Ерин гласманниң коммунист хитайниң милләтләр сияситидики биюрократлиқ система һәққидики доклати диққәт қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.11.04
xi-jinping-ayallar-urumchi Хитай рәиси ши җинпиң үрүмчини зиярәт қилғанда үрүмчи аһалилири билән көрүшүватиду. 2022-Йили 12-июл, үрүмчи
Xinhua

 Америкадики вилсун мәркизи йеқинда доктор ерин гласман (Aaron Glasserman) ниң хитайниң милләтләр сиясити һәққидики мәхсус доклатини елан қилған. Униңда хитай хәлқ җумһурийитиниң 1950-йилларниң башлиридин башлап йолға қойған милләтләр сияситидики биюрократлиқ амиллар, коммунист хитайниң милләтләр сиясити саһәсидики биюрократик орган-хитай дөләтлик милләтләр ишлири комитети вә униң хитайдики еғир сиясийлаштурулған муһитта елип барған хизмәтлири тоғрисида муһакимә йүргүзүлгән. Шундақла бу җәрянда милләтләр ишлири комитети әмәлдарлириниң хитай компартийәсигә болған садақәтмәнликини намаян қилиш үчүн, милләтләр хизмитидә барғансери радикал бәлгилимиләр вә ассимилятсийә тәдбирлирини йолға қойғанлиқи илгири сүрүлгән.

Доктор ерин гласман “хитай хәлқ җумһурийитиниң милләтләр сияситидики биюрократлиқ амиллар: 1950-йиллардин өгинишкә тегишлик савақлар” намлиқ доклатида мундақ дәп язған: “хитай хәлқ җумһурийити 1950-йилларниң бешида илгири йолға қойған милләтләр сияситини бикар қилип, биюрократлиқ система болған милләтләр ишлири комитетини қуруп чиқти. Бу биюрократлиқ система бара-бара мәркәздин өлкә, аптоном район, вилайәт вә наһийәләргә кеңәйди. У ахири берип, мәркәзниң милләтләр сияситини иҗра қилидиған вә назарәт қилидиған биюрократлиқ системиға айланди. Һалбуки, бу биюрократлаштуруш истратегийәси ойлимиған ақивәтләрни елип кәлди. 1950-Йилларниң ахирида ‛оңчилларға қарши туруш һәрикити‚ вә ‛чоң сәкрәп илгириләш һәрикити‚ мәзгилидә бу биюрократлиқ система, йәни милләтләр ишлири комитети өзиниң хитай компартийәсигә болған садақәтмәнлики вә ишқа ярайдиғанлиқини намаян қилиш үчүн, радикал вә ассимилятсийә тәдбирлирини йолға қойди. Бу биюрократлиқ система шу мәзгилләрдин тартип хитайдики қоюқ сиясий атмосфераниң еғир тәсиригә учриди” .

Доктор ерин гласман радийомиз зияритини қобул қилип, бу доклатни һазирлаштики мәқсити вә доклатниң мәзмуни һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәрди. У мундақ деди: “мениң бу доклатни һазирлаштики мәқситим, хитай һөкүмитиниң милләтләр ишлири саһәсидики органлириға, шу җүмлидин миллий сиясәтләрни түзүш, йолға қоюш вә униңға назарәт қилишқа мәсул қисмиға диққәт тартиштур. Доклатта ениқки, хитайниң милләтләр сиясити вә хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләргә тутқан муамилиси асасий нуқта қилинди. Хитайда рәсмий етирап қилинған 55 аз санлиқ милләт бар болуп, улар уйғур, тибәт, моңғул вә башқа нурғун етник хәлқләрни өз ичигә алиду. Һәммимиз билгәндәк, хитай һөкүмитиниң болупму йеқинқи он йилдин буянқи аз санлиқ милләтләргә қаратқан бастуруш вә зулум сиясәтлири хитай тоғрисидики хәвәрләрниң муһим темиси болмақта. Бу түрдики хәвәр вә мақалиләрдә хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләргә қандақ муамилигә қилидиғанлиқи, уларниң қайси хил әркинликлириниң рәт қилинғанлиқи вә шуниңға охшаш бир қатар мәсилиләргә көп диққәт берилгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң бу мәсилиләрни қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидә, болупму биюрократлиқ система болған милләтләр ишлири комитети һәққидә чүшәнчимиз бәк аз болди” .

