Америка вә явропаниң хитайға қойған җаза тәдбирлирини тәнқидлигән б д т ниң алаһидә доклатчиси осал әһвалға чүшүп қалған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.21
bdt-duxan-irqiy-qirghinchiliq-1920 Америка вә явропаниң хитайға қойған җаза тәдбирлирини тәнқидлигән б д т ниң алаһидә доклатчиси осал әһвалға чүшүп қалған
Photo: RFA

Хәлқаралиқ мустәқил кишилик һоқуқ органлири тәрипидин “хитай һөкүмитидин пара алған” дәп әйибләнгән б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң доклатчиси алена дохан бу йил 5-айда хитай һөкүмитиниң тәклипи билән уйғур елидә зиярәттә болған. У, шу қетимлиқ зиярити асасида тәйярлиған “бир тәрәплимилик җаза тәдбирлириниң кишилик һоқуққа болған пассип тәсири” намлиқ доклатини нөвәттә җәнвәдә давам қиливатқан 57-Нөвәтлик б д т кишилик һоқуқ кеңишиДә оттуриға қойған.

Алена дохан бу доклатида америка, канада қатарлиқ дөләтләр һәмдә явропа иттипақиниң хитайдики муәссәсәләр вә шәхсләргә қойған җаза тәдбирлири, шундақла сода чәклимиси вә униң ақивәтлири үстидә тохтилип өткән. Доклатниң мутләқ көп қисми уйғур елигә мәркәзләшкән. Униң бу җаза тәдбирлирини “қанунсизлиқ” дәп баһалиған нутуқи б д т дики йиғин мәйданида бир мәйдан кәскин муназирә қозғиған. Алена дохан 57-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңишиниң 10-йиғинида сөзлигән нутуқида төвәндикиләрни дегән:

Хәлқаралиқ мустәқил кишилик һоқуқ органлири тәрипидин “хитай һөкүмитидин пара алған” дәп әйибләнгән б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң доклатчиси алена дохан(Aléna Douhan) 57-нөвәтлик б д т кишилик һоқуқ кеңишидә сөзлимәктә. 2024-Йили 13-сентәбир, җәнвә.
Хәлқаралиқ мустәқил кишилик һоқуқ органлири тәрипидин “хитай һөкүмитидин пара алған” дәп әйибләнгән б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң доклатчиси алена дохан(Aléna Douhan) 57-нөвәтлик б д т кишилик һоқуқ кеңишидә сөзлимәктә. 2024-Йили 13-сентәбир, җәнвә.
webtv.un.org

“мениң хитайға қилған зияритим бир тәрәплимә җазаларниң кишилик һоқуққа қандақ тәсир көрситиватқанлиқини ениқ көрситип бәрди. Хитай һөкүмити гәрчә бундақ җаза тәдбирлириниң инсанларға болған тәсирини маһийәтлик дәриҗидә азайтқан болсиму, кишиләрниң иқтисадий вә иҗтимаий һоқуқи тәсиргә учримақта. Шинҗаң уйғур аптоном районидики ишсизлиқ нисбитиниң өрлишини кәлтүрүп чиқириватқан вә шинҗаңниң иқтисад саһәлиригә қаритилған бу җазалар хәлқара қанунға хилап. Җаза йүргүзгүчи дөләтләр дәрһал бу тәдбирлирини бикар қилиши керәк.”

Белорусийәлик алаһидә доклатчи алена дохан нутқи давамида бундақ бир тәрәплимилик җаза тәдбирлириниң инсанларни чиқиш қилмиғанлиқи, инсанпәрвәрликкә хилап икәнликини, униң кишиләрниң яшаш һоқуқи, ишләш һоқуқи қатарлиқ кишилик һоқуқлириға еғир зиян бериватқанлиқини илгири сүргән.

