Профессор бирәдлий: киссингерниң хата сияситини балдуррақ тонуп йетишимиз керәк иди

Мухбиримиз нуриман
2020.04.30
Heinz-Alfred-Kissinger-shi-jinping.jpg Американиң дипломатийә саһәсидики муһим шәхсләрдин бири болған хенри киссингер әпәнди хитай рәиси ши җинпиң билән. 2018-Йили 8-ноябир, бейҗиң.
AFP

Дуняниң нурғун дөләтлиригә, җүмлидин америкаға ямрап, көп санда адәмниң юқумлиниши вә өлүши шуниңдәк еғир иқтисадий зиянларниң келип чиқишиға сәвәб болған корона вируси мәсилисидә америка һөкүмитиниң хитайни әйиблиши оттуриға чиқиватқанда, американиң дипломатийә саһәсидики муһим шәхсләрдин бири болған хенри киссингер әпәнди “вал-ситрет журнили” гезитидә: “корона вируси хәлқара тәртипни өзгәртиду” сәрләвһилик бир мақалә елан қилған.

У, мақалисидә дуняви юқумлуқ кесәлгә биллә тақабил туруш, үзлүксиз чекиниватқан иқтисадни яхшилаш вә американиң хәлқара тәртиптики орнини сақлап қелиш үчүн “хитай билән мунасивәтни яхшилаш керәк” дегән пикирләрни оттуриға қойған. Киссингерниң өзиниң “мәғлуп болған сиясәт” ни яқилап, йәнә “хәлқара тәртиптә хитай билән һәмкарлишишимиз керәк” дейиши бир қисим сиясий анализчилар арисида күчлүк ғулғула пәйда қилди

Киссингерниң пикириниң әксичә 28-апрел америка президенти доналд трамп американиң хитайниң корона вирусини контрол қилиш әһвалини тәкшүридиғанлиқи, корона вирусиниң америкиға кәлтүрүп чиқарған зийини үчүн хитайни 130 милярд доллар төләм төлитидиғанлиқини билдүрди. Америка ташқи ишлар министири майк помпейому хитайниң вирусқа мунасивәтлик учурларни йошурғанлиқини тәнқид қилди.

Тексас сан-антонийо университетиниң сиясий пәнләр профессори бирәдлий зайир вә хитай пуқралири һоқуқи тәшәббусчиси лийән чав америка дөләт мәҗлиси нәшрияти тәрипидин нәшр қилинидиған “төпилик” (The Hill) гезитидә мақалә елан қилип, киссингерниң мақалисидә дейилгәнләргә қарита өзлириниң охшимайдиған көзқарашлирини оттуриға қойған. Мақалидә: “киссингиерниң сиясити давам қилип, хитай мувәппәқийәтлик һалда американиң орнини елип дуняға хоҗа болса, бүгүнки хәлқара тәртипниң қиммәт қаришини түптин йоқитиду”, дегәндәк қарашлар оттуриға қоюлған.

Бу мақалиниң язғучилиридин бири профессор бирәдлий зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини мундақ баян қилди: “киссингер мақалисидә ‛хәлқараниң әркин тәртипини қоғдаш үчүн хитай билән болған һәмкарлиқни давамлаштуруш керәк‚дәйду, у давамлиқ өзиниң мәғлуп болған сияситини яқилаватиду. Һазирқи вәзийәтниң түптин өзгәргәнликини тонуп йәтмәйватиду, нурғун агаһландуруш сигналлири бар иди, әсли буни балдуррақ тонуп йетишимиз керәк иди”.

Профессор бирәдлий йәнә мундақ деди: “корона вируси апитиниң пайдилиқ тәрәплиридин бири мушу қетим кишиләр хәтәрни тонуши мумкин. Кишиләр бу қандақ йүз бәрди: ?, дәп сорашқа башлайду, буниң җаваби әмәлийәттә муну үч түрлүктур, йәни: ши җинпиң корона вируси һәққидә немиләрни билиду, қачандин башлап билгән? дуня сәһийә тәшкилати корона вируси һәққидә немиләрни билиду? қачандин башлап билгән? дуня уларни қандақ һесабқа тартиду? мушу соалларға җаваб чиққанда һесаб тоғра чиқиду”.

Профессор бирәдлий зайир вә лийән чав өз мақалисидә йәнә: “дуня хитайниң қандақ қилип дуня җамаитиниң кишилик һоқуқ көз қаришини өзгәртиватқанлиқиға шаһит болди. Хитай мусулман аммисини йиғивелиш лагерлириға солаш арқилиқ дуняда иккинчи қетим йиғивелиш лагерини пәйда қилди. Буни көргән аз сандики хитай мутәхәссислири, содигәрләр, ташқи сиясәт анализчилири вә истратегийәчиләрниң хитайниң хәтәрлик икәнлики вә дәриҗидин ташқири күч болуш хәвпини тонуп йети” дегәнләрни оттуриға қойған.

