“хитайдики залим пирәвн” вә уйғур қирғинчилиқи

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2023.08.16
Қазақ, рус, татар вә өзбек һоқуқ қоғдиғучилири хитайниң уйғурларға қаратқан зулумини әйиблиди Нурғун хитай қораллиқ сақчилириниң назарити астида йөткәш үчүн пойиз истансисида тизип олтурғузуп қоюлған, көзи теңиқ, кишәнләнгән уйғурлар.
news.sky.com

 “мундақ бир мәнзирини тәсәввур қилиң: сәһәр саәт икки йеримда, бала-чақиңиз вә йеңидин беқивалған итиңиз билән қаттиқ ухлап кәткиниңиздә уштумтутла өйиңизниң ишики җалақшитип урулди. 1939-Йилидики у заманларда ишик қоңғуриқи техи иҗад қилинмиған иди. Сиз поләк тилидин башқа тилни билмәйсиз. Әмма учисидики һәрбийчә формисиға‚ S.S ‛чиларниң йәң бәлгисини тақивалған төт киши герман тилда варқирап-җарқирап, сизни тартқушлап пүклигиничә түрмигә охшайдиған бир җайға апирип ташлиди. Бу җайда сиз башқа бирәр йүз киши билән бирликтә ююнушқа мәҗбур болдиңиз. Шу чағда бир зәһәрлик пурақ димиқиңизға урулди. Бу һаятиңиздики ахирқи кәчмиш болуп қалди. Һаятиңизниң ахирқи минутлирида зади немини хата қилғанлиқиңизни ойлап гаңгирап қалдиңиз. Бу әмәлийәттә сизниң йәһудий болғанлиқиңиздин башқа нәрсә әмәс иди. ядиңизға келиватамду? бу дәл1939-йилидин 1945-йилиғичә болған мәзгилдә алтә милйон йәһудийниң бешиға кәлгән ‛йәһудийлар зор қирғинчилиқи‚ дур. Бир әсиргә йеқин вақит өткәндә худди шу мәнзириниң әйнән өзи дуняниң намәлум йеридики намәлум бир қовмниң бешиға келиватиду. Уйғур дегән кимдур, дәп һәйран болушиңиз мумкин. Улар түркий тилда сөзлишидиған 11-12 милйон нопуслуқ мусулманлар топи…”

Юқиридики җүмлиләр 20-июлдики “дуня ишлири кеңиши” тор бетидә елан қилинған андрей волфсон (Andrey Volfson) имзасидики уйғур қирғинчилиқиға беғишланған мақалиниң биринчи бөликидә көзгә челиқиду. Иккинчи дуня уруши мәзгилидики йәһудийлар зор қирғинчилиқиға даир әслимиләр билән уйғур қирғинчилиқи оттурисидики охшашлиқлар нөвәттә уйғур қирғинчилиқини йеқиндин көзитип вә тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләрниң диққитини қозғайдиған нуқтиға айланмақта.

Мәзкур мақалиниң аптори андрей волфсон (Andrey Volfson) америка шәрқий шимал университетида хәлқара мунасивәт илми бойичә оқуватқан тәтқиқатчи болуп, у бу қетимқи обзорида уйғур елидики сиясий вәзийәтниң әйни вақиттики йәһудийлар баштин кәчүргән сиясий муһит билән нәқәдәр охшап қеливатқанлиқини бирнәччә җәһәттин селиштуруп чиқиду. Шуниң билән биргә бу маканниң 21-әсирдики ирқий қирғинчилиқ мәйданиға айлинип қалған бир җай икәнликини илгири сүриду. Кишилик һоқуқ адвокати вә ирқий қирғинчилиқ мәсилилири мутәхәссиси доктор евелина очаб (Ewelina U. Ochab) Бу мунасивәт билән радийомизниң зияритини қобул қилғанда мақалә апториниң бу хил селиштурма тәтқиқати һәққидә өз қарашлирини биз билән ортақлашти. У бу һәқтә мундақ деди.

“йәһудийлар зор қирғинчилиқи” дин кейин барлиққа кәлгән “әмди қайтиланмайду” дегән тарихий вәдә һәққидә көп қетим қәләм тәврәткән евелина очаб ханим.
“йәһудийлар зор қирғинчилиқи” дин кейин барлиққа кәлгән “әмди қайтиланмайду” дегән тарихий вәдә һәққидә көп қетим қәләм тәврәткән евелина очаб ханим.
Social Media

 “мақалиниң аптори уйғурлар билән йәһудийларда йүз бәргән қирғинчилиқни селиштурған. Бу уйғурлар билән йәһудийларниң қирғинчилиқини селиштурушниң тунҗи қетимлиқи әмәс, шундақла ахирқи қетимиму әмәс. Чүнки натсистларниң йәһудийларға тутқан муамилиси билән хитай һакимийитиниң уйғурларға қиливатқан муамилиси оттурисида нурғун охшашлиқлар бар. Техи бир нәччә күн илгири, <йәһудийлар зор қирғинчилиқи> хатирә күни һавалә фонди җәмийити үч мухбирниң боснийәдики өмәрска җаза лагерини зиярәт қилған синалғу лентисини тарқатти. Улар у җайда уйғур райониниң уйғурлар тоғрулуқ тәшвиқат филимини көргәнликини, униңда хорлиниш, етибарсизлиқ, қорқуш вә сүкүт ичидики уйғурларниң һекайәси гәвдиләндүрүлгәнликини билдүргән.”

