Уйғур балилириниң аилисидин мәҗбурий айрилип хитайлаштурулуши герман таратқулирида җиддий тема болмақта
2023.09.27
26-27-Сентәбир күнлири германийәдә нәшрдин чиқидиған “дуня” гезити һәмдә “җәнубий германийә гезити” қатарлиқ көплигән гезитләрдә “б д т ниң кишилик һоқуқ тәтқиқатчилири хитайдики уйғур пәрзәнтлиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини ипадә қилди”, “хитай уйғур пәрзәнтлирини аилисидин мәҗбурий айрип ташлимақта” намлиқ хәвәрләр елан қилинған. Хәвәрләрдә хитай һакимийитиниң ата-анилири лагерларға қамалған йүзмиңлиған уйғурларниң пәрзәнтлирини йиғивелип, ятақлиқ мәктәпләрдә хитайлаштуруп тәрбийәләватқанлиқи баян қилинған.
Хәвәрләрдә әскәртилишичә, уйғур балилири мәсилиси 26-сентәбир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғинида кишилик һоқуқ мутәхәссислири тәрипидинму оттуриға қоюлған. Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хас сәһиписидики мунасивәтлик учурларда баян қилинишичә, б д т мутәхәссислири уйғур дияридики һөкүмәтниң ятақлиқ мәктәплиридә тәрбийәлиниватқан уйғур вә башқа аз санлиқ милләт балилириниң аилисидин, җәмийәттин айрип ташлинип ассимилятсийә қилиниватқанлиқидин, уларниң өз ана тилида дәрс аңлиялмайдиғанлиқидин қаттиқ әндишә туюватқанлиқини баян қилинған.
Доклатта мундақ ибариләргә орун берилгән: “бизниң қаттиқ диққитимизни тартқини, шинҗаңдики ятақлиқ мәктәпләрдә тамамән дегүдәк хитайниң дөләт тили қоллинилидикән, уйғур тили тәрбийәләштә интайин аз яки һеч ишлитилмәйдикән. Б д т мутәхәссислириниң нәзиридә, хитайниң болупму уйғур вә башқа аз санлиқ милләт балилирини аилисидин айрип ташлаш сиясити кәмситиш характеригә игәдур, бу аз санлиқ милләтләрниң маариптин баравәр бәһирлиниш һоқуқи, аилә турмуши вә мәдәнийәтләр һоқуқиға қилинған таҗавузчилиқ.”
Доклатта йәнә муһаҗирәттә яшаватқан яки лагерларға қамалған кишиләрниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин “йетим бала” дәп қарилип, мәҗбурий һалда пүтүн күнлүк ятақлиқ мәктәпләргә яки йәслиләргә вә яки йетимханиларға орунлаштурулғанлиқи, бу йәрдә тамамән хитай тилида дәрс өтүлидиғанлиқи әскәртилгән.
Нөвәттә җәнвәдә чақириливатқан б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғинида хитай кәби мустәбит күчләр билән уйғурлар үчүн орнидин дәс турған һәққанийәтчи күчләр оттурисидики кәскин риқабәт һелиму давам қилмақта икән. Б д т да паалийәт елип бериватқан д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң тилға елишичә, уйғур пәрзәнтлири дуч келиватқан еғир паҗиәгә мунасивәтлик бир доклат мана мушундақ риқабәткә толған шараитта оттуриға қоюлған. Униң билдүрүшичә, мәзкур доклатни тәрәпсиз мутәхәссисләр вә тәтқиқатчилар елан қилған болғачқа, алдимиздики күнләрдә униң хәлқарадики қиммити вә тәсири техиму юқири болидикән.
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хас сәһиписидики мунасивәтлик учурларда баян қилинишичә, мәзкур доклатни елан қилған мутәхәссисләр уйғур дияридики қаттиқ назарәт вә башқуруш астиға елинған бу өсмүр балиларниң ата-аниси билән, чоң аилиси билән вә җәмийәт билән болған алақиси интайин чәклик икәнликини, буниң балиларни аилидин, җәмийәттин айрип ташлап, уларниң мәдәнийити, етиқади вә миллий кимликлиридин ада-җуда болушқа елип баридиғанлиқини тәкитләшкән. Д у қ берлин ишханисиниң мәсули ғәюр қурбан әпәндиму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти.
Диққәтни тартидиғини, уйғур балилириниң тәқдиригә мунасивәтлик темиларниң германийә мәтбуатлирида барғансери көпийиши болмақта. 25-Сентәбир күни “германийә таратқуси” намлиқ радийо қанили бу хусуста “хитайниң узарған қоли” намлиқ 26 минутлуқ мәхсус бир программа тарқатқан. Бу радийо программисида ата-анилири түрмиләргә, лагерларға яки мәҗбурий әмгәк орунлириға қамалған милйондин артуқ уйғур балилириниң дөләт тәрипидин тутуп кетилип, мәхсус лайиһәләнгән ятақлиқ мәктәпләрдә йетип оқуп, пүтүнләй хитайчә тәрбийәлиниватқанлиқи илгири сүрүлгән.
Программида баян қилишичә, шәрқий түркистанда уйғур тили истемалдин тамамән қалдурулған болуп, очуқ сорунларда һечким уйғурчә сөзлийәлмәйдикән. Йәсли балилиридин тартип алий мәктәпләргичә тил вә оқушлуқларниң һәммиси хитайчилишип болған болуп, балилар һәтта аилисидиму қорқуп ата-аниси яки бовилириға уйғурчә сөз қилалмайдикән. Уйғурчә сөзләш уларниң лагерларға қамилишиға йетәрлик сәвәб болалайдикән.
Программида тилға елишичә, уйғурчә китаблири тамамән мусадирә қилинған яки көйдүрүветилгән, уйғур кимлики вә мәдәнийитигә аит һәммә нәрсә тазилинип көздин йоқитилған шәрқий түркистанда, нөвәттә уйғурлуқидин һеч әсәрму қалмиған бир әвлад кишиләр йетишип чиқмақта икән. Мәхсус хитай тили, хитай мәдәнийити сиңдүрүлүватқан, болупму ятақлиқ мәктәпләрдә тамамән хитайчә тәрбийәлиниватқан милйондин артуқ бу уйғур пәрзәнтлириниң кәлгүсини тәсәввур қилиш мумкин әмәскән.