Аилә әзалири ғайиб қиливетилгән уйғурлар хәлқараниң хитайға техиму күчлүк бесим қилишини тәләп қилмақта
2024.08.31
Америка ташқий ишлар министири антони билинкен 30-авғуст “мәҗбурий ғайиб болғанлар хәлқара күни” мунасивити билән баянат елан қилди. Баянатта мундақ дейилгән: “бүгүн биз дуняниң һәр қайси җайлиридики мәҗбурий ғайиб қиливетиш җинайитиниң қурбанлирини әсләймиз. Буниң ичидә хитай хәлқ җумһурийити тәрипидин ғайиб қиливетилгән диний вә миллий топлуқниң әзалири, адвокатлар, паалийәтчиләр вә башқиларму бар. . .”
2010-Йилидин башлап һәр йили 30-авғуст күни диктатор һакимийәтләр тәрипидин ғайиб қиливетилгән инсанлар алаһидә хатирилинидиған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириму бу һәқтә мәхсус баянат елан қилған. Б д т елан қилған баянатида “мәҗбурий ғайиб қиливетиш” җинайитини садир қиливатқан һакимийәтләрниң ғайиб қиливәткән кишиләрдин башқа уларниң аилә-тавабиатлириғиму еғир зиянкәшлик қилидиғанлиқи әскәртилгән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиму өзиниң рәсмий иҗтимаий таратқулирида бу һәқтә язма баянат, шуниңдәк аилиси ғайиб қиливетилгән уйғурларниң гуваһлиқ видийолирини тарқатқан. Улар язмилирида б д т ниң “хитай һөкүмити уйғурларға қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан болуши мумкин” лики һәққидики доклатини елан қилғиниға икки йил болғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түркий мусулманлириға қарши инсанийәткә қарши җинайәтләрни давамлаштуруватқанлиқини қайта тәкитлигән.
Пирофессор, хәлқараға тонулған уйғур фолклоршунас раһилә давут ашу ғайиб қиливетилгәнләрниң бири болуп, у 2017-йилниң ахирида бейҗиңдики бир йиғинға қатнишишқа йол алған вә шуниңдин кейин из-дерики болмиған. 2023-Йили 9-айда хитай һөкүмитиниң уни “бөлгүнчилик” вә “дөләт хәвпсизликигә зәрәр йәткүзүш җинайити” дегән әйиб билән өмүрлүк қамаққа һөкүм қилғанлиқи ашкариланған.
Раһилә давутниң америкада турушлуқ қизи әқидә полат аписиниң алтә йилдин буян тутуп турулуватқанлиқи һәққидә радийомизға қайта гуваһлиқ бәрди. У алтә йилдин бери қизи билән дидарлишишни арман қилип келиватқан момисиниң (раһилә давутниң аписи) қизини көрәлмәй йеқинда түгәп кәткәнлики, аписи раһилә давутниңму қизини көрәлмәй алтә йилдин бири түрмидә азаб чекиватқанлиқини, бу үч әвладниң тирагедийәсини қәтий қобул қилалмайдиғанлиқини ейтти.
“мәҗбурий ғайиб болғанлар хәлқара күни” мунасивити билән муһаҗирәттики нурғун уйғурлар өзлириниң иҗтимаий таратқулирида ғайиб қиливетилгән аилә тавабиатлири һәққидә гуваһлиқлирини һәмбәһирлиди.
Америкада турушлуқ сәһибә сайрамоғлиниң тарқатқан мәлуматиға қариғанда, униң иниси қуддусҗан абдувәли 2024-йили 7-айниң 12-күни ғулҗадин борталаға қайтиш йолидики тәкшүрүш понкитида йәрлик сақчилар тәрипидин қолға елинған. Сәһибә радийомизниң зияритини қобул қилип, инисиниң қачан вә қәйәрдә тутулғанлиқи, кейин қәйәргә йөткәлгәнлики вә иниси һәққидә өзи игә болған әң йеңи учурлири тоғрисида қайта тәпсилий мәлумат бәрди.
Радийомиз бу йил майда қуддусҗанниң қумул оттура сотта бәш йил төт айлиқ кесилгәнликини дәлиллигәниди.
Әқидә вә сәһибә зияритимиз давамида аилә әзалири тутулуп кәткәндин кейин һаятиниң пүтүнләй өзгирип кәткәнликини баян қилди. Уларниң баянлиридин уларниң наһайити еғир бир писхикилиқ бисим астида яшаватқанлиқи билинип туратти. Улар йәнә һәр қайси һөкүмәтләр вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайға техиму күчлүк бисим қилишини, тутулуп кәткән аилә әзалири билән пат арида сақ-саламәт дидарлишишни арзу қилидиғанлиқини билдүрүшти.
Ташқи ишлар министири антони билинкен баянатиниң ахирида пүтүн дуняни бирлишип хитай, русийә вә сүрийә қатарлиқ дөләтләр кәлтүрүп чиқириватқан “мәҗбурий ғайиб қиливетиш” кә хатимә беришкә, җинайәтчиләрни җавабкарлиққа тартишқа, шундақла һәммә инсанларниң асасий кишилик һоқуқи вә әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирған.