Анализчилар: “хоңкоң бихәтәрлик қануни хоңкоңда бир дөләт икки түзүмниң өлгәнликидур”

Мухбиримиз меһрибан
2020.06.30
xongkong-xitay-qanun-qarshiliq.jpg Намайишчилар сода мәркизигә йиғилип бейҗиңниң “хоңкоң бихәтәрлик қануни” ға наразилиқ билдүрмәктә. 2020-Йили 30-июн, хоңкоң.
AP

Хитай мәркизи һөкүмити 1-июлдин башлап “хоңкоң бихәтәрлик қануни” йәни “хитай дөләт хәвпсизлики қануниниң хоңкоң нусхиси” ниң рәсмий қанун болуп иҗра қилинидиғанлиқини елан қилди.

Хоңкоңда бир йилдин буян давамлишиватқан “демократийәни тәләп қилиш” һәрикити сәвәблик хоңкоң вәзийити барғанчә җиддийлишиватқан, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлири хитай һөкүмитиниң хоңкоң сияситини әйибләватқан вәзийәттә, хитай мәркизи һөкүмитиниң “хоңкоң бихәтәрлик қануни” йәни “хитай дөләт хәвпсизлики қануни ниң хоңкоң нусхиси” ни 1-июлдин башлап рәсмий қанун тәриқисидә иҗра қилинидиғанлиқини елан қилиши, хоңкоң вәзийитигә диққәт қиливатқан хәлқара таратқулар вә вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.

Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди зияритимизни қобул қилип, “хоңкоң бихәтәрлик қануни” иҗра қилинса, хоңкоңда хитайниң илгири вәдә қилған хоңкоңда “бир дөләт икки хил түзүм” сияситиниң пүтүнләй өзгиридиғанлиқини билдүрди.

Ху пиң өз әндишини билдүрүп мундақ деди: “хитай һазир хоңкоң сияситидә бир күчлүк сигнални бәрмәктә. Чүнки хитай һөкүмитини бундақ қилмайду дегилиму болмайду. Әгәр бу, қанун болуп иҗра қилинса у һалда хоңкоңниң бир дөләт икки хил түзүмигә қарита еғир зәрбә болиду. Мән бу еһтималлиқ һәққидә бултур, йәни 2019-йилила өз әндишәмни оттуриға қойған идим. Чүнки хитай һөкүмити бултур хоңкоңниң йәрлик қануниға өзгәртиш киргүзидиғанлиқини елан қилған чеғидила хоңкоңда күчлүк наразилиқ қозғалған вә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң әйиблишигә учриғаниди. Һалбуки хитай һазир бу хил қанун лайиһәлирини оттуриға чиқириш арқилиқ хоңкоңға қарита сияситини өзгәртидиғанлиқини билдүрүватиду.”

Ху пиң әпәндидин хитай һөкүмитиниң немә үчүн хоңкоң мәсилисигә қарита бу қәдәр җиддий қаришиниң сәвәбини сориғинимизда, у хитай дөлитиниң хоңкоңға болған һөкүмранлиқини мустәһкәмләшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрүп, төвәндикидәк җаваб бәрди: “мән буни хитай һөкүмитиниң хоңкоңда вәзийәтниң контроллуқтин чиқип кетишигә болған әнсириши үчүнла елиниватқан қарар дәп қаримаймән. Һәқиқәтән бултурдин буян давамлишиватқан хоңкоңлуқларниң наразилиқ һәрикити хитай һөкүмитиниң бешини ағритидиған мәсилигә айланди. Әмма һазирқи мәсилә хоңкоңлуқларниң хитай компаритйәсиниң һөкүмранлиқиға болған наразилиқини бастурушла әмәс бәлки хитай дөлитиниң хоңкуңға болған әбәдий контроллуқини пүтүнләй қолға елишни мәқсәт қилди десәк болиду. Чүнки һазирға қәдәр хитай һөкүмити хәлқараниң бесимидин қорққини үчүн бундақ бир пурсити болмиғаниди. Шуңа у хоңкоңдики бир дөләт икки хил түзүмниң сақлинип қалидиғанлиқини билдүргәниди. Әмма һазир дуняда корона вируси юқуми сәвәблик хәлқара җәмийәтниң диққитиниң йөткәлгән пурситидин пайдилинип, өз мәқситини әмәлгә ашурушни ойлаватиду.”

