Барғанчә җиддийләшкән хоңкоң вәзийити японийәдики паалийәтчиләрниң җиддий инкасини қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2019.09.04
xongkong-2019-namayish-saqchi.jpg Хоңкоңда йүз бәргән милйон кишилик намайишни бастурушқа кәлгән сақчилар. 2019-Йили 2-июл.
AP

Бирқанчә айдин буян хоңкоңда давамлишиватқан, хитайниң хоңкоңда қанун өзгәртишигә қарши наразилиқ намайиши, вә хитай һөкүмитиниң намайишчиларға қаратқан қаттиқ бир тәрәп қилиш позитсийәси, хоңкоңда вәзийәтни җиддийләштүрди. японийәдики уйғур тибәт тәйвән паалийәтчилириму өткән һәптә японийәдики сакура телевизийәсиниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң хоңкоңдики наразилиқ намайишиға қаратқан қаттиқ қол позитсийәсиниң хитай һөкүмитиниң 2009-йилдики 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи вә 2008-йили олимпик мәзгилидә тибәтләргә қаратқан бастурушиниң хоңкоңда қайта тәкрар йүз бериш еһтималлиқини агаһландурған.

Мәзкур сөһбәт программисиға қатнашқан японийәдики уйғур паалийәтчиси илһам мәхмут әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип: “барғанчә җиддийләшкән хоңкоң вәзийитиниң японийәдики уйғур, тибәт вә тәйвән паалийәтчилириниң җиддий инкасини қозғиған” лиқини билдүрди.

Бирнәччә айдин буян хоңкоңда давамлишиватқан хоңкоңда йолға қоюлмақчи болған “қачқунларни өткүзүп бериш қанун лайиһәси” гә қарши наразилиқ намайишиниң барғанчә юқири пәллигә чиқиши вә хитай һөкүмитиниң хоңкоңда сақчилар арқилиқ намайишчиларға зораванлиқ қилиши вә өткән һәптидин буян барғанчә кеңәйгән намайишчиларни тутқун қилиш хәлқара таратқуларниң җиддий диққитини қозғимақта.

Өткән һәптә японийәдики сакура телевизийә истансисида елип берилған бир сөһбәт программисида, хоңкоңниң җиддийлишиватқан вәзийитигә бирләштүрүлүп, хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә қарита йүргүзүватқан бастуруш қилмишлири вә хитай һөкүмитиниң нөвәттә хоңкоңда давамлишиватқан наразилиқ намайишини қандақ бир тәрәп қилиши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә мулаһизә йүргүзүлгән.

Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили, японийә уйғур бирләшмисиниң башлиқи илһам мәхмут әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәзкур сөһбәт программисида оттуриға қойған пикирлирини ортақлашти.

Илһам мәхмут әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә: у мәзкур программида у хитай һөкүмитиниң бундин 10 йил илгири йүз бәргән 2009-йилдики “5-июл наразилиқ намайиши” ни қанлиқ бастуруш қилмишини әсләп өтүш арқилиқ, хоңкоңда давамлишиватқан наразилиқ намайишиниң тәрәққиятидин хитай һөкүмитиниң бу наразилиқ намайишини бир тәрәп қилишта қанлиқ бастуруш васитисини қоллиниши мумкинчиликини агаһландурған.

Илһам мәхмут әпәнди йәнә хоңкоң вәзийити һәққидики сөһбәт программисиға қатнашқан тибәт паалийәтчиси оттуриға қойған мәсилиләр һәққидиму тохталди. Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, тибәт паалийәтчиси өз баянида хитай даирилириниң 2008-йили 3-ай мәзгилидә, йәни хитайда 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүлүши һарписида йүз бәргән тибәтләрниң наразилиқ намайишини бастурушта қолланған намайишчилар арисиға өз адәмлирини киргүзүп, қәстән қалаймиқанчилиқ чиқириш қатарлиқ рәзил васитиләрни нөвәттә хоңкоңда давамлишиватқан намайиштиму әйнән қоллиниватқанлиқини оттуриға қойған.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә сакура телевизийәсидә өткүзүлгән сөһбәткә тәклип қилинғанлар ичидә гәрчә хоңкоңлуқ вәкил болмисиму әмма, шехуйҗи ханим қатарлиқ тәйвәнлик кишилик һоқуқ паалийәтчилири бар икән. Илһам әпәндиниң қәйт қилишичә, сөһбәт программисида пикир баян қилған тәйвәнлик паалийәтчиләр йеқиндин буян, хоңкоңда барғансери юқири пәллигә чиқиватқан сақчиларниң зораванлиқ қилмишлиридин әндишигә чүшкәнликини билдүрүш билән биллә хитай асарити астида қаттиқ езилишкә учриған уйғур вә тибәтләрниң бүгүнки қисмитидин тәйвәнликләрниңму хитай тәшвиқатидики “аталмиш “аптономийә” вә “бир дөләт икки хил түзүм” вәдисиниң алдамчилиқ икәнликини тәкитлигән.

Хоңкоңда давамлишиватқан наразилиқ намайиши вә хитай һөкүмитиниң мәзкур намайишни бастуруш һәрикити һәққидә өткән һәптидин буян тарқиливатқан әң йеңи мәлуматлардин мәлум болушичә, хоңкоң сақчи даирилири, өткән һәптә уқтуруш чиқирип хоңкоңдики өктичи тәшкилатларниң 31-авғуст шәнбә күни өткүзүшни илтимас қилған омумий хәлқ тинчлиқ наразилиқ намайишини тәстиқлимиған. Ройтерс агентлиқиниң 1-сентәбирдики хәвиридә хоңкоң валиси лин җиңйөниң истепа бәрмәкчи болғанлиқи һәққидики авазлиқ хатириси ашкариланди. Арқидин хитайниң хоңкоңда турушлуқ алақә ишханисиниң баянатчиси яңгуаң хоңкоңдики наразилиқ намайишини: “сиясий қалаймиқанчилиқ туғдуруш” дәп әйиблигән вә әгәр хоңкоңда қалаймиқанчилиқ давамлашса һөкүмәтниң җиддий тәдбир қоллинидиғанлиқини агаһландурған.

Америка авази радийосиниң 3-сентәбир тәйбейдин бәргән хәвиридә дейилишичә, 3-сентәбир күни хоңкоңдики өктичиләрдин хуаң җифиң қатарлиқ паалийәтчиләр тәйвәнгә берип, тәйвән һөкүмити вә тәйвәндики тәшкилатлардин хоңкоңлуқларниң “хитай һөкүмити хоңкоңда йолға қоймақчи болған қачқунларни өткүзүп бериш қануниға наразилиқ һәрикитини қоллаш” ни тәләп қилған.

Хоңкоң сақчилири йәнә 31-авғуст шәнбә вә 1-сентәбир йәкшәнбә икки күн ичидила наразилиқ намайиши өткүзүшни тәләп қилип, кочиларға чиққан яш оқуғучиларни өз ичигә алған хоңкоң аһалисини тутқун қилиш һәрикити елип барған.

3-Сентәбир сәйшәнбә күни тәйвәндә мухбирларға баянат бәргән хуаң җифиң, бу һәқтә тохтилип, икки күн ичидила сақчилар тәрипидин қолға елинған намайишчиларниң 1100 дин ешип кәткәнликини билдүрүп, тәйвәнни өз ичигә алған дуня җамаәтчиликиниң хоңкоң вәзийити тәрәққиятиға җиддий диққәт қилишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.