Аптор андрей волфсон мақалисидә, нөвәттә уйғур елида йүз бәргән ирқий қирғинчилиқни баян қилиштин илгири бундин 70 йил бурунқи уйғур дияриниң тарихини әслитип өткән. Шундақла у йәнә, өзиниң германийәдә нәшр қилинидиған “истатистика” (Statista) топлимидин игилигән әң йеңи санлиқ мәлуматлири асасида 1949-йили хитай дөлити қурулғанда хитай миллитиниң хитай нопусиниң %89.43 Ни, уйғурларниң аран %0.772 Ни тәшкил қилғанлиқини баян қилған. Шундақла “хитай хәлқ җумһурийити” дики “хәлқ” ниң хитайларни көрситидиғанлиқини, худди әйни замандики натсистларниң германийәдики йәһудийларниң һәммисини йүк вә һаҗәтсиз инсанлар, дәп қариғиниға охшаш хитай һөкүмитиниңму уйғурларға шундақ көздә қараватқанлиқини илгири сүрүп, йәһудий қирғинчилиқи билән уйғур қирғинчилиқини селиштурма қилған. Хитай вәзийити вә уйғур ирқий қирғинчилиқини йеқиндин көзитип келиватқан хитай язғучи хе әнчүән билән болған сөһбитимиз җәрянида у бу һәқтики пикирлирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти. У бу тоғрисида мундақ деди.

 “бу икки қирғинчилиқ үстидә кишиләр тәбиий һалда өзара селиштурма қилишқа мәҗбур болиду, чүнки һәр иккисиниң охшашлиқ тәрәплири наһайити көп. Гәрчә икки қирғинчилиқ охшимиған мәзгилләрдә йүз бәргән болсиму, буларни селиштурмаслиқ мумкин әмәс. Бу икки қирғинчилиқ оттурисида заман җәһәттин 80 йил, җуғрапийәлик макан җәһәттин төт миң мил (йәни тәхминән алтә миң километирдин көпрәк) дин артуқ мусапә пәрқи болсиму, улар охшаш характердики ғайәт зор бир зораван һакимийәтниң мәркәзлик һалда башқа бир аҗиз милләткә қаратқан ирқий кәмситиши һесаблиниду. Дөләт қатлимидин елип ейтқанда әң йиргинчлик йери шуки, улар дөләтниң күчини ишлитиш, шундақла һакимийәт билән авам хәлқиниң һәр хил шәкилдики һәмкарлиқи астида бәзилири биваситә, бәзилири йошурун вә яки мәхпий усуллар арқилиқ қирғинчилиқ қилишидур. Һәр иккисидә қарши тәрәпниң пүтүн милләтни йоқитишни мәқсәт қилиштәк бу хил инсанийәткә қарши туруш қилмишиниң ортақ мәвҗут болуши муқәррәр һалда бу икки қирғинчилиқни бир-биригә бағлайду.”

Аптор андрей волфсонниң мақалисидә көрситилишичә, 90-йилларниң бешидин башлап, уйғурларниң әсирләр бойи олтурақлашқан земини болған уйғур дияриға хитайларниң барғансери көпләп олтурақлишиши тәбиий йосунда ички қалаймиқанчилиқларниң келип чиқишиға сәвәб болған. У йәнә, 2000-йиллардин кейинки уйғур елиниң вәзийити һәққидә тохтилип мунуларни баян қилған: “2000-йилларниң ахиридин башлап, шинҗаңда вәзийәт мурәккәплишип, нурғун қаршилиқ һәрикәтлири вә намайишлар йүз бәргән. 2014-Йили, әйни вақиттики залим пирәвнгә охшап кетидиған әң чоң диктатор ши җинпиңниң рәһбәрликидә хитай һөкүмити ‛террорлуққа зәрбә бериш‚ һәрикити қозғиған. Бу ‛террорлуққа қарши туруш‚ һәрикитидә, у җайдики уйғурларниң намаз оқуш, дуа-тилавәт қилиштәк исламий вә әнәниви өрп-адәтлири чәкләнгән. Шуниң билән бир вақитта, ши җинпиң һакимийити шинҗаңда чоң җаза лагери қурушқа башлиған вә көп сандики уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрни түрмигә ташлашқа башлиған.”

