Гилгиттики уйғур оқуғучилар рамазан мәзгилидә шу йәрдики хитай қәбристанлиқини таваб қилишқа елип берилған
2022.04.12

Пакистанниң гилгит районидики “хитай-пакистан достлуқ ташйоли” бойидики бир мәнзирилик җайда хитай ишчилириниң қәбристанлиқи бар болуп, пакистандики хитай әлчиханиси вә хитайпәрәс җәмийәтләр давамлиқ түрдә бу җайни “хитай-пакистан достлуқ абидиси” сүпитидә тәшвиқ қилип кәлмәктә.
Пакстандики бир қисм уйғурларниң инкас қилишичә, бир қисим хитайпәрәс пакистанлиқлар вә хитайниң оқуш ярдәм пули билән пакистанда оқуватқан уйғур оқуғучилар 4-април, йәни бу йиллиқ рамазанниң 3-күни гилгиттики хитай қәбристанлиқиға елип берилип, хитайларниң қәбрә сүпүрүш байримиға қатнаштурулған.
Улар бу җайда ислам әқидилиригә пүтүнләй хилап һалда хитай ишчилириниң қәбрилиригә исриқ йеқиш, тазим қилиштәк хитай әнәнилирини биҗа кәлтүргән, шундақла мәхсус хитайчә тәзийә билдүрүрүшкән.
Бу вәқә пакстанниң бир қанчә телевизийә қаналлири вә гилгиттики йәрлик таратқулардиму хәвәр қилинған. Бу вәқә пакстандики уйғур җамаити ичидә “улуғ ай улуғ күнләрдә мусулманларниң диний етиқадиға қилинған һақарәт” шундақла “уруқ-туғқанлири хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан уйғур җамаитигә қилинған еғир хорлуқ” дигән тәнқидләргә сәвәб болмақта икән.
Пакстадики “өмәр уйғур вәхпи” ниң рәиси омәр уйғурниң радийомизға инкас йәткүзишичә, рамазанда хитай қәбрстанлиқини таваб қилишни әслидә пакистандики “хитай муһаҗирлар җәмийити” ниң рәиси абдулқейюм миҗит билән хитай әлчиханиси бирликтә орунлаштурған икән.
Гилгиттики бу хитай қәбрстанлиқиға аит тарихий учурларға қариғанда, қарақурум таш йоли, қарақурум, һималая вә һиндиқуш вә памир егизлики қатарлиқ тағ тизмисидин һалқип өтидикән. Бу ташйол 1966-йилдин башлап хитай вә пакистанлиқ ишчилар тәрипидин ясалған икән. Ташйол бойидики геологийәлик шараит мурәккәп болғанлиқи сәвәбидин, қурулуш интайин мүшкүл болған, ташйол қурулушиниң 12 йил җәрянида қар көчүш, тағ гүмүрүлүп чүшүш қатарлиқ тәбиий апәтләр сәвәблик йүзлигән хитай инженерлири вә қурулуш ишчилири һаятидин айрилған икән.
Пакистан һөкүмити бу йолни ясашта қаза қилған хитай ишчиларни дәпнә қилған җайға “хитай қурбанлар қәбристанлиқи” дәп нам берип, қәбристанлиқниң оттурисға ақ мәрмәрдин хатирә мунари орнатқан икән.
1978-Йили қарақурум ташйоли пүтүп қатнаш башланғандин кейин, у хитай билән пакистанни туташтуридиған бирдинбир қуруқлуқ йолиға айланған болуп, хитай вә пакистан һәр икки тәрәп йолни “достлуқ йоли” дәп атиған икән.
“хитай-пакистан достлуқ абидиси” гә айландурған бу җай пакстанниң хитай һөкүмитигә болған садақитини ипадиләйдиған, даим хитай-пакстан байрақлири есилип безилидиған вә гүлчәмбирәкләрни қойидиған бир сиясий паалийәт соруни болуп қдалған икән.
