Уйғурлар күндилик сөз алақисидә диний аталғуларни ишлитиштин мәһрум қалдурулмақта
2024.11.07
Мәлум болушичә, 2016-йилидин башланған уйғурларни “қайта тәрбийәләш” намида тутқун қилиш вә лагерларға қамаш долқунидин буян, уйғурларниң күндилик турмуштики сөз адитидә зор өзгириш барлиққа кәлгән. Вәзийәт анализчилириниң билдүрүшичә, йеқиндин буян уйғурларниң күндилик турмушидики сөз истемалида диний аталғуларни ишлитиштин еһтият қилиш, һәтта униңдин қечиш кәйпияти барғансери еғирлашқан.
Хитайдики иҗтимаий алақә мунбәрлири вә радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, 2017-йилдин башлап уйғур елидә әвҗигә чиққан зор тутқун вә лагерларға қамаш долқунида, диндар уйғурлар вә уйғур миллий кимликини сақлашни тәшәббус қилған зиялийлар нишанлиқ тутқун обйекти қилинған. 2017-Йили 9-айдин башлап оттура-башланғуч мәктәпләрдә барлиқ дәрсләр хитайчә өтүлүп, уйғурчә оқутуш пүтүнләй әмәлдин қалдурулған. “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларға қамалған уйғурлар хитай тилини мәҗбурий өгиниш вә уйғур миллий кимликидин ваз кечишкә мәҗбурланған болса; уларниң балилири “хитай тиллиқ йәслиләр” вә аталмиш “пәриштиләр мәктипи” намидики ятақлиқ мәктәпләргә, йәни “балилар лагерлири” ға йиғивелинған. Бу сәбийләр “дөләт тил маарипи” намидики хитай йәслилилирдә каллиси ююлуп, ата-бовилиридин қалған дини етиқади вә миллий мәдәнийәт адәтлиридин ваз кечишкә, аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” ни қобул қилишқа зорланған. Нәтиҗидә 2017-йилдин буян, хитай тилидики сөз-аталғулар уйғурларниң күндилик турмушидики сөз адәтлиригичә сиңип кирип, уйғур еғиз тилиниң луғәт фондида мәлум өзгиришләр вә әбҗәшлишиш аламәтлири барлиққа кәлгән.
Бу хил вәзийәттин хәвәрдар шаһитларниң билдүрүшичә, болупму уйғурларниң күндилик турмуштики салам-сәһәт сөзлири, өлүм-йетим, нәзир-чирағ, никаһ-той, хәтнә той, исим қоюш қатарлиқ мурасимларда еһтият йүзисидин уйғурлар арисида омумлишип болған әслидики диний аталғуларни қолланмаслиқ, һәтта бу аталғуларниң орниға йеңидин сөз иҗад қилип ишлитиш әһвали оттуриға чиққан.
Нөвәттә голландийәдә яшаватқан лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим, илгири үрүмчидики мәлум башланғуч мәктәпниң оқутқучиси болуп ишлигән. У 2016-йилларниң ахиридин башлап өзи оқутқучилиқ қилған мәктәптики уйғур оқутқучи-оқуғучиларниң мәктәптә өзара уйғур тилида сөзлишишиниң чәкләнгәнликини, һәтта ата-анилар билән болған сөһбәтләрдиму хитайчә сөзләш тәшәббус қилинғанлиқини билдүрди.
Қәлбинур ханим йәнә 2017-йили 3-айдин башлап, үрүмчидики “қайта тәрбийәләш мәркизи” дәп аталған лагерда бир мәзгил ишлигән чағдики әһвалларни әсләп, шу йиллардин башлапла уйғурларниң диний аталғуларни қоллиништин еһтият қилидиған вәзийәтниң омумлишишқа башлиғанлиқини билдүрди.