Америкада турушлуқ қануншунас, адвокат нури түркәл әпәндиму хенрий киссингерниң илгири елип барған хитай сиясити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “хенри киссингер хитай-америка мунасивитидә наһайити муһим рол ойниған шәхс, лекин униң бәзи тарқатқан идийәлири вә йүргүзгән сиясәтлириниң бәдилини америка бүгүн өтәватиду”.

Хенри киссингер хитайда вә америкада институтларни қурған болуп, хитайниң ғәрб дунясиға киришигә йол ачқан. Профессор бирәдлий киссингерниң бу җәрянда йүргүзгән сиясәтлири үстидә тохтилип мундақ деди: “хитайниң бундақ йүксилип кетиши пәқәт хитайниң өзиниң һәрикити биләнла болуп қалмастин бәлки, ғәрбтики нурғун даңлиқ шәхсләрниң хитайни қоллиғанлиқидин болған. Киссингер компартийәниң башқурушидики мәктәпләрдә мудир болған. Бүгүнки күндә киссингерға охшаш нурғун сиясәт вә пул-муамилә саһәсидики шәхсләрниң хитайни яқилап йүргүзгән сиясәтлириниң америка истратегийәсидә хата икәнлики оттуриға чиқиватиду. Улар узун йиллардин бири хитайни ғәрб билән һәмкарлишиду, хәлқараниң әркин тәртипигә қетилиду, дәп ойлиған. Реаллиқ буниң әсли бир хаталиқ икәнликини көрсәтти”.

Профессор бирәдлий хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликни қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “дуня кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә вә хитай компартийәсиниң тәбиитигә сәл қариливатиду. Өткән йили ноябирда ‛ню-йорк вақти‚ гезити ‛шинҗаң һөҗҗәтлирини елан қилди, бу хели диққәт қозғиди дәп қараймән. Бу әһвални ши җинпиң ‛лайиһәлигән‚. Бу тасадипий болуп қалған иш әмәс. Мусулманларни бастуруш ши җинпиңниң сиясий таллиши”.

Профессор бирәдлийниң көздә тутқини, 2019-йили 16-ноябир, “ню-йорк вақти” гезити елан қилған 400 бәттин ашидиған “шинҗаң һөҗҗәтлири” һәққидики “қәтий рәһим қилишқа болмайду: хитайниң мусулманларни қандақ бастуруватқанлиқиға аит ашкариланған һөҗҗәт” сәрләвһилик мақалә иди.

Адвокат нури түркәл әпәнди ахирида киссингерниң хитайға қолланған сиясий истратегийәсини хуласиләп мундақ деди: “киссингер американиң дөләт әһвали җиддий болуватқан мушу күнләрдиму худди америка хата сиясәт йүргүзүватқандәк, хитай билән нормал һәмкарлиқини сақлашни тәшәббус қилмақта”.

Хенри киссингер (Heinz Alfred Kissinger) 1923-йили 5-айниң 27-күни германийәдики баварийә штатиниң фуриз шәһиридә туғулған. 1938-Йили аилисидикиләр билән натсист германийәсиниң бастурушидин қечип чиққан бир йәһудий мусапири иди. У ричард никсон вә гералд фордниң президент вақтида у 1969-йилидин 1975-йилиғичә дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси, 1973-йилидин 1977-йилиғичә америка дөләт ишлири катипи болған. У соғуқ мунасивәтләр уруши мәзгилидә американиң совет иттипақи, хитай қатарлиқ дөләтләргә қаратқан сияситидә һалқилиқ рол ойниғаниди. У, вийетнамда уруш тохтитиш тоғрисида сөһбәтләшкәнлики үчүн 1973-йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән. 1972-Йили, хитай компартийәси рәһбири мав зедуң вә җу енләй билән көрүшүп, соғуқ мунасивәтләр дәвридики америка билән хитайниң мунасивәтлириниң асасини салғаниди

2008-Йили киссингер намида хитай вә америкада хитай-америка мунасивитини күчәйтишни мәқсәт қилған институтлар қурулған. Баш мәркизи вашингтонда болған бу институтлар һазирғичә оқуғучи қобул қилидиған болуп, нөвәттики институт директори роберт дәлийдур.

Биз роберт дәлий әпәнди билән електронлуқ хәт арқилиқ алақилишип, киссингерниң бу институтлар арқилиқ хитайға қарита йүргүзгән сиясити һәққидә зиярәт қилиш мәқситимизни ейтқинимизда, өзиниң кисснгер һәққидә зиярәт қобул қилалмайдиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.