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) доктор ерин гласманниң бу доклатида оттуриға қоюлған пикирләр һәққидә мунуларни оттуриға қоюп өтти:

 “омумән қилип ейтқанда, мән доктор ерин гласманниң бу доклатида оттуриға қойған пикирлиригә қошулимән. У доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита елип бериватқан қаттиқ бастурушиниң бәзи һәқиқәтлирини кәң даиридин тилға алған. У хитайниң уйғурларни бастурушиға мунасивәтлик сәвәбләр ичидә, мәдәнийәт вә иқтисадий амилларниң мәвҗутлуқини көрситип өткән. У йәнә бу хил әһвал вә сәвәбләрниң ичидә биюрократлиқ тәрәпниңму алаһидә орун тутқанлиқини тилға алған. Мениңму бу мәсилигә қарита көз қарашлирим асасән охшаш. Биз хитай елип бериватқан бастурушниң пәқәт мәлум тәрәплиригила әһмийәт бериштин сақлинишимиз керәк. Бу кәң даирилик бир мәсилә. Доктор ерин гласман бу йәрдә хитайдики сиясий муһит еғирлашқан вақитларда милләтләр ишлири комитетидин ибарәт бу биюрократ системиниң радикал милләтләрләр сияситини әмәлийләштүрүш үчүн қаттиқ бесимға дуч кәлгәнликини көрситип бәргән. Мәйли хитайдики ‛оңчиларға қарши туруш һәрикити‚ болсун яки? ‛чоң сәкрәп илгириләш һәрикити‚ болсун вә яки хитай тарихидики башқа еғир идеологийәлик пикирләр юқири пәллигә чиққан мәзгилдә болсун, биюрократлар вә биюрократлиқ система бу сиясий муһитниң еғир тәсиригә учриған, шундақла буниңға тақабил туралмиған” .

Доктор ерин гласман доклатида йәнә, хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләргә болупму, уйғурларға тутқан сияситидә ассимилятсийәгә қарап бурулушиниң арқисида мәдәнийәт, иқтисадий вә биюрократлиқ амилларниңму барлиқини көрситип өткән. У, хитай хәлқ җумһурийитидики милләтләр сияситигә мунасивәтлик җиддийликниң пәқәт хитайниң чегра районлири биләнла чәклинип қалмай, буниң пүтүн хитайда омумйүзлүк мәвҗут болғанлиқини илгири сүргән. Шуниң билән бир вақитта, америкилиқ сиясий әмәлдарларниң хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини даим күнтәртиптә тутуп турушниң зөрүрлүкини алаһидә тилға алған.

Чех җумһурийити палаки оломок университетиниң тәтқиқатчиси доктор руни стенберг (Rune Steenberg) хитайниң уйғурларға қаратқан сияситиниң ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиққа қарап бурулушиниң арқисида мәдәнийәт, иқтисадий вә биюрократлиқ системидин башқа йәнә, хәлқарадики өзгириш, хитайдики күнсери ешиватқан милләтчилик, җүмлидин ши җинпиңниң биваситә мәсулийити барлиқини илгири сүрди.

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Доктор ерин гласманниң юқириқи доклати һәққидә тохтилип, мундақ деди:

“хитайниң милләтләр сиясити, болупму уйғур вә хитай болмиған милләтләргә қаратқан сиясити, кәң көләмлик тутқун қилиш, бастуруш, қийнаш вә өлтүрүш қатарлиқ юқири бесимлиқ зулумларни өз ичигә алиду. Бу һәрикәтләр хитайниң уйғур елидә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ пирограммисиниң бир қисми болуп, бу бир рәзилликтур. Мән бу һәқтики издинишләрниң пәқәтла бу хил рәзилликни тәтқиқ қилиш вә уни чүшинишкә урунуш биләнла тохтап қалмаслиқини тәкитләймән. Әгәр шундақ болса униң һеч әһмийити болмайду. Бизниң өгинишимиз вә тәтқиқ қилишмиз техиму зөрүр болған нәрсә дәл һәр қандақ рәзиллик вә рәзил қилмишларни қандақ қилип тохтитиш вә уни җазалаш йолини тепиштур. Биз әң алди билән буни тәтқиқ қилишимиз керәк. Буниңдин башқиси бәк муһим әмәс”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.