Қәшқәрдә лагерға адәм тутушта хизмәт көрсәткән сақчиниң қизиму 10 йиллиқ кесилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.05.25
Хитайниң аталмиш “милләтләр иттипақлиқи асасидики қурбан һейт” тәшвиқати ялғанчилиқ билән әйибләнди Қәшқәр конашәһәрдә коча чарлаватқан хитай сақчилири. 2021-Йили 4-май.
REUTERS

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң радийомизға инкас қилишичә, нөвәттә үрүмчидә аяллар түрмисидә җаза муддитини өтәватқан 32 яшлиқ алмирә әркин қәшқәрдә лагерға адәм тутушта актип хизмәт көрсәткән бир сақчи хадиминиң қизи болуп, у түркийә кино филимини көргәнликидәк аталмиш җинайити үчүн сотқа тартилғанда сақчи дадисиму, йеқин туғқанлиридин болған-мәкит наһийәсиниң һакими әнвәр турсунму уни 10 йиллиқ кеслиштин қоғдиялмиған. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида, бу учурниң тоғрилиқи дәлилләнди.

2017-Йилдин буянқи чоң тутқунда, уйғур районида әтиварлинип хизмәткә селиниватқан әмәлдар вә хадимларниңму биваситә уруқ-туғқанлириниң еғир җазалардин халий болалмиғанлиқи көплигән пакитлар билән оттуриға чиқмақта. Радийомизға кәлгән бир инкаста баян қилинишичә, әслидә қәшқәрдики бир дохтурханида сестра болуп ишләватқан алмирә әркин, түркийә кино филимини қол телефонидин көргәнлики үчүн тутқун қилинған. Униң тутулушини шу мәзгилдә лагерға адәм тутушта әң актип хизмәт көрситиватқан, йәни кечилири кишиләрниң өйигә бесип кериш, зораванлиқ билән елип меңиштики ғалҗирлиқи билән тонулған сақчи дадисиму тосуп қалалмиған. Алмирә сотсиз һөкүм билән 10 йиллиқ кесилгәндә, униң қәшқәр валий мәһкимисидики һаммисиму вә бу һаммисиниң мәкиткә һаким йолдиши әнвәр турсунму җазадин қоғдиялмиған.

Биз инкаста қалдурулған алақә учуриға асасән, алмирәниң дадиси-мәзкур актип сақчи хадимиға телефон қилдуқ. У өзиниң лагерға адәм тутуштики актипчанлиқини махтиниш билән тилға елип, дәсләпки бир йилдила 2000 чә кишиниң лагерға апирилишида өзиниң сәпниң алдида вәзипә иҗра қилғанлиқини ашкарилиди. У пәрзәнтлириниң нөвәттики әһвалини сориғинимизда, қизи алмирәниң үрүмчи аяллар түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқини дәлиллиди. Униң деийишичиму, алмирә әркин, түркийә филимини көргәнлики үчүн тутқун қилинған. Әмма у қизиниң соти ечилған-ечилмиғанлиқидин хәвәрсиз қалған, пәқәт қолиға тәгкән сот һөкүмидин қизиниң 10 йиллиқ кесилгәнликидин хәвәр тапқан. Униң баянлиридин мәлум болушичә, өзиниң актипчанлиқиниң йүз хатириси болмиғандин кейин, қәшқәр валий мәһкимисидики сиңлиси вә сиңлисиниң йолдиши-мәкит наһийәсиниң һакими әнвәр турсундин ярдәм күткән; әмма уларниң әмилиму карға кәлмигән.

Мәзкур сақчи хадими қәшқәрниң нөвәттики вәзийити һәққидә тохтилип, б д т кишилик һоқуқ комитети вәкиллириниң нөвәттә үрүмчидә икәнлики, алдимиздики күнләрдә қәшқәргә келидиғанлиқидин хәвири барлиқини ейтти. У йәнә өзи вә сәпдашлириниң б д т вәкиллири келишниң алдида дөләт мәхпийәтликини қоғдаш һәққидә аһалиләрни җиддий һалда агаһландуруватқанлиқини ейтти. Биз униңдин әгәр б д т вәкиллири билән көрүшүп қалса, қизи алмирәниң әһвалини мәлум қилидиған-қилмайдиғанлиқини сориғимизда, буни мумкин болса демәйдиғанлиқи, әгәр дейишкә мәҗбур болуп қалса, җазани һәқлиқ дәп ипадә билдүридиғанлиқини әскәртти. У йәнә билдүридиған бу ипадисиниң сәмимий икәнликини тәкитләп, қизиниң партийә вә һөкүмәткә йүз келәлмәйдиған иш қилип қойғанлиқини тилға алди.

Өзи бир сабиқ сақчи аилисидә чоң болған, нөвәттә явропада яшаватқан аблимит әпәнди, мәзкур сақчи типтики сақчи хадимлири һәққидә пикир баян қилип, хитай тәрәпкә шәртсиз садақәттики бу хил сақчиларниң уйғур елида бурундинла бәлгилик санда мәвҗут икәнлики, әмма көпинчисиниң 2009-йилдики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин дәрс елип өзгәргәнликини баян қилди. Бу хил кишиләрниң һелиһәм мәвҗутлуқидин әҗәпләнмәйдиғанлиқини билдүргән аблимит әпәнди, хитай тәрәпниң сақчи қобул қилишта, әқлий вә әхлақий сүпитини әмәс, өзлиригә садақитини биринчи шәрт қилғини үчүн, ғәйрий инсаний иҗраатлирини оңушлуқ һалда давамлаштуруватқанлиқини илгири сүрди.

Аблмиит әпәнди, сақчи хадимлири ичидики зор бир түркүминиң чарисизлиқ ичидә вәзипә иҗра қиливатқанлиқини әскәртсә, юқириқидәк шәртсиз садақәтмән сақчилардин хитай тәрәпниң һәм райондики бастуруш һәрикәтлиридә һәм тәшвиқат ишлирида үнүмлүк пайдилиниватқанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.