Чәтәлләрдики хитай демократлири арисида хитайни парчилаш садалири күчәймәктә

Мухбиримиз меһрибан
2019.04.15
liao-yiwu-xitay-yazghuchi.jpg Хитай язғучиси ляв йиву әпәнди нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби лю шавбони хатириләш мурасимида. 2018-Йили 13-июл, берлин, германийә.
AFP

6-Апрел күни “хоңкоңға демократийә” торида мухбир алиан җеан робертниң сүргүндики хитай язғучиси ляв йивуни зиярәт қилип язған “мениң арзуюм хитайни 10 парчиға бөлүветиштур” намлиқ мақалиси елан қилинди.

Мәзкур мақалида 2011-йилидин буян германийәдә панаһлиниватқан хитай язғучиси ляв йивуниң “әгәр юртум сичүән мустәқил болса, мән сичүәнгә қайтимән” дегән сөзлири нәқил кәлтүрүлгән.

Мақалида дейилишичә, мухбирниң зияритини қобул қилған ляв йиву әпәнди хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқи мушу тәриқидә давамлашса униң пүткүл дуняға тәһдит болидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “мениң арзуюм хитай чоқум 10 парчиға яки униңдинму көп дөләтләргә парчилиниши керәк. Чүнки хитай импирийәси һазир пүткүл дуняға тәһдит болуватиду.”

Мақалида йәнә ляв йивуға охшаш хитайниң парчилиниши керәкликини тәкитләйдиған хитай паалийәтчилириниң барғанчә көпийиватқанлиқи, уларниң хитай коммунист һакимийити мәвҗутла болидикән, хитайда һәқиқий демократийә вә әркинликниң әмәлгә ешишидин үмид йоқ дәп қарайдиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Ляв йиву йәнә мундақ дәйду: “хитай рәиси ши җинпиң һакиммутләқлиқ билән барлиқ һоқуқни қолиға мәркәзләштүрүвалди. 30 Йил илгири биз хитайда демократийәниң әмәлгә ешишини арзу қилған вә буниң үчүн күрәш қилған идуқ. Әмма бүгүнки күндә һәммә җайда тәкитлиниватқини пәқәтла иқтисад, йәни пул тепиш болуп қалди. 30 Йил илгирики тйәнәнмин вәқәсидин кейин бүгүнки күндә ғәрб дөләтлиридә тәкитлиниватқини хитай билән сода қилиш болди, һазир улар бу дөләттә қанчилик кишиниң тутқун қилиниватқанлиқи вә өлтүрүватқанлиқини нәзәрдин сақит қилмақта. Һазир хитайда сабиқ советлар иттипақи дәвридики ‛гулаг‚ лагерлар қурулуватиду, әмма биз һазирғичә хитайда қанчилик адәмниң зиянкәшликкә учраватқанлиқи вә қирғин қилиниватқанлиқини билишкә амалсизмиз.”

Язғучи ляв йиву 1989-йилдики тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитини қоллиған хитай язғучилиридин бири. Векипедия торидики учурлардин мәлум болушичә, 2011-йили у германийәгә келип панаһланған вә хитай һөкүмитигә қарши паалийәтләр билән шуғуллинишқа башлиған.

1958-Йили сичүән өлкисиниң йенниң шәһиридә туғулған ляв йиву өткән әсирниң 80-йиллиридин кейин йеңичә шеирлири билән хитайда тонулған. Болупму 1986-йилдин 1989-йилиға қәдәр йезилған “өлүк шәһәр”, “сериқ шәһәр”, “ғайиви шәһәр” қатарлиқ дастанлири әйни йиллардики хитай яшлири тәрипидин сөйүп оқулған. Әмма униң әсәрлири хитай һөкүмитиниң қара тизимликигә чүшүп қалған “хәтәрлик шәхс” ләрниң биригә айланған.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити 1989-йили 4-июн сәһәрдә тйәнәнмен мәйданидики оқуғучилар намайишини қанлиқ бастурғанда ляв йиву шу күни йезилған “зор қирғин” намлиқ шеирини авазлиқ оқуп үналғу лентисини мәйдандики намайишчилар арисида тарқатқан. 1990-Йили 3-айда у йәнә тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң бир йиллиқини хатириләш үчүн “әмин тапқан роһ” намлиқ нахша филимини ишләватқанда биллә ишләватқан 10 нәччә сәпдиши билән бирликтә тутқун қилинип, 1994-йили 1-айниң 31-күнигә қәдәр 4 йил түрмидә ятқан. Түрмидин қоюп берилгәндин кейинму һәр хил тәхәллусларда хитай һөкүмитини тәнқидләйдиған әсәрләрни язған. У шу мәзгилләрдә хитайдики демократийә тәшәббусчиси лю шявбо қозғиған “2008 хитабнамиси” ни қоллиғанлиқи үчүн таки 2011-йили хитайдин қечип чиққанға қәдәр үзлүксиз һалда хитай һөкүмитиниң тәқиб қилишиға учриған. У 2011-йили германийәгә келип панаһланғандин кейинму үзлүксиз һалда хитай коммунист һөкүмитини паш қилидиған бир қатар әсәрләрни йезип, хәлқарада тонулған вә көплигән мукапатларға еришкән.

