Ақсуда “путуңхуани омумлаштуруш” тәшвиқатиниң җиддий елип бериватқанлиқи дәлилләнди
2023.09.20

Йеқинқи 20 йилдин буян, хитай даирилириниң аталмиш “қош тиллиқ маарип” намида уйғур миллий маарипини йоқитиш сияситини изчил давамлаштуруп кәлгәнлики мәлум. Йеқинда хитай һөкүмәт таратқулиридин “ақсу ахбарат тори” да, ақсу вилайәтлик маарип вә пән техника идариси тил йезиқ ишханисиниң ақсу вилайитиниң һәрқайсий җайлирида “путуңхуа” (хитай ортақ әдәбий тили) ни омумлаштуруш тәшвиқат паалийитини җиддий түрдә елип бериватқанлиқи хәвәр қилинған иди. Мәзкур хәвәргә қариғанда, бу тәшвиқат паалийити җәрянида ақсудики һәр милләт аһалилири “путуңхуада сөзләш, өлчәмлик йезиш, мәдәний сөзләш, мәдәний кишиләрдин болуш” қа чақириқ қилинған.
“ақсу ахбарат тори” ниң билдүрүшичә, бу қетимлиқ “путуңхуани омумлаштуруш” һәптилики ақсу шәһирини асас қилған һалда пүткүл ақсу вилайити тәвәсидики һәрқайсий наһийә, йеза-базар вә кәнтләрдә өткүзүлгән. Йәрлик аһалиләрниң һәммиси бу паалийәткә паал қатнишишқа сәпәрвәрлик қилинған, шундақла асасий қатламларғичә кәң қанат яйдурулған.
Биз бу һәқтә техиму тәпсилий вә ениқ мәлумат елиш үчүн, ақсу вилайитиниң бир қанчә наһийәләрдики маарип идарилиригә телефон қилдуқ.
Телефонимизни қобул қилған ават наһийәлик маарип вә пән техника идарисиниң бир нәпәр хитай хадими, аталмиш “путуңхуани омумлаштуруш” һәптиликиниң ават наһийисидә кәң пуқраларға, җүмлидин уйғур аһалилиригә нуқтилиқ һалда елип берилғанлиқини җәзмләштүрди.
Мәзкур хитай хадим, зияритимиз җәрянида бу қетимлиқ хитай ортақ әдәбий тилини қоллинишни мәқсәт қилған “путуңхуани омумлаштуруш” һәптиликигә қарита йәрлик хәлқ аммисиниң инкасиниң “наһайити яхши” болғанлиқини тәкитлиди.
Биз ават наһийәсидин башқа наһийәләрдиму бу хил тәшвиқат паалийитиниң елип берилған яки елип берилмиғанлиқини билиш үчүн, куча наһийәлик маарип вә пән техника идарисигә телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған бир хитай хадим, бу һәқтә соралған соаллиримизға җаваб беришни рәт қилип, пәқәт юқири органларниң алаһидә тәстиқи болған әһвалдила бу һәқтә мәлумат берәләйдиғанлиқини билдүрди: “әгәр бу тоғрулуқ әһвал игилимәкчи болсаңлар, алди билән силәрниң мәсул рәһбәрлириңлар бизниң рәһбәрләр билән алақилишиши керәк. юқири рәһбәрликниң иҗазити болғандила вә яки мәхсус зиярәт қилиш тәстиқи болғандила, андин мухбирларниң зияритини қобул қилип, уларниң соаллириға җаваб берәләймиз. Сизниң бир телефон урушиңиз биләнла биз бу йәрдики әһваллардин мәлумат берәлмәймиз. юқириниң иҗазити болмай туруп, бу йәрдики әһвалларни инкас қилғили болмайду, хәйр-хош!”
Телефонимизни қобул қилған учтурпан наһийәлик маарип вә пән техника идарисиниң бир нәпәр хитай хадимиму “путуңхуани омумлаштуруш һәптилики” ниң учтурпан наһийәсидә қандақ елип берилғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилип, буни ақсу вилайәтлик маарип вә пән техника идарисидин соришимизни тәвсийә қилди:
“шундақ. Сиз қайси идариниң? буларни әң яхшиси вилайәт дәриҗилик мунасивәтлик орунлардин игилисиңиз болиду. Мән бу тоғрилиқ сизниң соаллириңизға җаваб берәлмәймән.”
Ахирида биз тоқсу наһийәлик хитай тили сәвийә синаш имтиһан базисиға телефон қилип, бу җайдики имтиһанға қатнишидиған кишиләрниң салаһийити, йеши вә миллити қатарлиқ әһвалларни соридуқ, шундақла тоқсу наһийәсидә хитай тили сәвийә синаш имтиһанлириниң қандақ елип бериливатқанлиқи һәққидә учур беришни тәләп қилдуқ.
Бу хадим бу һәқтики соаллиримизға җаваб берип мундақ деди: “имтиһанға һәрқандақ адәм қатнишалайду. Шундақ, имтиһанға қатнашқучиларға һечқандақ тәләп қоюлмайду. Имтиһан елиш вақти вилайәтниң йолйоруқи билән бекитилиду. Бу йил икки қетимлиқ хитай тили сәвийә синаш имтиһани елинип болди. Кейики қетимлиқи юқириниң йолйоруқи чүшкәндә ениқ болиду.”
Мәзкур хитай хадим, бизниң тоқсу наһийәсидә аталмиш “путуңхуани омумлаштуруш” тәшқиқат паалийитиниң қандақ елип бериливатқанлиқи һәққидики суаллиримизға җавап беришни рәт қилди: “сиз тоғра йол билән әһвал игиләң, боламду?”
Уйғур диярида 28 йил уйғур оқуғучиларға хитай тилидин дәрс бәргән, һазир голландийәдә яшаватқан қәлбинур сидиқ ханим, бу һәқтә инкас қайтурди. У, хитай даирилириниң нөвәттә асасий қатламдики уйғур аһалилири арисида “путуңхуани омумлаштуруш” һәрикитини қозғиши, уларниң райондики мәдәнийәт қирғинчилиқиниң қайсий дәриҗигә берип йәткәнликини көрситип беридиғанлиқини тәкитләп өтти.
Илгири уйғур дияриниң корла шәһиридики бир башланғуч мәктәптә 10 йил хитай тили оқутқучиси болған, нөвәттә харвард университети шәрқий асия тиллири вә мәдәнийити факултетида уйғур тили оқутқучиси болуп ишләватқан доктор гүлнар езиз ханим бостондин зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә пикир баян қилди. У хитайниң уйғур диярида уйғур тили, миллий маарипи вә мәдәнийитини йоқитиш вә уни хитайчилаштуруш урунушиниң теги-тәктидин ейтқанда мәдәнийәт қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтниң бир түри икәнликини билдүрди.
Дәрвәқә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә хитай болмиған башқа милләтләрни, болупму уйғурларни хитайлаштуруш пиланини әң тез вә әң ашқун шәкилдә иҗра қиливатқанлиқи, чәт әлләрдики уйғур сәрхиллири вә уйғурларға көңүл бөлүватқан мутәхәссисләрдә күчлүк әндишә пәйда қилмақта. Бу тема өз нөвитидә йәнә мунасивәтлик саһәләрниң җиддий диққитини қозғаватқан муһим бир нуқтиға айланмақта.