Сан франсиско университетиниң доктури лина ленберг (Lina Lenberg) бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида, йәһудийлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ билән уйғур ирқий қирғинчилиқиниң бирдәк бастуруш вә бузғунчилиқ характерлик сиясий һәрикәт икәнликини билдүрди. Шундақла бу икки қирғинчилиқниң зиянкәшлик обекти болған йәһудийлар вә уйғурларни кәң көләмдә йоқитишқа урунған инсан қелипидин чиққан қилмиш икәнликини илгири сүрди. Доктур лина ленберг бу тоғрулуқ тәпсилий тохтилип мунуларни билдүрди:

 “җәмийәттә һәмишә ирқий қирғинчилиқни кәлтүрүп чиқиридиған нурғун басқуч вә һадисиләр болиду. Ирқий қирғинчилиқ бир кечидила йүз бәрмәйду. Кишиләрни мәркәз қилған айримчилиқниң йүз бериши иҗтимаий топларниң бөлүнүшини кәлтүрүп чиқириду. Андин җәмийәттә кәмситиш вә инсан қелипидин чиқиш, униңдин башқа қутуплишишму ирқий қирғинчилиқни кәлтүрүп чиқириду. Әлвәттә, тәшвиқатларму ирқий қирғинчилиқни кәлтүрүп чиқиридиған сәвәбләрниң биридур. Мәсилән, биз натсистларниң гезитни васитә қилип йәһудийларға болған өчмәнликни тәшвиқ қилғанлиқини билимиз. Әлвәттә, бу худди хитай барлиқ учурларни қаттиқ түрдә контрол қилип, уйғурларни ‛террорчи вә бөлгүнчи‚ дәп тәшвиқ қилғанға охшайду. Чүнки, хитай маһийәттә уйғурларни дөләтниң дүшмини һесаблайду. Бу түрдики тәшвиқатлар мана бүгүнгичә давамлашмақта. Хитайниң уйғурларға төһмәт қилиши вә боһтан чаплиши нәтиҗисидә нурғун кишиләр лагерларға қамалди һәмдә узун муддәтлик қамақ җазаси берилди. Шундақла йәнә, йәһудийлар вә уйғурларниң һәр иккиси диний етиқади сәвәбидин ирқий қирғинчилиққа учриған. Әлвәттә уйғурлар диний етиқади түпәйлидин һазирму хитайда зиянкәшликкә учримақта. Мәсчит вә мазарлиқларни өз ичигә алған диний өрп-адәт вә мәдәнийәтлири системилиқ бузғунчилиққа учримақта.”

Андрей волфсон мақалисидә бу һәқтики әһвалларни тонуштуруп, хитайниң җаза лагерларниң мәвҗутлуқини етирап қилғанлиқини, әмма уларни аталмиш “террорлуқ идийәси билән зәһәрләнгән кишиләрни үлгилик коммунистқа айландуруш” үчүн лайиһәләнгән “қайта тәрбийиләш мәркизи” дәп атиғанлиқини тилға алған. Андрей волфсон өзиниң тәкшүрүп тәтқиқ қилған мәнбәлиригә асасән нөвәттә аз дегәндиму икки милйончә уйғурниң уйғур елидики 385 тутуп туруш орниға қанунсиз қамалғанлиқини мөлчәрләйду. Униң көрситишичә, бу тутуп туруш орунлирида қийнаш, мәҗбурий туғутни чәкләш, мәҗбурий әмгәк қилиш вә хитайниң идеологийәсини мәҗбурий сиңдүрүштәк меңә ююш қилмишлири көпләп садир болған.

Доктур лина ленберг зиярәт давамида җаза лагери тоғрисида тохтилип мундақ деди: “қайта тәрбийәләш лагерлири қорқунч вә зораванлиққа толған җайдур. Бу икки хил әһвалда улар җисманий вә писхологийәлик қийнаққа, шундақла кәң көләмлик җинсий зораванлиққа учрайду. Ундин башқа, хитайда йәнә кәң көләмдә қуллуқ әмгәк системиси бар. Нурғун уйғурлар лагердин бу мәҗбурий әмгәк орунлириға йөткилиду. Биз зор қирғинчилиқ мәзгилидә йәһудийларниң мәҗбурий әмгәк лагерлириниңму барлиқини билимиз. Диққәт қилишқа әрзийдиған йәнә бир мәсилә шуки, 2018-йилдин башлап шәрқий түркистандики лагерларға йеқин җайларда җәсәт көйдүрүш орни селинған икән. Бу йәһудийларниң чоң қирғинчилиқ дәвригә охшаш әһвал.”

Уйғур қирғинчилиқи билән йәһудийлар зор қирғинчилиқи оттурисидики охшашлиқларни селиштуруш темисида йеқиндин буян көплигән әсәрләр йезиливатқан болуп, буларниң тәсиридә дуняниң һәрқайси җайлиридики йәһудий тәшкилатлири уйғур қирғинчилиқиға қарши түрлүк паалийәтләрдә әң актип рол ойнаватқанларниң бири болуп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.