Мәктәп хадими: “кәспий техника мәктәплири ширкәт вә завутларни техника ишчилири билән тәминләйду!”
2023.09.22
Хитай хәлқара базарға селиватқан һәмдә уйғур дияридики ширкәт-завутларда ишлиниватқан әрзан баһалиқ кийим-кечәк вә башқа турмуш буюмлириниң әмәлийәттә ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларниң мәҗбурий әмгики бәдилигә кәлгәнлики ашкариланғандин кейин, хитай екиспорт қилған мәһсулатлар ғәрб демократик дөләтлиридә қаттиқ чәкләнмәктә. Мушундақ бир мәзгилдә хитай таратқулирида уйғур диярида ‛шинҗаңға ярдәм‚ намида йеқинқи 10 йилдин буян көпләп қурулуватқан хитай ширкәт-завутлири һәққидики хәвәрләр көпәйди.
Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң 9-айниң 18-күнидики хәвиридә “йеқинқи 10 йил ичидә ‛шинҗаңға ярдәм‚ қурулуши бойичә, 170 милярд йүән мәбләғ селинип, районда 15 миң ширкәтниң йәрләштүрүлгәнлики” хәвәр қилинған. Шуниң билән биллә йәнә “хитай хәвәрләр тори” ниң 9-айниң 18-күнидики хәвиридә, шаңхәй шәһириниң ярдимидә йәкән наһийәсидә “қәшқәр тәбиий пән кәспий техника институти” қурулғанлиқи хәвәр қилинған. Хәвәрдә уйғур аптоном районида бу хилдики кәспий техника мәктәплириниң һәрқайси вилайәтләрдә көпләп қурулуп, райондики ширкәт-завутлар үчүн кәспий хадимларни йетилдүрүш, район иқтисадиниң йүксилиши вә хәлқниң параванлиқини яхшилашқа һәссә қошуватқанлиқи мәдһийәләнгән.
Ундақта, бунчә көп сандики хитай ширкәтлири уйғур районида қандақ пурсәтләргә еришмәктә? хитай-ширкәт завутлириниң әмгәк күчи мәнбәси қандақ һәл қилинмақта?
Уйғур районидики кәспий техника мәктәплири һәққидики учурлардин уйғур диярида кәспий техника мәктәпләрни түгәткән оқуғучиларниң мутләқ көп қисминиң уйғур районида йеқинқи мәзгилләрдә қурулған хитай-ширкәт завутлирида ишлигәндин башқа, хизмәт тонуштуруш ширкәтлири арқилиқ пүткүл хитай миқясидики ширкәт-завутларғиму әвәтилидиғанлиқи мәлум болди. Тордики учурларға асасән кәспий мәктәпләр вә хитай ширкәтлири оттурисида әмгәк тохтами түзәйдиғанлиқини елан қилған бейҗиңдики бир ширкәткә телефон қилдуқ. Әмма бейҗиңдин телефонимизни алған хитай хадим қәшқәрниң йәкән наһийәсидә йеқинда қурулған “қәшқәр тәбиий пән кәспий техника институти” ниң уларниң тизимликидә йоқлиғини, уйғур районидики кәспи техника мәктәплири һәққидә шу мәктәпләрниң өзигә телефон қилип игиләшни билдүрүп телефонни үзүвәтти.
Уйғур дияриға қилған телефонлиримиз давамида, мәлум бир кәспий техника мәктипиниң уйғур хадими телефонимизни елип бу һәқтики бир қисим соаллиримизға җаваб бәрди.
Униң билдүрүшичә, нөвәттә уйғур районида наһайити тезликтә көпийиватқан хитай ширкәтлири уйғур аптоном районидики мунасивәтлик һөкүмәт органлириға илтимас қилиш арқилиқ, йәрликтики һөкүмәт даирилириниң ярдими билән ширкәт вә завут қурулуши үчүн һәқсиз йәр көлимигә еришидикән.
У уйғур диярида йәрләшкән хитай завут-фабрикилириниң дәсләпки мәзгилләрдә наһийәлик вә йезилиқ һөкүмәтләрниң ярдимидә йәрлик тәминлигән деһқан ишләмчилирини бир мәзгил тәрбийәләп ишләткәнликини билдүрди.
Әмма кейинчә, завутларда мәҗбурий ишлитилгән деһқан ишләмчилириниң хитай тили сәвийәси вә техника җәһәттики йетәрсизликлири барғанчә ашкариланған. Бу сәвәбтин уйғур аптоном районидики һәрқайси вилайәтләрниң һәммисидә дегүдәк техника мәктәплири көпләп қурулған. Униң билдүрүшичә, нөвәттә бу мәктәпләр хитай ширкәтлири вә завутлирини хитай тили сәвийәси юқири һәмдә мәлум кәспий техника маһаритигә игә зор бир түркүм әмгәк күчлири билән тәминлимәктә икән.
Бу хадим йәнә өзи ишләватқан мәктәптила 40 нәччә хил кәсип барлиқини билдүрүп, оқуғучиларниң йүз пирсәнт хитай тилида тәрбийилинидиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә кәспий мәктәпләрниң һәр йили қобул қилидиған оқуғучилар саниниң нәччә миңға йетидиғанлиқини билдүрүп, 2023-йили уларниң мәктипигә қобул қилинған оқуғучилар саниниң бәш миңдин ашидиғанлиқини ейтти.
Униң баянлиридин мәлум болушичә, кәспий техника мәктәплиридә оқуйдиған оқуғучилар икки йиллиқ кәспий дәрсләрдин кейин, завутларға берип бир йил практика қилидикән. Практика җәрянида әмгәк күчлиригә еһтияҗлиқ ширкәт-завутлар мәктәп вә оқуғучилар билән айрим-айрим тохтам түзүп, керәклик әмгәк күчлирини қобул қилидикән.
Униңдин оқуғучиларниң практика мәзгилидики вә униңдин кейин хитай ширкәт завутлирида ишләватқан мәзгилидики әмгәк түзүмини сориғинимизда, у оқуғучиларниң коллектип һалда бир туташ башқуруш түзүмидә ишләйдиғанлиқини билдүрди.
Бу хадим йәнә кәспий техника мәктәплирини түгәткән оқуғучиларниң нөвәттики мааш өлчиминиң икки миң йүәндин үч миң йүән хәлқ пули болуватқанлиқини тилға алди. Әмма у ятақ вә тамақ пуллирини чиқиривәткәндә оқуғучиларниң қолиға қанчилик пул тегидиғанлиқини ениқ билмәйдикән. Һалбуки униң сөзлиридин мәлум болушичә, йеқинқи йилларда уйғур дияриниң җәнубида көпләп қурулған хитай завут-ширкәтлиридә ишлигән деһқан ишләмчилириниң айлиқ кирими кәспий мәктәп оқуғучилиридин төвән болған. Деһқан ишләмчиләрниң иш һәққи һәр айда аран миң йүән хәлқ пули әтрапида болғини үчүн йезилиқ һөкүмәт тәрипидин завутларға мәҗбурий апирилған уйғур деһқан ишләмчилири бу пулға нарази болған болсиму, әмма улар бир аилиниң күндилик турмушини қамдаш үчүн наһийәлик һөкүмәтниң буйруқиға бинаән төвән иш һәққи билән завутларда ишләшкә мәҗбур болмақта икән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.