Һалбуки, бу йиллиқ рамазанда пакистандики уйғур муһаҗирларниң бу җайдики хитай қәбрстанлиқини таваб қилишқа елип берилиши, “уйғурларниң исламй әқидисигә қилинған бир һақарәт вә еғир хорлуқ” дәп қаралмақта икән.
Өзини “шинҗаңлиқ хитай пуқраси” дәп тонуйдиған пакистандики хитайпәрәс уйғурлардин абдуқәйюм миҗитниң йеқинда хитай әлчиханиси оюштурған чаған бәзмисидә хитай даирилири тәрипидин тартуқланғанлиқи ашкарланған иди.
“хитай муһаҗирлар җәмийити” ниң рәиси абдулқәйюм миҗитниң фейсибук бетидә бу йиллиқ рамазан мәзгилидә гилгиттики уйғур оқуғучиларниң хитай қәбристанлиқиға тавабқа елип берилғанлиқи һәққидики сүрәтлик вә видийолуқ учурлар һәмбәһрләнгән. Буниңдин пакистандики уйғурларниң бу һәқтики инкаслириниң тоғра икәнликини мәлум болди
50 Әтрапида киши қатнашқан рамазандики бу хитай қәбристанлиқини таваб қилиш паалийитигә қатнашқанларниң асаслиқ қисми хитай әлчиханисидин оқуш ярдәм пули еливатқан пакистанлиқ уйғур муһаҗирларниң пәрзәнтлири икән. Илгири “хитай муһаҗирлар җәмийити” дегән бу тәшкилатниң васитиси билән хтай һөкүмитиниң пакистандики иқтисади әһвали қийин болған аталмиш “шинҗаңлиқ хитай пуқралири” аилилириниң пәрзәнтлиригә оқуш ярдәм пули берип келиватқанлиқи ашкарланғанди.
Хитай әнәниси бойичә һәр йили 4-айниң бешида “қәбрә сүпүрүш байрими” болидикән. Бу күндә хитайлар өлүп кәткән уруқ-туғқанлириниң қәбрисини йоқлашни адәт қилған. Хитай һөкүмити уйғур диярида бу байрамда уйғурларни хитай “инқилаби қурбанлири” ниң қәбрисини сүпүрүш паалийитигә мәҗбурий қатнаштуруп келиватқанлиқи мәлум. Хитайниң бу байрими уйғур өсмүрлиригә аталмиш “вәтәнпәрвәрлик вә қизиллиқ тәрбийәси” елип баридиған, һөкүмәт мәмурлири вә кадирларниң хитай һүөкүмитигә болған садақитини синайдиған бир мурасимға айландурулған.
Йеқинда иҗтимаий таратқуларда уйғур дияридики уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин бу йиллиқ рамазанда мәҗбурий һалда хитай қәбрилирини сүпүрүшкә қатншаштурулғанлиқиға даир бәзи ведийолар тарқилип, муһаҗирәттики уйғурларни биарам қилған иди. Бу йиллиқ рамазанда гилгиттики уйғурларни хитай қәбрстанлиқини таваб қилишқа орунлаштуруш вәқәси, хитайниң мәдәнийәт қирғинчилиқиниң чегра атлап чәт әлләргә қәдәр созулғанлиқини ашкарилап бәрди.
Гилгит шәһири пакистанниң кәшмир районидики саяһәт мәркәзлиридин бири болуп, илгири бу йәргә уйғур елиниң қәшқәр, хотән, йәркән қатарлиқ җайлиридин көчүп келип йәрләшкән тәхминән 600 әтрапида уйғур аһалиси яшап кәлмәктә. Уларниң пакстанға йәрләшкинигә йерим әсирдин ашқан болсиму, әмма “хитай муһаҗирлар җәмийити” ниң вастиси билән йәнила хитайниң контроллуқи вә паракәндичиликигә учрап келиватқанлиқи мәлум.