Униң сөзидин кейин, йиғин мәйданидики хитай вәкили дәрһал алена доханни қоллап сөз қилған. У сөзидә “хитай һөкүмити алаһидә доклатчи доханниң хитайға қилған тәклиплик зияритидин кейин бәргән доклатини қарши алиду. Америка қатарлиқ дөләтләрниң хитайға қарши йолға қойған бир тәрәплимилик мәҗбурлаш тәдбирлири хәлқара қанунға хилап болуп, у кишилик һоқуққа пассип тәсир көрсәтмәктә. Мунасивәтлик дөләтләр дохан ханимниң тәклиплирини яхши аңлиши вә уни әмәлийләштүрүши керәк” дегән.

Йиғин мәйданидики венезуела, иран ислам җумһурийити, русийә, куба, белорусийә, зимбабуве вә сүрийә қатарлиқ дөләтләр вәкиллириму өзлиригә берилгән сөз қилиш нөвитидә, алена доханниң доклатини мәдһийәләшкән вә қоллайдиғанлиқини ипадә қилишқан.

Б д т доклатчиси алена дохан мәзкур “бир тәрәплимилик җаза тәдбирлириниң кишилик һоқуққа болған пассип тәсири” намлиқ доклатини тәйярлаштин аввал, хитай һөкүмитиниң тәклипигә бинаән уйғур елигә берип, үрүмчи, шихәнзә, санҗи, хотән қатарлиқ җайларда зиярәттә болған. У бу зиярити һәққидә б д т кишилик һоқуқ кеңишигә сунған доклатида өзиниң “райондики йәрлик һөкүмәт рәһбәрлири, аммиви тәшкилатлар вәкиллири, һәрқайси саһә вә кәсипләр вәкиллири, тәтқиқат аппаратлири вә илмий хадимлар билән көрүшкәнликини” баян қилған. Алена дохан йәнә, “хитай һөкүмитиниң өзини биринчи қол учурлар билән биваситә учришишиға рухсәт қилғанлиқиға рәһмәт ейтип, бир тәрәплимилик җаза тәдбирлириниң инсанлар һаятиға көрситиватқан тәсирини һәқиқий көрүп йәткәнликини” билдүргән.

Бирақ, алена доханниң америка қатарлиқ ғәрб дөләтлирини нишан қилған бу “бир тәрәплимилик мәҗбурлаш тәдбирлириниң кишилик һоқуққа тәсири” намлиқ доклати нәқ мәйдандики америка вә явропа иттипақи вәкиллириниң қаршилиқиға учриған. явропа иттипақи вәкили нәнна андерсен ханим сөзидә алди билән явропа иттипақиниң җаза тәдбирлириниң тамамән хәлқара қанунларға уйғунлуқини тәкитлигән. У мундақ дегән:

“әмәлийәттә, явропа иттипақиниң җаза тәдбирлири хәлқара қанунларниң дәпсәндә қилинишиға қайтурулған бир инкастур. Улар кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларни өз ичигә алған барлиқ җавабкарларни нишан қилған, қаратмилиқи күчлүк болған тәдбирләрдур. Улар вәқәләргә бирмубир қарап чиқиш, пакит йиғиш вә қануний рамкилар билән селиштурулуш асасида бекитилгән болуп, қәрәллик һалда көздин кәчүрүп турулиду.”

Явропа иттипақи вәкили нәнна андерсен ханим сөзи давамида йәнә, явропа иттипақиниң җаза тәдбирлириниң хәлқаралиқ келишимләр вә қанунлар асасида кишилик һоқуқ дәпсәндичилирини җазалашни нишан қилғанлиқини әскәртип өткән.

У йәнә мундақ дегән: “доклатчи ханим, сизниң доклатиңизда язған хуласиңизға җавабән мән шуни тәкитләймәнки, явропа иттипақиниң җаза тәдбирлири сөз темиси болуватқан дөләттики кишилик һоқуқни қоғдаш вә тәшәббус қилиш мәқсити билән хәлқара қанунлар вә адил сотлиниш капалити асасида бекитилгән. Мушу бойичә алғанда, сиз явропа иттипақидики органлар вә шәхсләргә қоюлған қайтурма характерлик җаза тәдбирлиригә қандақ баһа берисиз?”

