Хоңкоңлуқ намайишчилар: “уйғурлардәк күнгә қалмаслиқ үчүн қаршилиқимизни давамлаштуримиз!”

Мухбиримиз меһрибан
2019.11.15
xongkong-2019-namayish.jpg Хоңкоңда һөкүмәтниң “қачқунлар низамиға түзитиш киргүзүши” гә қарши милйонларчә киши намайиш өткүзди. 2019-Йили 9-июн.
AP

Хәлқарадики мустәқил таратқуларниң хоңкоңдин бәргән нәқ мәйдан хәвәрлиридин мәлум болушичә, йеқиндин буян хоңкоңлуқларниң наразилиқ намайиши сақчилар билән намайишчилар арисидики тоқунушқа айлинип кәткән. Сақчиларниң университетларға бесип кирип, яш оқуғучиларни тутқун қилиш вәқәлири барғанчә көпәйгән.

Игилинишичә, 11-ноябир дүшәнбә күни хоңкоң сақчилири хоңкоң университетиға бастуруп кирип, оқуғучиларни тутқун қилған. Вәқәдин кейин хоңкоңдики университетларда оқуш тохтиған.

Әркин асия радийоси, “америка авази” қатарлиқ америка таратқулириниң хитайчә бөлүмлириниң 14-ноябир хоңкоңдин бәргән нәқ мәйдан хәвәрлиридә сақчиларниң университетларға кирип оқуғучиларни тутқун қиливатқанлиқи, буниңға қарита хоңкоңлуқ оқуғучиларму тәдбир еливатқанлиқи баян қилинған. Хәвәрдә йәнә оқуғучилар мәктәп ичидә вә хоңкоңдики бәзи асаслиқ кочиларда сақчиларниң һуҗумлириға қарши өзлирини қоғдаш үчүн мудапийә тосақлирини ясиған.

Таратқуларниң зияритини қобул қилған намайишчи оқуғучилар йәнә сақчи даирилириниң тутқуни давамлишиватқан әһвалдиму өзлириниң намайишни давамлаштурушиға хоңкоңниң демократийәсини қоғдаш арзусиниң сәвәп боливатқанлиқини билдүргән.

12-Ноябир күни “атлантик хәвәр тори” да елан қилинған хоңкоң һәққидики мақалидә хоңкоңлуқ намайишчиларниң тили арқилиқ уларниң кәлгүсидә “уйғурларниң күнигә қалмаслиқ үчүн қаршилиқни давамлаштуруш” ирадиси ипадиләнгән.

Мухбирларниң зияритини қобул қилған оқуғучилар аввал өзлириниң һәр вақит тутқун қилинишидин әнсирәватқанлиқини билдүргән. Әмма улар өзлириниң наразилиқ намайишини қәтий давамлаштуруш ирадисини ипадиләп, мундақ дегән: “биз қорқимиз, әмма бу бизниң ахирқи пурситимиз. Әгәр биз тик туралмисақ, бәрдашлиқ берәлмисәк, бизниң, йәни хоңкоңниң хитай чоң қуруқлуқидин һечқандақ пәрқи қалмайду.” 

Намайишчилардин бири мухбирға уйғурлар вәзийитидин алған тәсиратини ипадиләп, мундақ дегән: “өткән бир нәччә айда биз уйғурларниң тәқдири һәққидики хәвәрләрни аңлидуқ. Хитай һөкүмити һазир хоңкоңдиму уйғур аптоном райониға охшаш моделни тикләшкә, охшаш йосунда бастурушқа уруниватиду. Әмма биз хоңкоңлуқларниң уйғур мәсилисидин алған савиқимиз дәл буниң әксичә йол тутуштур. Йәни пүтүн күчимиз билән қаршилиқ қилиштур. Чүнки сиз мәғлуп болсиңиз, йәни арқиға чекинсиңиз, хәлқиңизгә апәт елип келисиз, дуняму сиз билән кари болмайду.”

Хоңкоңдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин җессика ингихам ханимму зияритимизни қобул қилип, хоңкуңлуқларниң демократийәни тәләп қилиш намайишиниң зораванлиқ билән бастурулушиниң хитай һөкүмитиниң уйғурлар, тибәтләр вә өз хәлқигә қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндиликиниң нәқәдәр еғирлиқини дуняға тонутқанлиқини билдүрди.

