“хотән ислам һөкүмити” намлиқ китаб йоруқ көрди
2023.03.20
Уйғур диярида 2017-йилидин буян әдәбият, тарих вә мәдәнийәт саһәлири бойичә, болупму уйғур тарихи һәққидә уйғур тилида китаб нәшр қилинмайватқан бир пәйттә, тәклимакан уйғур нәшриятиниң хоҗайини абдуҗелил туран нәшргә тәйярлиған “хотән ислам һөкүмити (1933-1934)йиллар” намлиқ китаб йоруқ көрди. Мәзкур китаб бу ай хотән ислам һөкүмитиниң қурулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән нәшр қилинған болуп, хотән инқилаби һәққидә көп йеңи мәлуматлар оттуриға қоюлған тунҗи китаб икән. Мәзкур китаб 382 бәттин тәркиб тапқан болуп, китабқа хотән вә хотән ислам һөкүмити тоғрисида йезилған 11 парчә мақалә киргүзүлгән.
Мәзкур китаб һәққидә соаллиримизға җаваб бәргән абдуҗелил туран әпәнди бу китабни йезип чиқиштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “1933-йили 2-айниң 13-күни хотәндә муһәммәд имин дамоллам башчилиқида шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби башлинип, тез сүрәттә тәрәққий қилип, йеңисардин чәрчән, чақилиққичә болған земинларни өз ичигә алған һалда шу йили 4-айниң 13-күни хотән ислам һөкүмити қурулған. Буниңға бу йил дәл 90 йил болди. Хотән һөкүмитиниң қурулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән ‛хотән ислам һөкүмити‚ намида бир абидә тикләш мәқсити билән америкадики уйғур тәтқиқат мәркизи мудири аблеким идрисниң қоллиши билән бу китабни нәшр қилдурдуқ”.
Абдуҗелил туран әпәнди мәзкур китабниң мәзмуни тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мәзкур китабиға әйни заманда хотән ислам инқилабиға биваситә қатнашқан яки мәзкур инқилабиға шаһит болған улуғ затларниң вә пешқәдәм инқилабчиларниң 1980-йилларда йезип қалдурған вә йәрлик мәтбуатларда елан қилинған әслимилири киргүзүлгәнниң сиртида, муһәммәд абдуллаһ бәгһаҗи вә ахун қизибәг дегән затлар йезип қалдурған, илгири һечқандақ мәтбуатта елан қилинмиған, узундин буян қолумда сақлап келиватқан, айрим китаб қилип тарқитиш пурсити болмай кәлгән ‛хотән тарихи‚ вә ‛хотән вәқәлири‚ намлиқ икки парчә тарихий әслимә киргүзүлди. Китабқа киргүзүлгән әслимиләр әйни вәқә һәққидә айрим-айрим муәллипләр тәрипидин йезилған әслимиләр болғачқа, нурғун вәқәликләр тәкрарланған болсиму, биз мақалиләрни қисқартмастин, өзгәртмәстин әйнән елан қилдуқ”.
Абдуҗелил туран әпәнди китабниң ахириға хотәндә из қалдурған 41 кишиниң тизимликини киргүзгәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “китабимизниң ахириға хотәндә из қалдурған инқилаб рәһбәрлири, алим, өлима вә маарипчилардин 41 киши таллап киргүзүлди. Гәрчә хотәндә өз вәтини вә миллитиниң азадлиқи үчүн җенини пида қилған кишиләрниң сани наһайити көп болсиму, бу китабиға уларниң ичидин 41 кишини таллап киргүздуқ”.
Абдуҗелил туран әпәнди ахирида “хотән ислам һөкүмити” намлиқ китабни тәйярлишиға ярдәм қилғанларға рәһмәт ейтти. У, мундақ деди: “ахирида мәзкур китабни нәшргә тәйярлаш җәрянида, маңа пикир вә мәслиһәт берип турған вә мәзкур китабиға атап мәхсус бир парчә илмий мақалә йезип бәргән доктор әсәт сулайманға, бир қисим шәхсләрниң тәрҗимһалини йезип бәргән иним вә достум абдушүкүр муһәммәдкә вә бу китабниң йоруққа чиқишида маддий вә роһий җәһәттин ярдәм қилған абликим идрискә рәһмәт ейтимән.”
Шиветсийәдики уйғур зиялийси шаир абдушүкүр муһәммәд әпәнди бир милләтниң омумий тарихини вуҗудқа чиқириш үчүн һәр қайси җайларниң тарихини тәтқиқ қилип чиқишниң әһмийитиниң зор икәнликини, бу җәһәттин елип ейтқанда “хотән ислам һөкүмити” намлиқ китабниң әһмийитиниң интайин зор икәнликини оттуриға қойди.
Түркийәдики уйғур зиялийси абдуләһәд учқун әпәнди хотән тарихи һәққидә тунҗи қетим вуҗудқа чиққан “хотән ислам һөкүмити” намлиқ китабқа юқири баһа бәрди.