғилишиғиму бөсүп киргән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.