“миң җиң” ториниң вәзийәт анализчиси вә тор сөзчиси ма җү әпәндиниң қаришичә, “хоңкуң бихәтәрлик қануни” ниң йолға қоюлуши, хитай һөкүмитиниң уйғурлар, тибәтләр, моңғулларға дәсләп вәдә қилған аталмиш аптономийә түзүми һәққидики ялған вәдисини бикар қилип, өзи ниқабини ашкарилаш қәдиминиң хоңкуңда ипадилиниши икән.

Ма җү әпәнди бу һәқтә сориған соалимизға җаваб берип мундақ деди: “чоқум мушундақ ақивәт болатти. Бу әлвәттә улар баштила йәтмәкчи болған мәқсәт иди. Бу хитай һөкүмитиниң узундин буян қоллинип келиватқан сиясити. Бу тәдбир хитайниң нәччә миң йилдин буян давамлишип келиватқан мәдәнийәт ән-әниси десәкму болиду. Улар аввал әтраптики башқа милләтләргә қарита мәнпәәт беридиғанлиқи һәққидә һәр хил вәдиләрни бериду. Бу пәқәт хитай компартийәсиниңла сиясити әмәс бәлки оттура түзләңликтики хитай һөкүмранлириниң нәччә миң йилдин буян чегра районлардики аз санлиқ хәлқләрниң йерини игиливелиш йолида қоллинип келиватқан сиясий тәдбири.”

Ма җү әпәнди хитай һөкүмитиниң нөвәттә хоңкуңға қаратқан сияситиниң униң уйғурлар, тибәтләр моңғулларға қаратқан сияситиниң тәкрари икәнликини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң бесивелинған земинлардики хәлқләргә йәни 1940-йилларниң ахири, тәңри тағниң шимали вә җәнубидики уйғурларға, 50-йилларниң оттурилирида далай лама һөкүмранлиқидики тибәтләргә, вә моңғулларға бәргән ялған аптономийә вәдисини пәйдин-пәй бикар қилған тарихини әслитип өтти.

Ма җү әпәнди хитай һөкүмитиниң хоңкуңға вә дуняға вәдә қилған “бир дөләттә икки хил түзүм” ни бикар қилишиниң сәвәби һәққидә тохтилип, “әлвәттә хоңкоңниң әһвали алаһидә. Хитай һөкүмитиниң бу қетим хоңкоңға қарита ‛бир дөләт икки хил дөләт түзүми‚ни бикар қилишидики асаслиқ сәвәб, хоңкоңлуқларниң хитайниң мәркизи һөкүмити билән охшаш сиясий қарашта турмиғанлиқи, хоңкоңлуқларниң оттура түзләңликтики хитай пуқралири билән охшимиған қиммәт қаришини ипадиләп, әркинлик, демократийә вә мустәқиллиқ қаришини ипадилигәнлики сәвәб болуватиду.” деди.

Ма җү әпәнди йәнә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң хоңкоң мәсилисигә тутқан позитсийәси һәққидиму тохталди.

Ма җү әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң “хоңкуң бихәтәрлик қануни” ни йолға қоюши, хоңкоң мәсилисидә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң иқтисадий мәнпәәтни асас қилиш принсипи сәвәбидин, хитай һөкүмитигә қаратқан сияситидә әйибләш биләнла чәклиниш, бирдәк болмаслиқ вә һәқиқий үнүми болған әмәлий җазалаш тәдбириниң болмиғанлиқидин дейишкә болидикән.

Дуня уйғур қурултийиниң хитай ишлири мудири уйғур паалийәтчиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилди.

Илшат һәсән әпәнди, хитай һөкүмитиниң “хоңкоң бихәтәрлик қануни” ни йолға қоюшиға сәвәб болған амиллар вә хоңкоңда бу қанун йолға қоюлғандин кейин хоңкоңда йүз беридиған вәзийәт һәққидә өз қарашлири вә әндишилирини оттуриға қойди.

У, сөзидә хитай һөкүмити 1-июлдин башлап иҗра қилишни қарар қилған “хоңкоң бихәтәрлик қануни” ниң йолға қоюлушиниң хитайниң илгири вәдә қилған хоңкуңда бир дөләт икки хил түзүм сияситиниң аяғлашқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.

Илшат һәсән әпәнди йәнә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң истеласи астидики кәчмишлириниң әмди хоңкоңда реаллиққа йүзлиниватқанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң 1-июлдин башлап иҗра қилинидиғанлиқини елан қилған аталмиш “хоңкоң бихәтәрлик қануни” ниң дуняға хитай һөкүмитиниң әзәлдин өз вәдисидә турмайдиған маһийитини йәнә бир қетим тонутқанлиқини көрсәтти.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.