“бәхтлик аилә” ниң бәхтсиз һекайиси: хитай базарға селиватқан уйғур-хитай никаһ тәшвиқати

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.01.25
mehray-ailisi-dongguan Миһриай һәбибулланиң аилисидикиләр гуаңдуң доңгүәнгә кәлгәндә чүшкән хатирә сүрәт.
chinanews.com

Йеқинқи йиллардин буян хитай даирилириниң уйғур яшлирини милләт вә дин һалқиған никаһқа риғбәтләндүрүш, уйғур қизлирини хитай әрлири билән тойлишишқа мәҗбурлаштәк әһваллар хитайда сиясәт характерлик тәшәббус сүпитидә оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум болмақта. Һәтта бу хилдики видийолуқ тәшвиқатлар хитайниң һөкүмәт таратқулири вә иҗтимаий таратқулардин орун алмақта.

Буларниң бир өрники йеқинда хитай таратқулирида кәң тәшвиқ қилинған уйғур қизи меһриай һәбибулла билән гуаңдуңлуқ хитай әрниң аталмиш “бәхтлик аилиси” һәққидики тәшвиқат хәвиридур. “хитай хәвәрләр тори” ниң 23-январдики бир хәвиридә, җәнубий хитай педагогика университетини пүттүрүп, “доңгуән тоқумичилиқ вә кийим-кечәк мәктипи” дә оқутқучи болуп ишләватқан уйғур қизи миһриай һәбибулла гуаңдуңлуқ бир хитай әр билән той қилип, “бәхтлик аилә һаяти” яшаватқанлиқи тәшвиқ қилинған.

Хитайчә кийиндүрүлгән уйғур қизниң хитай билән орунлаштурулған той мурасимидики раһәтсиз вә наразилиқ чирайи.
Хитайчә кийиндүрүлгән уйғур қизниң хитай билән орунлаштурулған той мурасимидики раһәтсиз вә наразилиқ чирайи.
Social Media

Мәзкур хәвәрдә, 2022-йили хитай хизмәтдиши билән той қилған миһриайниң өз исмини хитай ериниң фамилиси билән қошуп “чен рейи” (陈热依) дәп өзгәрткәнлики, қизиға “чен шуши” (陈栩玺) дегән хитайчә исим қойғанлиқи алаһидә әскәртилгән. Хәвәрдә йәнә өз дәвридә нәнҗиң шәһиридики җяңпу толуқ оттура мәктипидә оқуған меһриайниң шу чағлардила таң дәври хитай шеирийитигә “мәптун” болғанлиқи, һазир аилә бойичә һәр йили чаған, қурбан һейт вә рози һейтларни бирликтә тәбрикләйдиғанлиқи тилға елинған.

Америкада яшаватқан туңган анализчи маҗү хитайниң бу хилдики милләтләр ара никаһлиниш тәшвиқатиға қарита җиддий инкас қайтурди. Мундақ деди:

“биз әлвәттә охшимиған милләтләргә тәвә қиз-йигитләрниң әркин муһәббәтлишишигә, шундақла ирқ, милләт һалқиған никаһ-тойларға қарши әмәсмиз, бу кишилик әркинлик болуп, бизниң униңға қарши туруш һоқуқимизму йоқ. Һалбуки, хитай компартийисиниң бу йәрдә тәшәббус қиливатқини һәргизму кишиләрниң әркин муһәббәт мәсилиси болмастин, бәлки сиясий күч вә мәҗбурлаш арқилиқ йолға қоюватқан ассимилятсийә сияситидур. Тарихий пакитлар шуни испатлидики, бу хил мәҗбурлаш характеридики сиясий тәдбирләр вә чариләр миллий районлардики нопус нисбити, диний-етиқад вә мәдәнийәт қурулмисини пүтүнләй өзгәртип, әслидики хаслиқ йоқитиду. Техиму тоғриси, аң-идеологийә җәһәтләрдә уйғурлар билән хитайларниң юғурулуп кетишини тезлитиду. Бу изчил давамлишиватқан бир системилиқ бузғунчилиқтин башқа нәрсә әмәс. Шуңа наһайити ениқки, хитай һөкүмитиниң уйғурлар билән хитайларниң никаһлинишини тәшәббус қилиши, мана мушундақ сиясий мәқсәтниң нәтиҗисидин болған. Хитай компартийәси һазирғичә уйғур елида аталмиш ‛шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш‚ истиратигийәсини йүргүзүп келиватиду. Хитай үчүн уйғурларни еритип йоқитиш, уларниң қенини өзлири билән арилаштуруп ассимилятсийә қилиш нөвәттики интайин зөрүр пилан. Бу әмәлийәттә очуқ-ашкара қирғинчилиқниң испатидур.”

“хитай хәвәрләр тори” дики хәвәрдә, уйғур қизи миһриай һәбибулланиң хитай ериниң күчлүк мәсулийәт туйғусидин бәкму тәсирләнгәнлики, шундақла өзлириниң тойи арқилиқ “уйғур-хитайлар арисидики никаһ мунасивити” гә һәссә қошқанлиқи давраң қилинған.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң тарих пәнлири оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди, хитайда тарихтин буян өзидин башқа милләтләрни еритиш вә ассимилилатсийә қилиштәк бу хил әшәддий хаһишниң мәвҗут болуп кәлгәнликини, һәтта хитайларниң буни “явайиларни мәдәнийләштүрүш” қурулуши дәп қарап кәлгәнликини тәкитлиди. У, бүгүнки күндә хитай таратқулириниң уйғурлар билән хитайларниң никаһлинишидин қурулған аталмиш “бәхтлик аилә” ләрни тәшвиқ қилишида рошән сиясий тәшвиқат ғәризиниң йошурунғанлиқини әскәртип өтти.

Дәрвәқә, нөвәттә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиниң әң рошән ипадилириниң бири уйғурларниң никаһ-той адәтлиригә қиливатқан бузғунчилиқи болуп, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи, диний етиқади, өрп-адити вә мәдәнийитини мисли көрүлмигән дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқи мәлум.

Руне ситенберг (Rune Stenberg) узун йиллардин буян уйғурларниң никаһ-той адәтлири һәққидә чоңқур тәтқиқат вә издинишләрни елип барған, шундақла бу һәқтә бир қатар илмий әмгәкләрни йоруқлуққа чиқарған билим адәмлириниң бири. У, нөвәттә уйғурлар билән хитайлар арисидики тойлишишниң барғансери көпийип бериши, хитайниң сиясий тәшвиқатлири вә мәҗбурлаш характерлик чарә-тәдбирлири билән зич бағлинишлиқ, дәп көрсәтти.

Игилишимизчә, нөвәттә хитайниң “довйин” вә “үндидар”, “тик-ток” қатарлиқ иҗтимаий таратқулирида “уйғур қизниң бейҗиңдики турмуши”, “хитай-уйғурларниң күндилик никаһ турмуши”, “қәшқәр чәвәндазлар беғи”, “мәндә 398 бар”, “ғәрбий дияр шаһзадиси 7763” қатарлиқ мәхсус қаналлар тәсис қилинған. Бу қаналларда уйғур қизлириниң хитайлар билән той қилип, “бәхтлик вә хатирҗәм” һаятқа еришкәнлики тәшвиқ қилинмақта икән. Бу саһәдики мутәхәссисләр, хитайниң нөвәттә милйонлиған уйғурларни лагер вә түрмиләргә солап, уларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш билән бир вақитта йәнә уйғурлар билән хитайларниң өз ара никаһлинишини риғбәтләндүрүп, уйғурларни еритип түгитишни нишан қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.