Уйғур, тибәт, моңғол вә хоңкоңлуқлар японийә парламентиға тәләп хети сунған
2023.04.20

19-Апрелда японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән японийәдики тибәт, моңғул вә хоңкоң тәшкилатлири бирликтә японийә парламентида мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзгән. Улар, японийә һөкүмитидин санаәтләшкән 7 дөләт гуруһи йиғинида уйғур қирғинчилиқини оттуриға қоюшини тәләп қилған.
Японийә парламентида өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғиниға японийәдики асаслиқ гезит вә телевизийәләрдин болуп, 30 дин артуқ мәтбуат хадими қатнашқандин. Ундин башқа йәнә 2 нәпәр дөләт парламент әзаси вә парламент әзасиниң катипи қатнашқан. японийә парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң баш катипи мисубаяши хироми әпәнди билән японийә парламент әзаси ишикава акимаса әпәнди 4 тәшкилатниң тәләп хетини тапшуруп алғандин кейин, буни японийә һөкүмитигә йәткүзидиғанлиқини, хитайниң бесим вә зулум сияситини тохтитиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитлигән.
Парламент әзаси ишикава акимаса әпәнди сөзидә мундақ дегән: “уйғур вә башқа милләтләрниң вәкиллири сөзлигән сөзләргә мән бурундин тартипла көңүл бөлүп кәлгән. Мән бүгүн G7 дөләтләр гуруһиниң йиғини ечилиштин бир ай бурун, 4 милләт вәкиллири сунған тәләп хетини тапшуруп алдим. Биз бу тәләп хетини әстайидиллиқ билән көрүп чиқип, һөкүмәткә тапшуримиз вә әмәлийләштүрүшкә тиришимиз. Төнүгүн G7 дөләтләр гуруһи ташқий ишлар министирлири йиғининиң ахирида елан қилинған ахбарат баянатидиму силәр сунған тәләпләрниң бәзи маддилири тилға елинған. Һазир уйғур ирқий қирғинчилиқи давам қиливатқан бир пәйттә, бу тәләп хетиниң қанчилик муһим икәнликини мән яхши билимән. Биз бу тәләп хетини һөкүмәткә сунуп, һөкүмәтниң һәрикәткә өтүши үчүн тиришчанлиқ көрситимиз.”
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси доктор абдукерим абдураһман әпәнди мундақ деди: “бу йил санаәтләшкән 7 дөләт гуруһи йиғини 5-айниң 19-күнидин 21-күнигичә японийәниң хирошима шәһиридә өткүзүлмәкчи. Мәзкур 7 дөләт гуруһиға авазимизни, йәни тәләплиримизни йәткүзүш мәқсити билән биз тибәт, моңғол вә хоңкоң тәшкилатлири билән бирликтә японийә парламентида бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүздуқ. Бу паалийәтни өткүзүштики йәнә бир мәқситимиз, японийә һөкүмити уйғур қирғинчилиқи тоғрисида техичә әмәлий қәдәм ташлимиди. Бу җәһәттә японийә башқа дөләтләргә селиштурғанда бираз кәйнидә. японийә парламентиму бу җәһттә техи әмәлий бир қәдәм ташлимиди. Өткән йили японийә парламентидики уйғур, тибәт, моңғол вә хоңкоң достлуқ гуруппилири бирлишип хитайға қарши чоң бир гуруппини қурған иди. Лекин уларниңму һазирғичә әмәлий бир һәрикәт қилғини йоқ. Шу мунасивәт билән буларни әскәртиш вә нөвәттики еғир вәзийәтни уларниң сәмигә селиш мәқсити билән бу йиғинни чақирдуқ.”
Дунядики әң чоң иқтисадий гәвдигә вәкиллик қилидиған америка, канада, әнгилийә, франсийә, германийә, японийә, италийә қатарлиқ G7 дөләтлириниң дөләт рәһбәрлири йиғини бу йил 5-айниң 19-күнидин 21-күнигичә японийәниң хирошима шәһридә өткүзүлидиған болуп, йоқириқи 4 милләтниң тәшкилатлири бирликтә өткүзгән бирләшмә ахбарат йиғинида сунған тәклиптә G7 дөләтләр гуруһиниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитиши тәләп қилинған.
Бу йиғинға қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси, дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савут мәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, тәләп хети тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бирләшмә ахбарат йиғинида уйғур, тибәт, моңғул вә хоңкоңлуқлар өз вәтәнлиридә дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини аңлатқан болди. Бу 4 милләт зулумни аңлатқандин башқа тәләплиримизни язма һалда дөләтлик парламент әзалириға сундуқ. Буниңда уйғур қирғинчилиқи билән четишлиқи бар хитай әмәлдарларни җазалаш үчүн японийә парламентиниң қанун чиқиришини, мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған малларниң японийәгә киришини чәклишини, японийәниң технологийәсини кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән четишлиқи бар хитай ширкәтлиригә сатмаслиқини вә G7 дөләтләр гуруһиниң хитайға бесим ишлитип, хитайда болуватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитишни тәләп қилдуқ.”
Савут мәмәт әпәнди ахирида японийә парламентида йеқиндин буян 4 қетим муһим паалийәт өткүзүлгәнликини, бу хил мухбирларни күтивелиш йиғининиң японийә сияситигә тәсир көрситиши мумкинликини билдүрди.