америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 13-декабир күни "шәрқий түркистанни сақчилаштуруш: уйғур районидики сақчи вә хәвпсизлик қисимлириниң хәритиләштүрүлүши" сәрләвһилик йеңи бир доклат елан қилғаниди.
мәзкур доклатта сақчиларниң охшимиған вәзипә вә айрим қоманданлиқ тәшкили барлиқи, бәзилириниң йәрлик қатламда, бәзилириниң дөләт дәриҗилик қатламларда икәнлики вә һәммисиниң охшашла хитай компартийәсиниң қаттиқ контроллуқида һәрикәт қилидиғанлиқи исхемилаштурулуп көрситилгән.
мәзкур доклатниң тәйярлиғучиси бен кардус әпәнди бу һәқтә зияритимизни қилип, уйғур райони һәққидики хәвәрләрдә армийә, сақчи дегәндәк уқумларниң бир-биригә арилишип кетидиғанлиқни билдүргәниди.
биз бу һәқтә ениқрақ мәлуматқа еришиш үчүн, илгири уйғур районида рәсмий "сақчи" болуп вәзипә өтигән мәмәт (зиярәт қилинғучиниң бихәтәрлики үчүн тәхәллус қоллинилди) әпәндини бүгүнки сөһбәт пирограммимизға тәклип қилдуқ.
мәмәт әпәнди хитайниң сақчи системиси һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң хәлқни "дүшмән" қатарида көрүп сиясәт йүргүзидиғанлиқини тәкитлиди.
сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.