Алена доханниң доклатиға америка вәкили тим җонсон (Tim Johnson) му наразилиқ билдүргән. У сөзидә мундақ дегән:

“америка қошма иштатлири җаза тәдбирлири кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиду, дәйдиған бу әйибләшни қәтий рәт қилиду. Бу мәнтиқә асасий җәһәттин хата. Җаза тәдбирлири кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә хорлашни тосуш вә чәкләштә, җавабкарлиқни илгири сүрүштә, тинчлиқ вә бихәтәрликкә болған тәһдитләргә тақабил турушта муһим рол ойнайду. Мәсилән, америка қошма иштатлири қийин-қистақ, халиғанчә тутқун қилиш, мәҗбурий йоқитиветиш вә сотсиз өлтүрүветиш қатарлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә шерик болған мәлум рәһбәрләргә қарши җаза тәдбири қолланған. Бу җаза тәдбирлири көпинчә һалларда өз дөлитидики күчлүк һоқуқдарларниң җазасиз қелишини халимайдиған аммиви тәшкилатлар тәминлигән учурларға асасән түзүлгән.”

У сөзини йәнә мундақ давам қилған: “нурғун җайларда, аддий пуқраларниң кишилик һоқуқи шу дөләт рәһбәрлири тәрипидин көзгә илинмайду яки дәпсәндә қилиниду. Бу рәһбәрләрни җавабкарлиққа тартиш мәқситидә қоллинилған җаза тәдбирлири кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмастин, әксичә униңға болған һөрмәтни әслигә кәлтүрүшни мәқсәт қилған. Қисқиси, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиғини җаза тәдбирлири әмәс. Кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиғини зиянлиқ начар һәрикәтләрдур. Бу һәрикәтләрниң давамлишишиниң алдини елиш үчүн, мәсул кишиләргә җаза тәдбирлири қоллинилиду.”

Мәзкур йиғин мәйданида йәнә юқирида исми тилға елинған хитай, венезуела, иран, русийә, куба, белорусийә, зимбабуве вә сүрийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән вә өзлирини аммиви тәшкилатлар вәкили дәп тонуштурған кишиләргиму сөз берилгән болуп, бу дөләтләрдики аммиви тәшкилат вәкиллириму алена доханниң доклатини қоллап сөз қилған. Бирақ йиғиндики мустәқил кишилик һоқуқ оргини “б д т ни көзитиш тәшкилати” башлиқи һиллел нуер әпәнди (Hillel Neuer) бу доклатни қаттиқ әйиблигән.

У мундақ дегән: “дохан ханим, сиз шинҗаңни зиярәт қилишқа рухсәт қилинған тунҗи б д т доклатчиси болупсиз. Бу толиму чоң мәсулийәт. Мән бүгүнки йиғин башлиништин сәл бурун уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рошән аббас билән телефонда сөзләштим. У сизниң зиярәткә меңиштин аввал өзи яки башқа уйғур паалийәтчилири билән алақә қилмиғанлиқиңизни деди. Бу растму? бүгүн, униң бегунаһ һәдиси доктор гүлшән аббасниң мәҗбурий ғайиб қилинғанлиқиға 2202 күн болди. Униң нәччә түрлүк кесили бар иди. Сиз уйғур елидики төт шәһәрни зиярәт қипсиз. Әҗиба сиз доклатиңизда мәдһийәлигән саһибханлириңиздин уларниң гүлшән аббасни қәйәрдә тутуп туруватқанлиқини сорап бақтиңизму? немишқа соримидиңиз? сиз хитайда ғәйрий һөкүмәт тәшкилатлири билән учрашқанлиқиңизни дедиңиз. Һалбуки, хитайдики һәқиқий кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң зинданда икәнликини билмәмсиз? мәсилән, ваң биңҗаң? униң билән учришишни тәләп қилмидиңизму? немишқа қилмидиңиз?”

