Норвегийәдә 4 тәрәп бирлишип хитайға қарши ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән
2021.02.10
Норвегийәдики хитайға қарши күчләр норвегийә һөкүмитигә шикайәт хети әвәткән вә хитайға қарши очуқ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән.
Норвегийә уйғур комитетиниң 9-феврал бәргән мәлуматлириға асасланғанда, норвегийә билән хитай тәрәп оттурисида әркин сода келишими имзалиниш һарписида норвегийәдики һакимийәт бешида болған һәрқайси партийәләргә тәвә 8 яшлар партийәсиниң қоллиши, 4 комитет вә икки тәшкилатниң имза қоюши билән җәмий 14 орган норвегийә һөкүмити үстидин шикайәт қилип хитай билән болидиған әркин сода келишимини бикар қилишни тәләп қилған. Шуниң билән биргә, норвегийә уйғур комитети, норвегийә тибәт комитети, норвегийә хоңкоң комитети вә норвегийә тәйвән достлуқ җәмийити қатарлиқ 4 тәшкилат бирлишип бүгүн тор арқилиқ хитайға қарши очуқ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән.
Норвегийә уйғур комитети хадими муһәттәр ханимниң норвегийә һөкүмитигә қарита һазирланған очуқ хәт тоғрисидики учурлириға асасланғанда, хәттә норвегийә-хитай оттурисидики “әркин сода келишимини бикар қилиш, икки тәрәпниң мунасивитини нормаллаштурушни әмәлдин қалдуруш, кишилик һоқуқни иқтисадий мәнпәәтниң алдиға қоюш” қатарлиқ үч түрлүк тәләп оттуриға қоюлған.
Бу 3 түрлүк тәләп ичидики “икки тәрәпниң мунасивитини нормаллаштурушни әмәлдин қалдуруш” тәлипи диққәтни тартиду. Игилишимизчә, 2010-йили нобел тинчлиқ мукапати хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю шавбоға берилгәндин кейин норвегийә билән хитайниң мунасивити бузулған вә икки тәрәп оттурисидики сүркилиш 6 йил давамлашқан. 2016-Йилиға кәлгәндә норвегийә билән хитай оттурисида “икки тәрәпниң мунасивитини нормаллаштуруш” дәйдиған бир келишим имзаланған. Келишимниң роһиға бинаән норвегийә тәрәп хитайға һәр саһәдә зор дәриҗидә йол қойған вә давамлиқ йол қоюшқа мәҗбур вәзийәткә чүшүп қалған. Норвегийәниң 2020-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатини хитай түрмисидики өктичи уйғур зиялийси илһам тохтиға беришкә җор'әт қилалмаслиқиғиму мәзкур келишим сәвәбчи болған. Бу түпәйли норвегийәдики хитайға қарши паалийәтчиләр бу келишимни әмәлдин қалдурушни тәләп қилған.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мудири бәхтияр өмәр әпәнди 9-феврал чүштин кейин саәт 14:00 тин 15:30 қичә өткичә болған арилиқта давам қилған ахбарат елан қилиш йиғини һәққидә бизни тәпсилий мәлумат билән тәминлиди.
Норвегийә тибәт комитетиниң рәиси мерита бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “бүгүн норвегийә тибәт комитети, норвегийә уйғур комитети норвегийә хоңкоң комитети вә норвегийә тәйвән достлуқ җәмийити бирлишип норвегийә һөкүмитигә қарита наразилиқ хетимизни елан қилдуқ. Норвегийә һөкүмитиниң хитайниң тибәт, шәрқий түркистан, хоңкоңдики зулумлириға һәмдә тәйвәнгә қарита тәһдитлиригә бинәзәр һалда хитай билән әркин сода келишими имзалимақчи болғанлиқи ғәрб қиммәт қаришиға уйғун әмәс. Демократийә, кишилик һоқуқни қәдирләйдиған бир дөләтниң хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә көз юмувелиши инсаний әхлаққиму мас кәлмәйду. Буниң үчүн биз бу йәрдә ахбарат йиғини өткүзүп норвегийә һөкүмити үстидин шикайәт қиливатимиз вә һөкүмәттин хитай билән болған һәмкарлиқлирини бикар қилишини тәләп қиливатимиз”.
Норвегийә хоңкоң комитетиниң рәиси җешкаму зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз норвегийәниң хитай билән имзалимақчи болған әркин сода келишими мунасивити билән очуқ хәтләр һазирлап уни һөкүмәткә тапшурдуқ һәмдә ахбарат елан қилиш йиғинида оқуп өттуқ. Көплигән яшлар партийәси бизни қоллиди. Биз хетимиздә норвегийә һөкүмитини хитайниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилиштәк җинайәтлиригә шерик болуп қалмаслиққа агаһландурдуқ һәмдә униңдин ғәрб қиммәт қаришиға садиқ болушни тәләп қилдуқ. Кишилик һоқуқ мәсилисини хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқта алдинқи орунға қоюшни тәвсийә қилдуқ. Бу йәрдә уйғурлар, тибәтләр, тәйвәнликләр вә хоңкоңлуқларниң хитайға қарши ортақ аваз чиқиришиниң әһмийити наһайити зор дәп қараймән. Келәчәктә хитайға қарши бирләшмә фронт қуруш нуқтисидин техиму шундақ”.
Бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, бу йиғинда алди билән норвегийә уйғур комитети, норвегийә тибәт комитети, норвегийә хоңкоң комитети вә норвегийә тәйвән достлуқ җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар өзлири һазирлиған ахбаратларни айрим-айрим һалда елан қилған. Андин норвегийәдики һәрқайси партийә вә комитетларниң рәһбәрлири норвегийә-хитай мунасивәтлири тоғрисида өзлириниң қарашлирини оттуриға қоюп өткән. Йиғинниң ахири соал-җаваблар билән тамамланған.