6-Апрел вашингтон һөррийәт мәйданда өткүзүлгән “уйғур әркинлик марши” ни қоллашқа кәлгәнләр арисида “шаңхәйгә мустәқиллиқ, уйғурларни қоллаймиз” дегән хәтләр йезилған лозункини көтүрүвалған бир топ хитай демократлири мәйдандики уйғурлар вә таратқуларниң диққитини қозғиған иди.

Ню-йорктин вашингтонға келип намайишқа қатнашқан бу хитай паалийәтчилири “шаңхәй миллий партийәси” ниң әзалири болуп, мәзкур партийәниң мәсули хе әншүн әпәнди шу күни зияритимизни қобул қилди. У һазир хитай паалийәтчилири арисида язғучи ляв йивуға охшаш хитай империйәсини парчилаш тәрәпдарлири нисбәтән аз болсиму, әмма бу хил қараштикиләрниң аста-аста көпийиватқанлиқини билдүрди.

Хе әншүн мундақ деди: “ляв йиву әпәнди хитай империйәси парчилиниши керәк дегән тәшәббусни хели илгирила оттуриға қойған иди. Мән бу хил қарашни қоллиғучиларниң беримән. Чәтәлләрдики хитай демократлириниң көпинчиси вә хитайдики бир қисим зиялийлар әлвәттә хитай компартийәсиниң ағдурулушини, хитайда демократийәниң әмәлгә ешишини арзу қилиду, әмма уларниң ичидә пәқәт хитай империйәси парчиланғандила андин мустәбитликкә хатимә берип, һәқиқий демократийәни әмәлгә ашурғили болиду дегән қараштикиләр һазирчә йәнила наһайити аз санлиқни игиләйду дәп ойлаймән. Мениңчә, улар хитай демократлири ичидә аран 0. 1 Пирсәнтни игилисә керәк. Бәлким униңдинму аз болуши мумкин. Һәр 100 нәпәр хитай демократлири арисида хитайниң парчилинишини халайдиғанлардин һәтта бир нәпәрму чиқмаслиқи мумкин. Әмма бундин кейин хитай империйәсиниң парчилинишини арзу қилидиғанларниң сани давамлиқ көпийиши мумкин. Мән буниңға ишинимән”

Хе әншүн әпәнди сөзидә уйғур, тибәт, тәйвән вә хоңкоң мустәқилчилириниң паалийәтлирини қоллаш тәрәпдари икәнликини тәкитләп, өзлириниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитини қоллаш үчүн бу намайишқа кәлгәнликини билдүрди.

Хе әншүн әпәнди йәнә өзи рәһбәрлик қиливатқан “шаңхәй миллий партийәси” һәққидә мәлумат берип, бу партийәниң 2018-йили 7-айниң 18-күни американиң ню-йорк шәһиридә қурулғанлиқини, мәзкур партийәниң ғайиси һәмдә низамнамилири һәққидә тохтилип өтти.

У мундақ деди: “биз хитайниң демократийәгә меңишини 1989-йилдики тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитидин буянқи 30 йил, һәтта униңдин илгирики демократик һәрикәтләрдин һесаблиғанда 40 йил күттуқ. Әмма хитай демократийәгә меңиш у яқта турсун, бәлки барғанчә мустәбитләшти. Компартийәни ағдуруп ташлаш тәшәббус қилинған болсиму, әмма бу әмәлгә ашмиди. Буниң билән биздә башқичә бир йол тепиш истики пәйда болди. Биз 2018-йил 7-айниң 18-күни ‛шаңхәй миллий партийәси‚ ни қурдуқ. Һазир адәмлиримиз чәтәлләрдә вә хитай ичидә болуп 100 гә йеқинлашти. Йеқинқи йиллардики вәзийәтни көзитиш арқилиқ бәлгиләнгән йеңи нишанимиз вә мәқситимиз шаңхәйниң мустәқиллиқи яки алий мухтариятини тәләп қилиштур. Биз бу арқилиқ хитай компартийәсиниң һоқуқ мәркәзләшкән мустәбит һөкүмранлиқиға қарши турмақчимиз. Чүнки хитай империйәси ичидики һәрқайси җайларда мустәқиллиқ һәрикити қозғалғандила, андин хитай империйәсидин ибарәт бу мустәбит һакимийәтни ағдуруп ташлиғили, һәқиқий әркинликкә еришкили болиду дәп қараймиз.”

У баянида алди билән хитайдики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр шундақла тәйвән, хоңкоң мустәқилчилириниң тәшәббусиға аваз қошуп, пүткүл хитайдики һәрқайси өлкә-шәһәрләрниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүп, хитай империйәсини парчилап ташлиғандила, андин демократийә вә һәқиқий әркинликтин сөз ачқили болидиғанлиқини билдүрди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, йеқиндин буян хитай паалийәтчилири арисида тәйвән вә хоңкоң мустәқилчилиридин башқа йәнә хитай коммунист партийәси һөкүмранлиқини ағдуруп ташлап, хитайдики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң мустәқиллиқини қоллаш, һәтта хитайдики бир қисим өлкә-шәһәрләрдиму мустәқиллиқ елан қилип, хитай империйәсини парчилаш садалири барғансери күчәймәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.