У сөзини йәнә мундақ давам қилған: “дохан ханим, сиз бир кишилик һоқуқ мутәхәссиси болуш сүпитиңиз билән, немә үчүн хитай һөкүмитиниң бир милйонға йеқин уйғурни дини вә миллий кимлики сәвәблик лагерларға қамап, зорлуқ билән әмгәккә селиватқанлиқини тилға алмайсиз-ю, америка, явропа иттипақи, бүйүк биританийә вә канада тәрипидин бу зулумға қарши қоюлған ембарголарға қарши турисиз? б д т ниң 49/82/ADD. 1 Номурлуқ доклатиға асасланғанда, сизниң ишханиңиз хитай бәргән 200,000 доллар пулни алған. Сизниң уйғурларниң хушал икәнлики вә әксичә зиянкәшликкә учриғучиниң хитай һөкүмити икәнлики тоғрисида видейо вә доклатларни елан қилишиңиз, б д т ға шәрәп елип кәлдиму? сиз иран, сүрийә, венсуела вә зимбабувени зиярәт қилғанда, немә үчүн милйонлиған қурбанларни нәзәрдин сақит қилдиңиз вә залимлар билән бир сәптә турдиңиз?”

Һиллел нуер әпәндиниң сөзлиридин кейин йиғин зали бир мәһәл сүкүткә чөмгән. Алена дохан болса юқириқи әйибләшләрдин кейин қаттиқ осал әһвалға чүшүп қалған. У йиғин ахирида өзигә берилгән сөз қилиш пурситидә өзиниң хитайдин пул алғанлиқи һәққидики әйибләшләрниң ялғанлиқини билдүргән у “мән алақидар тәшкилаттин бузғунчилиқ һәрикитини тохтитишни вә б д т дики ғәйрий-һөкүмәт тәшкилатлириниң мәйданға мас келидиған шәкилдә һәрикәт қилишни сораймән. Сиз тилға алған пул совғат әмәс. Бу пул кишилик һоқуқ кеңиши тәрипидин толуқ контрол қилинип ишлитилидиған пул” дәп өзини ақлиған.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас ханим радийомизға қилған сөзидә, һиллел нуер әпәндиниң өзи билән һәқиқәтән сөзләшкәнликини, униң бу мәйданда һәдисиниң мәсилисини оттуриға қойғанлиқидин хурсән болғанлиқини билдүрди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң иш-паалийәтлирини көзитидиған юқириқи бу мустәқил орган 2022-йили 83 бәтлик бир доклат елан қилип, б д т кишилик һоқуқ кеңиши доклатчиси алена доханниң бейҗиңға қилған бир сәпири мәзгилидә хитайниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқатлириға янтаяқ болғанлиқини һәмдә хитайдин 200 миң доллар пул алғанлиқини ашкарилиған иди.

Дәрвәқә, у хитай һөкүмити 2021-йили 8-сентәбир күни орунлаштурған “шинҗаң яхши җай” намлиқ тор пирограммисиға қатнашқан икән.

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо бу йил 8-айда “бирләшкән дөләтләр тәшкилатини бир тәрәплимилик җазалаш тәдбирлири тоғрисидики алаһидә доклатчиниң орнини әмәлдин қалдуруш вә американиң бу орунни мәбләғ билән тәминлишиниң алдини елиш” намлиқ қанун лайиһәсини тонуштурған иди. У бу қанун лайиһәси арқилиқ алена духан (Alena Douhan) мустәбит дөләтләрниң америкаға қарши мәйданини қоғдиғанлиқи, шундақла хитайниң уйғурларни бастуруш тәшвиқатиға маслашқанлиқи үчүн, униң вәзиписиниң бикар қилинишини тәләп қилған.

Рошән ханим бу һәрикәтләрниң хитайниң б д т дики тәсирини азайтиш вә алена доханға охшайдиған кишиләрни тазилашта муһим роли барлиқини ейтти.

Белорусийә дөләтлик университетниң пирофессори болған алена духан 2020-йили март ейидин башлап, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң пәвқуладдә доклатчиси болуп тәйинләнгән. Униң б д т намида хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқат йиғинлириға көп қетимлап қатнашқанлиқи, һәтта 2021-йилиниң ахирида хитай һөкүмитиниң саһибханилиқида чақирилған “ғәрб җаһангирликиниң җазалириға қарши турайли” темисидики йиғинда нуқтилиқ сөз қилғучиларниң бири болғанлиқи диққәт қозғиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.