Җессика ханим мундақ деди: “мениңчә, хоңкоңдики бу қетимқи наразилиқ намайишиниң йәнә бир муһим тәрипи шуки, бу намайиш ғәрб дөләтлирини хитайда дәпсәндә қилиниватқан кишилик һоқуқ вәзийитигә нисбәтән йеңичә бир тонушқа игә қилди. Илгири уйғур вә тибәт вәзийити һәққидә көп әһваллар аңлитилған болсиму, әмма әмәлий материяллар аз иди. Хоңкоңдики бастуруш һәқиқәтәнму кишиләрниң көз алдида йүз бәрди. Һазир бундақ пакитлар, йәни көз билән көргили болидиған мәсилиләр йүз бәргән икән, бу әһваллар ташқий дуняға хитай һөкүмитиниң тибәт вә уйғур районидики яки хитайниң ичкий өлкилиридики кишилик һоқуқ вәзийитини тонуп йетиш пурсити бериду, дәп қараймән.”

Тәйвән шәрқий түркистан җәмийитиниң башлиқи, адвокат хе чавдуң әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, хоңкоң вәзийити кәскинлишиватқан шараиттиму оқуғучиларниң намайишни изчил давамлаштуриватқанлиқиниң сәвәблири һәққидә тохтилип өтти.

У алди билән сақчиларниң хоңкоң университетида оқуғучиларни тутқун қилиш қилмишлирини әйибләп, мундақ деди: “хоңкоңдики сақчилар университетларға бесип кирип наразилиқ билдүргән оқуғучиларни тутқун қиливатиду. Бу бәк еғир бир әһвал. Илгири тәйвәндиму ‛28-феврал наразилиқ намайиши‚ ни бастурушта охшаш әһваллар йүз бәргән иди. Әмма һазир хоңкоң сақчилири мәктәп даирилириниң рухситисиз мәктәпкә бастуруп кирип, оқуғучиларни тутқун қиливатиду. Бу қобул қилғили болмайдиған бир иш. Шуңа тәйвәндики университетлардиму хоңкоң оқуғучилирини қоллаш һәркити елип бериливатиду.”

Хе чавдуң әпәнди йәнә хоңкоңлуқ оқуғучиларниң намайишни давамлаштуруш ирадисиниң бу қәдәр күчлүк болушиға нөвәттики уйғурлар вәзийитиниң тәсир көрсәткәнлики, уларниң хоңкоңниң тәқдириниң уйғурлардәк әһвалға чүшүп қелишидин әнсирәвақтқанлиқини тәкитләп өтти.

У мундақ деди: “мениң қаришимчә, хоңкоң мәсилиси билән уйғурлар мәсилиси әмәлийәтттә охшаш мәсилә. Буларни хитайниң ичкий мәсилиси дәп қарашқа болмайду. Уйғурлар, йәни шәрқий түркистан әслидинла бир мустәқил дөләт. Хоңкоң болса 1997-йилдин кейин хитайға қайтуруп берилди. Хитай уларға ‛бир дөләттә икки хил түзүм‚ вәдисини бәргән болсиму, әмма 30 йил тошмайла хитай хоңкоңниң сиясий түзүлмисини өзгәртишкә урунди. Һазир хитай хоңкоңға әскәр киргүзмигәндәк көрүнүш ясаватиду. Йәни хоңкоң сақчилири арқилиқ намайишчиларни бастуруватиду. Бу әһвал әлвәттә хоңкоңлуқ оқуғучиларни әнсиритиваду. Һазир шәрқий түркистандики аталмиш ‛қайта тәрбийиләш мәркәзлири‚, йәни лагерларда 3 милйон кишиниң қамалғанлиқи хәвәр қилинмақта. Америка таратқулиридин райондики йиғивелиш лагерлириниң давамлиқ кеңәйтиливатқанлиқини биливатимиз. Бундақ әһвалда илгири әнгилийәниң мустәмликиси болған хоңкоңдәк бир җайда сақчиларниң қануни бузуп адәм тутуши хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини бу җайдиму йүргүзүшкә урунуватқанлиқини көрситиду. Шуңа хоңкоңлуқ оқуғучиларниң әндшисиму дәл мушу сәвәптин боливатиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.