Хуавей ширкитиниң голландийәдики 6 йерим милйон кишиниң телефонини оғрилиқчә аңлиғанлиқи ашкариланди
2021.05.21
Йеқинда голландийә “фолкис киранет” гезитиниң дәлилләп хәвәр қилишичә, хитайниң “хуавей” ширкити голландийә KPN телгираф ширкитиниң 6 йерим милйон абонтиниң телефун сөһбитини уларниң рухситисиз оғрилиқчә аңлиған вә назарәт қилған. Буларниң ичидә голландийә баш министери петир балкиндикму бар булуп, “хуавей” ширкитиниң һәтта униң телефон алақисиниму йошурунчә аңлиғанлиқи мәлум. Мәзкур хәвәр оттуриға чиққандин кейин, голландийәдики көплигән янфон қолланғучилири билән бирликтә уйғур җамаитиму җиддийләшкән.
“хуавей”, “ериксон” вә “нокия” ширкәтлири дунядики үч чоң асаслиқ телеграф үскүнилири билән тәминлигүчи ширкәтләр болуп, улар янфон алақә сигнали билән тәминләйдиған асасий понкит вә үскүниләрниму ишләпчиқиридикән.
KPN Гә охшаш голландийәдики телеграф ширкәтлири йоқириқи чоң ширкәтләрниң үскүнлирини сетивелипла қалмастин, бәлки йәнә уларниң мәһсулатлирини қоллаш вә истемал базириға селиш үчүн у ширкәтләргә һәқ төләйдикән.
Голландийә һөкүмити 2019-йилдин башлап тор сүритини яхшилаш, тор әслиһәлирини күчәйтиш үчүн хитайниң “хуавей” ширкитиниң телеграф әслиһәлирини сетивелип, ишләткән.
2020-Йилдин башлап KPN телеграф ширкити хитайниң 5G тор мулазимитини голландийәдә йолға қуюп ишләткән. Бу ширкәт шуниңдин буян явропадики 5G тор мулазимити билән шуғуллинидиған әң чоң ширкәткә айланған.
Бу хәвәр тарқалғандин кейин, голландийәдики уйғурлар қаттиқ чөчүгән вә уларда ойғиниш болған. Шиветсарийәдә турушлуқ ентирнит вә компийотир бихәтәрлики мутәхәссиси абдушүкүр абдурешит әпәнди зияритимизни қубул қилип, “хуавей” ширкити билән қоюқ мунасивити болған голландийәдики “KPN” ширкитигә абунт болған уйғурлар диққәт қилишқа тегишлик ишларни әскәртип өтти. У йәнә бу хил әһвалда йүз беридиған бихәтәрлик мәсилилири тоғрисидиму голландийәдики вә дуняниң башқа җайлиридики уйғур җамаитини диққәт қилишқа чақирди.
Америка һөкүмити 2019-йилдин буян өзиниң вә иттипақдаш дөләтлириниң әқлий мүлүк һоқуқи вә дөләт бихәтәрлики мәсилисини көздә тутуп, “хуавей” ширкитиниң 5G ентернит үскүнилирини ишлитишни чәклигән иди. Америка һөкүмити явропа әллирини “хвавей” ниң үскүлири пәйда қилидиған бихәтәрлик мәсилиси һәққидә қаттиқ агаһландурған болсиму, әмма голландийә һөкүмити униңға пәрвасизларчә муамилә қилған, шундақла 2019-йилдин башлап хитайниң “хуавей” ширкити билән һәмкарлишишни таллиған.
Голландийә һөкүмити “хуаве” ширкитиниң голландийәдики “KPN” абонтлириниң телефун сөһбитини оғрилиқчә аңлиғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, буниңға қаттиқ тәдбир қоллинишниң зөрүрликини һес қилған. Буниң билән голландийә тәрәп “KPN” ниң барлиқ телеграф әслиһәлирини тәкшүрүшкә башлиған.
Голландийә истихбарат оргини AIVD хитайниң “хуавей” ширкитиниң голландийәдә телеграф вә телефун хатирисини оғрилиқчә аңлиғанлиқини дәлиллигән.
Голландийә уйғур кишилик һоқоқ фондиниң рәиси абләт бакир әпәндиниң билдүрүшичә, “хуавей” ширкитиниң голландийә телеграф ширкити
“KPN” абонтлириниң телефун сөһбитини оғрилиқчә аңлиғанлиқи оттурға чиққандин кейин, голландийәдики уйғурлар қаттиқ җиддийләшкән. Улар бу мәсилә тоғрисида голландийә парламентидикиләр билән көрүшкән.
Илгирики хәвәрләрдә “хуавей” ширкитиниң мәхсус уйғурларниң чирайини тонуп сигнал беридиған чирай тонуш программси ясап чиққанлиқи вә хитайниң уйғурларни қаратмилиқ тәқип қилиш ториға һәссә қошқанлиқи ашкариланған иди.
Америка һөкүмитиму юқириқи сәвәбләр түпәйли “хуавей” ширкитини “қара тизимлик” кә алған иди.