Хитайға ялланған чәтәллик тәшвиқатчилар һәққидә америкалиқ иҗтимаий таратқу чолпанлири немә дәйду?

Мухбиримиз нуриман
2022.02.02
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитайға ялланған чәтәллик тәшвиқатчилар һәққидә америкалиқ иҗтимаий таратқу чолпанлири немә дәйду? The BL Ниң “хитай 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси тәшвиқати үчүн американиң тәшвиқат васитилирини тәклип қилди” намлиқ син көрүнүшидин елинған.
TheBL.com

“сода саһәсидикиләр” (Business Insider) хәвәр торида йеқинда елан қилинған бир мақалигә қариғанда, хитай тәрәп американи асас қилған Vippi Media намлиқ ахбарат ширкити билән TikTok, Instagram вә Twitch қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси һәмдә хитайдики кишилик һоқуқ һәққидә актип учурларни тарқитиши үчүн 300 миң долларлиқ келишим имзалиған.

Америка байден һөкүмити 6-декабир хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиши сәвәблик бейҗиң қишлиқ олимпикини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилған кейин, әнглийә, канада вә австралийәму бу сәпкә қошулғаниди. явропадики дөләтләрму арқа-арқидин бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнашмайдиғанлиқини елан қилғаниди.

Үрүмчигә саяһәткә барған җәнубий африқилиқ җери гүди ютуб видиосида үрүмчидики дөңкөврүк дә туруп “уйғурларға қариши ирқий қирғинчилиқ боливатиду дегән ялған” демәктә.
Үрүмчигә саяһәткә барған җәнубий африқилиқ җери гүди ютуб видиосида үрүмчидики дөңкөврүк дә туруп “уйғурларға қариши ирқий қирғинчилиқ боливатиду дегән ялған” демәктә.

Хитайниң мәктәпләр, аммивий тәшкилатларға һәр хил шәкилләр билән сиңип керип хитайниң тәшвиқатини қиливатқанлиқи чоң ахбарат қаналлиридиму елан қилинди. Йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда уйғур райониға берип аталмиш саяһәт видийолирини ишләватқан чәтәлликләрниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқини инкар қилидиған, уйғур мәҗбурий әмгикини ақлайдиған түрдики видийоларни тарқитиши, ахбарат васитилириниң вә көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.

Биз бүгүн хитайда 10 нәччә йил турған вә хитай һәққидә ишлигән видийолири сәвәблик ахири хитайдин қоғлап чиқирилған, тордашларға laowhy86 вә Serpentza нами билән тонушлуқ болған мәтийү вә винистон билән сөһбәт илип бардуқ.

Сөһбәтниң тәпсилатини юқиридики аваз улиниши арқилиқ аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.