Авам палата әзаси карлос гимәнәз “нәврилиримниң хитай коммунстлири һөкүм сүридиған дуняда яшишини әсла халимаймән!”
2023.03.24

Америка авам палатасидики “америка вә хитай компартийәси оттурисидики истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” (төвәндә қисқартилип ‛америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети‚ дейилиду) да ечилған уйғур қирғинчилиқи һәққидики гуваһлиқ йиғини америка тарихидики уйғурларға мунасивәтлик гуваһлиқ аңлаш йиғинлири ичидики тарихий әһмийәткә игә бир йиғин болди.
Йиғинға қатнашқан америка дөләт мәҗлисиниң әзалири, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшликлири, юқири пән-техникаға тайинип туруп пүткүл бир милләтни йоқитишни нишан қилған бастурушлири һәққидики гуваһлиқларни аңлиди. Улар бирдәк уйғурлар йолуқуватқан ирқий қирғинчилиққа қарши күрәш қилишниң интайин муһимлиқини, хитай компартийәсигә охшаш “залим вә явайи” бир һакимийәтни битчит қилишниң инсанийәтниң кәлгүсгә четилидиған һәл қилғуч бир мәсилә икәнликини бәс-бәстә тәкитләшти.
Мәзкур комитет әзалиридин авам палата әзаси карлос гимәнәз (Carlos Gimenez) йиғиндики сөзидә “мән балилиримниң, нәврилиримниң хитай коммунстлири һөкүм сүридиған бир дәврдә яшишини халимаймән” деди.
У мундақ деди: “. . . Мән коммунизмдин нәпрәтлинимән. Чүнки мән өзүм бир кубалиқ. Биз өз дәвридә кубадин қечишқа мәҗбур болған. . . . Мениң мушу йәрдә аңлиғанлиримдин чиқарған йәкүнүмгә кәлсәк, хитай һөкүмити залим болупла қалмай, бәлки улар йәнә явайи икән. Әгәр биз бу һәқтә бир һәрикәт қилмайдиған болсақ вә уни тохтатмайдиған болсақ, кәлгүсидә балилирим вә нәврилирим мушулар һөкүмранлиқ қилидиған бир дуняда яшап қаларму, дәп әнсирәймән.”
Карлос әпәнди уйғурларни, болупму бу йиғинида гуваһлиқ бәргүчиләрни американи вә дуняни хәвптин агаһландуруватқан “агаһландуруш қоңғуриқи” дәп тәсвирлиди.
Гуваһлиқ йиғинида йәнә авам палата әзаси роб витман (Rob Wittman) му сөз қилип, хитай компартийәсигә қарши турушниң муһимлиқини тәкитлиди. У: “биз хитай компартийәсидин ибарәт бу рәзил күчкә қарши туралмисақ, ирқий қирғинчилиқ йәнила давамлашса, у һалда биз хизмитимизни яхши қилалмидуқ, дегәнлик болиду. Мән хитай компартийәсини уйғур хәлқиниң дәһшәтлик азаб-оқубәтлири үчүн толуқ җавабкарлиқни үстигә елиши керәк, дәп қараймән” деди.
Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитетиниң рәиси вә бу гуваһлиқ йиғининиң башқурғучиси майк галлигер әпәндиму йиғинниң ечилишида интайин муһим сөз қилди. У уйғурларға қаритиливатқан зулумниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини тәкитлиди.
У мундақ деди: “биз бу йиғин арқилиқ һеч болмиғанда, 50 йилдин кейин хитай компартийәсиниң ирқий қирғинчилиқи 21-әсирдики йиргинчлик ишларниң бири сүпитидә әскә елинғанда, һечқандақ бир рәһбәрниң, сиясәт чиқарғучиниң яки һечқандақ бир мәбләғ салғучиниң нәврисиниң көзигә қарап туруп ‛биз билмәптикәнмиз‚ дейәлмәсликигә капаләтлик қилишимиз керәк.”
У йәнә сөзидә һәр бир кишини қолидин келишичә һәрикәт қилишқа чақирип: “нурғун кишиләр йәһудий қирғинчилиқи мәзгилидә яшиған болсам немә қилған болаттим, дәп ойлайду. Бүгүн биз мана бу адәмләрниң ‛һазир мән буни билдим, мән немә қиливатимән‚ дәп ойлишини тәләп қилимиз. Мана бу бизниң ‛әсла тәкрарланмайду‚ дәйдиған вақтимиз!” деди.
Гуваһлиқ йиғинида йәнә комитет әзалири, болупму аял комитет әзалири һәрқандақ бир зулумда аялларниң интайин еғир бәдәлләрни төләйдиғанлиқини билдүрүшти вә шундақла икки нәпәр аял шаһит-қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимларниң көрсәткән җасарити вә тиришчанлиқиға алаһидә рәһмәт ейтти. Авам палата әзаси хейли ситивинс (Haley Stevens) әнә шуларниң бири болуп, у сөзидә алди билән икки аял шаһитниң җасаритигә рәһмәт ейтқандин кейин, өзлириниң чоқум бу зулумни тохтитиш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқини тәкитлиди.
У сөзидә мундақ деди: “икки нәпәр шаһитимиз, силәр гәрчә биз билән охшаш тилда сөзлимисәңларму, биз силәрниң дәрдиңларни чүшәндуқ. Биз бу комитеттикиләр, қобул қилғили болмайдиған ишларниң қобул қилинишиниң алдини елишимиз, иқтисадий баһаниләр сәвәблик адаләтсизликләрниң қобул қилинишини тосушимиз вә униңға капаләтлик қилишимиз керәк. Биз һәқиқәт, адаләт вә кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилимиз, әлвәттә.”
Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинида икки нәпәр лагер шаһитидин башқа йәнә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нурий түркәл, тәтқиқатчи адриян зенз вә наоми киколер қатарлиқлар гуваһлиқ бәргән болуп, улар хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан юқири техникалиқ ирқий қирғинчилиқи, мәҗбурий әмгики, юқири техникилиқ назарәт системиси, һәтта мәҗбурий ичкий әза йөткәш оператсийәси қатарлиқларға аит муһим соалларға җаваб бәрди. Уларниң гуваһлиқлири вә тәминлигән учурлири америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети әзалирини уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хитай компартийәсиниң тәһдити һәққидә техиму чоңқур мәлуматларға игә қилди.