Радийомизниң игилишичә, 2017-2018-йиллири уйғурларни лагерға қамаш юқири долқунға көтүрүлгәндә, мәсчитләр тақилип, уйғурларниң мәсчитләргә кирип намаз оқуши чәкләнгән. Ундин башқа роза һейт, қурбан һейтқа охшаш диний байрамларни өткүзүш, той-төкүн, өлүм-йетим қатарлиқ мурасимларни диний өрп-адәтләр бойичә өткүзүш пүтүнләй чәкләнгән. Һәтта уйғурларниң салам-сәһәт сөзлиридиму “әссаламу әләйкум”, “вәәләйкум әссалам”, “аллаға аманәт” дегән сөзләрниң орниға “яхшимусиз” “хәйр-хош”, “аман болуң” дегән сөзләрни ишлитидиған вәзийәт барлиққа кәлгән. Мәсилән, дәпнә мурасимида мусулманларға хас мейитни ююп намизини мәсчиттә яки қәбрә бешида чүшүрүш, мейит узитилғандин кейин мәрһумниң роһиға атап аилидә қуран-тилавәт қилиш, уруқ-туғқанлар вә җамаәтни чақирип нәзир қилиш, “аллаһ гунаһлирини мәғпирәт қилсун”, “ахирәтлики хәйрлик болсун”, “макани җәннәттә болсун!” дегәндәк сөзләр арқилиқ мәрһумниң аилә-тавабиатлириға тәсәлли бериш адәтлири чәкләнгән. Мейит мәһәллә комитетлиридики һөкүмәт кадирлириниң назаритидә мейит йөткәш машинилирида қәбристанлиққа биваситә апирилип, намизи чүшүрүлмәйла дәпнә қилинидиған болған. Уйғурлар арисида “нәзир” ни “узитип қоюш” яки “узитип қоюш чейи” дәп аташ, мәрһум һәққидә “макани гүзәл болсун, гүл-гүлистанлар ичидә ятсун!” дегән сөзләрни қилиш омумлишишқа башлиған.
Қәлбинур сидиқ ханим әйни чағда лагерда өлүп кәткәндин кейин аилисигә қайтурулған бир уйғурниң ахирәтлик ишлири һәққидә өзи көргән әһвалларни баян қилип өтти.
Иҗтимаий таратқулардин тик-ток, үндидар қатарлиқларда тарқалған бир қисим син көрүнүшлиридин мәлум болушичә, диний аталғуларни ишлитиштин мәһрум қалған вә тутқун қилинған уруқ-туғқанлири һәққидә учур бериш чәкләнгән уйғурлар, бәзи йеңи намлар арқилиқ өз мәқситини билдүрүшкә адәтләнгән. Мәсилән “алла буйруса”, “алла халиса”, “аллаһ несип қилса”, “аллаһ бәркитини бәрсә”, “аллаһниң нами билән қәсәм қилимән” дегәндәк сөзләрниң орниға “партийә буйруса”, “партийә-һөкүмәт халиса”, “партийәниң нами билән қәсәм қилимән” дегәндәк сөзләрни ишлитиш уйғурлар арисида барғанчә омумлашқан. Қиз-йигитләрниң той мурасимидики диний никаһ мурасими әмәлдин қалған болуп, “никаһ қилиш” дегән сөзниму ишлитиш чәкләнгән. Оғулларниң хәтнә той мурасимидики барлиқ диний қаидиләр әмәлдин қалдурулған болуп, тәклипнамиләргә “өсмүрлүк мурасими” дәп йезилидиған болған.
Америкадики лагер шаһити зумрәт давут ханим, хитайниң иҗтимаий алақә мунбәрлиридә тарқалған бу һәқтики син көрүнүшлирини тепип, фейсбук қатарлиқ алақә мунбәрлиригә әң көп йоллиған уйғур паалийәтчилириниң биридур.
Зумрәт давут ханим 2017-2018-йиллири өзи көргән әһвалларни тилға елип, хәтнә той мурасиминиң “өсмүрлүк тойи” дәп атилидиғанлиқи, һәтта бу мурасимни өткүзүш үчүн аһалиләр комитетидин мәхсус рухсәт елиш керәкликини билдүрди.
Зумрәт ханим йәнә 2017-йилдин башлап, һәрқандақ уйғурниң телефониға мәхсус “сәзгүр сөзләрни сүзүш” юмтали қачиланғанлиқини әскәртип өтти. У, телефонда “сәзгүр диний аталғулар” байқалған һаман сақчиларниң йетип келидиғанлиқини билдүрди.
Зумрәт давут ханим нөвәттә уйғурларниң күндилик турмушта даим ишлитидиған диний аталғуларни ишлитиштин еһтият қилидиған һаләткә йәткәнликини билдүрди. У, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқадиға йүргүзгән юқири бесимлиқ бастуруш сиясити нәтиҗисидә, уйғурларниң күндилик сөз истемалида миң йиллардин буян қоллинип келиватқан диний аталғуларниң ғайиб болғанлиқини билдүрди.