Мутәхәссисләр: хитай шәрқий түркистанда тәҗрибидин өткүзгән тор тәқиб системисини хитай бойичә омумлаштурмақта

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.04.16
saqchi-telefon-yol-tekshurush Шаңхәй кочисида сақчи пиядиләрниң янфонини тәкшүрүватқан көрүнүш.
Open Domain

Йеқиндин буян хитай пуқралириниң довйинда тарқатқан қисқа видийолири һәмдә чәт әлләрдики хитайларниң X қатарлиқларда тарқатқан видийолуқ учур вә инкаслиридин, хитай сақчилириниң метрода, аптобусларда телефон тәкшүрүватқанлиқи, һәтта өймуөй кирип, там атлап чәтәл торлирини зиярәт қилғанларни тәкшүрүш вә тәқиб қилишни күчәйткәнлики мәлум болмақта.

X Тә тарқалған бир қанчә видийодин ашкарилинишичә, хитай даирилири “алдамчилиққа қарши туруш” намидики җасуслуқ юмталини кишиләрниң шәхсий телефонлири вә компютерлириға мәҗбурий қачилитишқа киришкән.

Songpingang Намидики бири өзиниң X һесабида “хитай өймуөй кирип көпчиликни ‛алдамчилиққа қарши туруш‚ детали орнитишқа қистимақта. Бу әп һөкүмәт санлиқ мәлумат амбириға тизимлитиш үчүн чирай тәсвири тәләп қилиду. Әгәр у сизниң хитайниң сиртидики бирәйләнгә телефон қилмақчи болғанлиқиңизни байқиса, дәрһал сақчиға агаһландуруш сигнали әвәтиду. Андин сақчилар сизни чақириду. Әгәр соалға җаваб беришни рәт қилсиңиз, улар сизниң барлиқ банка һесабатиңизни дәрһал тохтитиду! ” дәп инкас қалдурған.

У йәнә мундақ дегән: “хитай сақчилири бундақ пәскәш тактикиларни ишлитип, миличмаллар дукинида тәкшүрүш понкити қуруп, кишиләрниң шәхсий мәхпийәтликигә хилаплиқ қилди вә уларни һөкүмәт җасуслуқ юмшақ деталлирини орнитишқа қистиди. “бу хил ‛алдамчилиққа қарши туруш детали‚ аммиви көзитиш вә контрол қилиш қоралидин башқа нәрсә әмәс” .

Буниң алдида радийомиз хитайчә бөлүми 26-март күни, җайлардики хитай сақчилириниң йолда кетиватқан адәмләрниң телефонидики әп деталлирини вә тор зиярәт хатирисини тәкшүрүп, тәһдит вә бесим қиливатқанлиқи вә йәнә бәзи җайларда өйму өй кирип һөкүмәтниң назарәт юмталини қачилашқа мәҗбурлаватқанлиқини хәвәр қилғаниди. Хәвәрдин мәлум болушичә,

Мубада бири Tik-Tok, X қатарлиқ чәтәл иҗтимаий алақә әплирини қачилимақчи болса яки там атлап чәтәл торлириға чиқмақчи болса, “алдамчилиққа қарши туруш” намидики җасуслуқ юмшақ детали дәрһал сақчиға агаһландуруш сигнали беридикән. Сақчилар бир дәмдә йетип келидикән. Хитайларниң радийомиз хитай бөлүмигә бәргән инкаслириға қариғанда, нөвәттә хитай пуқралириниң хитайниң җасуслуқ юмтали арқилиқ абунитларниң учуриға еришишиниң хәтиригә болған әндишилири күчәймәктә икән.

Йеқинқи күнләрдин башлап уйғур дияридики хитай җ х тармақлири вә биңтүән сақчи тармақлириму дойин супилирида мәхсус видийолуқ уқтуруш тарқитип, райондики тор абунитлирини тикток, X йәни бурунқи тивиттер, ютуб, биткойин қатарлиқ чәтәл иҗтимаий алақә әплирини қачилимаслиқни, қачилиғанларниң қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини агаһландурғаниди.

Илгирики хәвәр вә инкасларға көрә, хитай даирилириниң 2022-йили 28-ноябир үрүмчидә йүз бәргән от кетиш паҗиәси сәвәбидин қозғалған “ақ қәғәз” намайишидин кейинки бир нәччә йилда, кочиларда вә аммиви қатнашларда тәкшүрүш һәрикитини күчәйткәнлики һәмдә кишиләрниң янфониға “алдамчилиқиға қарши туруш” намидики һөкүмәт җасуслуқ юмталини қачилашқа мәҗбурлиғанлиқи ашкариланған иди.

Хәлқаралиқ ахбаратларда, хитай даирилириниң бу хил тәдбирлирини ашуруши “чәтәл күчлири” ниң сиңип киришиниң алдини елиш үчүн икәнлики хәвәр қилинғаниди.

Канадалиқ антрополог, “террорлуқ капитализми: уйғурларниң мүлүксизләштүрүлүши” намлиқ китабниң аптори, канада саймон фрейзер университетиниң ярдәмчи пирофессори дәррен байлер (Darren Byler) зияритимизни қобул қилип, бу хил тор чәклимисини хитай һөкүмитиниң 10йиллар бурунла уйғур диярида әмәлгә ашуруп болғанлиқини қәйт қилди. У мундақ деди:

 “хитай миллитигиму омумйүзлүк мәҗбурлиниватқан бу хил там атлашни чәкләш юмталлири, уйғур диярида 2014-йилила уйғур вә қазақ қатарлиқ милләтләргә ишлитилгәниди. Шу вақиттин башлапла хитай һөкүмити шәрқий түркистанда там атлиғанларни “ашқунлуқ” билән җазалашқа башлиған. Хитай елан қилған “ашқунлуқниң йәтмиш бәш хил ипадиси” ниң тизимидиму бу 68-орунға тизилған. Биз нурғунлиған уйғур, қазақ вә башқа аз санлиқ милләтләрниң шу сәвәбтин тутқун қилинған вә җазаланғанлиқини билимиз. Хитай нөвәттә VPN яки шуниңға охшаш қоралларни ишлитип чәкләнгән торларға чиққанларниң һәммисини хитайниң қануни бойичә җазалайдиғанлиқини агаһландурмақта. Демәк, уйғур вә башқа мусулманларға қоллинилған бу хил тәқиб вә җазалаш тәдбирлири һазир пүтүн хитайға кеңәймәктә. Бу, һазир уйғур яки башқа мусулманлар болсун, хитайда һәр қандақ кишиниң пикир әркинликиниң, шундақла учур хәвәрләргә еришишниң йәниму қаттиқ чәклинидиғанлиқидин бәлгә бериду” .

Пирофессори дәррен байлер (Darren Byler) сөзини давам қилип йәнә мундақ деди:

 “хитайда уйғур вә башқа хитай пуқралириниң тор әркинликини контрол қилиш тәдбирлириниң күчәйтилишигә, шундақла хитайда һөкүмәтниң назарәт вә контроллуқ системисиниң күчәйтилишигә әгишип пуқраларниң әркинлик, шәхси муһитиниң барғанчә тарлишишиға болған наразилиқи ашмақта. Шуңа буни хитай коммунист партийәсиниң пуқраларниң қозғилиш еһтимали болған қаршилиқлириниң алдини елиш үчүн еливатқан тәдбири дәп қараймән” .

Әркинлик сарийи вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқларниң йиллиқ доклатлирида, хитай давамлиқ пуқраларниң тор вә учур әркинликини әң еғир боғуватқан дөләтләр қатарида баһалинип кәлмәктә.

-2021 Йили, хитай һөкүмити йеңи җинайи қилмишларни тәтқиқ қилиш мәркизи вә униң 11 тармақ орнини қуруп, мәхсус тор җинайәтлиригә зәрбә беришқа башлиған. Һалбуки хитай һөкүмити 2017-йили уйғур вә башқа мусулманларға ирқи қирғинчилиқ сияситини йүргүзүштин бурунла, уйғур районида бу хил тор тәқиб системисини иҗра қилишқа башлиғаниди. Дәл шу сәвәбтин һазирму миңлиған бигунаһ кишиләрниң түрмә-лагерларға қамалғанлиқи вә узун йиллиқ кесилгәнлики қамалғанлиқи мәлум.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити 2022-йили 9-айда “телеграф вә тор алдамчилиқиға қарши туруш қануни” ни рәсмий йолға қоюп, учур әркинликини бастурушни қанунлаштурған; тор абунитлирини назарәт қилиш вә пикир әркинликини чәкләш үчүн қанун системисини тор бихәтәрликигә маслаштурушни үзлүксиз мукәммәлләштүргән. Хитайниң буниңдин кейин хитай миқясида тор әркинликигә қаттиқ чәклимә қоюп, там атлашқа йәниму қаттиқ зәрбә беридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

 “мукәммәл сақчи дөлити” намлиқ китабниң аптори, техника сәмимийәт түриниң сиясәт директори, алий тәтқиқатчи җеффирий кәйин (Geoffrey Cain) , хитай пуқралириғиму омумлаштурулуватқан тәқибләш системисиниң әмәлийәттә, хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан уйғур ирқий қирғинчилиқиниң бир қисми сүпитидә ишлитилгәнликини, дәсләптә уйғурлар үстидин тәҗрибә қилинған бу хил тәқибләш тәдбирлириниң, тез сүрәттә хитайниң башқа районлириға кеңәйтишиниң хитайниң муқимсизлиқидин бешарәт беридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

 “шәрқий түркистан хитайниң кәң көләмлик назарәт қилиш тиришчанлиқиниң синақ мәйданиға айланғаниди, хитай компартийәсиниң буниңдики мәқсити қаттиқ контрол қилишни йолға қоюш, өзигә қарши пикирләрни чәкләш. Илгири шәрқий түркистанда йүз бәргән ишлар һазир хитайниң башқа җайлирида көрүлүшкә башлиди. Хитай һөкүмитиниң пүткүл аһалини контрол қилишни истәватқанлиқи хитайниң сиясий муқимсизлиқини көрситип бериду. Уларниң хитай компартийәсиниң немә қилмақчи икәнлики һәмдә немиләрни нишан қиливатқанлиқини ейтип бериду. Нишанлиқ һалда қайта тәрбийәләш арқилиқ қаршилиқ еңини йоқитиш һазир улар кәң қоллинидиған бир түрлүк метод болуп қалди. Системилиқ назарәт системиси вә чирай тонуш техникиси дегәнләр һазир һәммила җайға кеңийиватиду. Барлиқ учурларни топлаш, һәммини контрол қилиш дегәнләр мас қәдәмдә ишқа ешиватиду. Ши җинпиң болса дәл мушу хил тәдбирләр арқилиқ иҗтимаий контроллуқни толуқ әмәлгә ашурмақчи болуватиду. ”

Җеффирий кәйин (Geoffrey Cain) йәнә, хитайниң бу хил тәқиб вә қаттиқ тәдбирлириниң тәсиригә болған әндишисини билдүрүп мундақ деди:

 “илгири хитайдики кишиләр, VPN арқилиқ һеч болмиғанда қисмән һалда пикир әркинликидин бәһримән болалайтти яки ишәнчлик хәвәрләргә еришәләйтти, һазирқи вәзийәттә әгәр сиз там атлисиңиз, хитайниң қануни бойичә еғир җазалинисиз, һәтта узун йил түрмидә йетишиңиз мумкин. Чүнки ялғуз чәтәл торлириға чиққанлиқиңизниң өзила дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш, җасуслуқ қилиш дегәндәк еғир җинайәтләрниң артилишиға сәвәб болиду. Демәк хитай җәмийитиниң өз ичидин өзгириши тәс. Кишилик һоқуқ органлири вә хитайниң демократийәгә қарап өзгиришини арзу қилидиған паалийәтчиләрниң әмди хитайға тәсир көрситиши техиму мумкинсиз бир һаләткә келиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.