Уйғур академийәси японийә шөбиси қурулди
2021.12.16

11-Декабир күни японийә пайтәхти токйода уйғур академийәсиниң йәнә бир шөбиси-японийә уйғур академийәси қурулған. Шу күни япунийәдә турушлуқ бир түркүм уйғур зиялийлириниң кеңишиши нәтиҗисидә уйғур академийәсиниң япунийә шөбиси рәсмий қурулуп, рәис, муавин рәис, баш катип вә һәйәт әзалири сайлап чиқилған.
Уйғур академийәси япунийә шөбисиниң қурулуш ишиға уйғур академийәсиниң рәиси доктор ришат аббас вә академийәниң тәшкилий ишларға мәсул муавин рәиси абдулһемит қарахан йетәкчилик қилған. Игилинишичә, японийә уйғур академийәси японийә уйғур җәмийити билән һәмкарлашқан асаста, японийидики уйғур зиялийлири вә оқуғучилардин күчлүк сәрхиллар қошуни тәшкилләшни мәқсәт қилидикән.
Шуниң билән бир вақитта япунийә уйғур академийәси японийидики уйғур зиялийлар вә оқуғучиларниң өз ара һәмкарлиқини әмәлгә ашуруш, илим-пән арқилиқ уйғур миллий роһини ойғитип, уйғур миллий кимликини қоғдаш вә уйғурлар еһтияҗлиқ муһим саһәләрдә ихтисаслиқ хадимларниң йетишип чиқишини қолға кәлтүрүш ишлирида тиришчанлиқ көрситидикән.
Уйғур академийәси япунийә шөбисиниң рәиси мухтәр орхун әпәнди зияритимизни қубул қилип, япунийә уйғур академийәсиниң нишанлири вә хизмәт пиланлири тоғрисида тохтилип өтти. У мундақ деди: “японийәдики уйғурларниң илмий тәтқиқат сәвийисини сәл чағлиғили болмайдиған дәриҗидә. Һәрқайси пәнләрниң һәрқайси түрлиридә нурғунлиған сәрхил мутәхәссисләр йетишип чиқти. Биз уйғур академийәсиниң японийә шөбиси арқилиқ түрлүк саһәдики зиялийларниң күчини бирликкә кәлтүрүп, уйғурларниң илим-пән, иҗадийәт вә тәтқиқат күчини дуняға тонутушқа вә уйғур миллитиниң нишанлирини илмий аң вә илмий сәвийәдә елип баралайдиған бир милләт икәнликини испатлашқа тиришимиз. японийәдики уйғур зиялийларниң өз артуқчилиқлирини җари қилдуруп, уйғурларға актип енергийә тарқитиши вә уйғур миллитиниң кәлгүси тәрәққиятиға төһпә қошуши интайин муһим.”
Уйғур академийәсиниң муавин рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди, уйғур академийәси японийә шөбисиниң қурулуш зөрүрийити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “һазир җәмий 7 дөләт вә қитәдә уйғур академийәлири мәвҗут, буниңдин башқа йәнә уйғур академийәсигә қарашлиқ хитай тәтқиқати институти, қутадғу билик институти вә ана тил комитетиму бар. Мәлум болғинидәк, японийә вәтән сиртида уйғур зиялийлири вә билим игилири әң көп болған дөләтләрниң бири. Уйғур зиялийлириниң күчини қезип, шәрқий түркистан миллий күришидә актип хизмәт қилдуруш, хитайниң вәтинимиздә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини түгитип, өзимизниң туприқимизда һөр вә мустәқил яшаш имканийитини яритиш үчүн, зиялийларниң әқлий байлиқидин пайдилиниш наһайити зөрүр болмақта.”
Хитай һөкүмитиниң уйғур илим әһлилирини тутқун қилиши вә уйғурларға мунасивәтлик тәтқиқат хизмәтлиригә бузғунчилиқ қилиши, хәлқара илим саһәсидики мутәхәссисләрниң диққитини қозғимақта. Уйғурларниң илмий вә мәдәнийәт саһәлири зор бузғунчилиққа учраватқан бүгүнкидәк вәзийәттә, зиялийлар қошуниниң уйғурларниң әркинлики вә миллий мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн тәшкиллик асаста һәрикәт қилиши муһим әһмийәткә игә, дәп қаралмақта.
Японийә уйғур академийәсиниң йеңидин сайланған муавин рәиси доктор мәвлан мәхмут зияритимизни қубул қилип, япунийә уйғур академийәсиниң буниңдин кейинки конкирет пиланлири тоғрисида тохталди. У мундақ деди: “бундин кейин японийәдики уйғур зиялилиримизни вә билим игилирини қәрәллик һалда һәр түрлүк кәспи лексийәләрни сөзләшкә орунлаштуримиз, шундақла мәдәнийәт паалийәтлирини тәшкилләп туримиз. японийәдики алий мәктәпләрдә оқуватқан яшлиримизға йол көрситишкә, уларға маддий вә мәнивий җәһәттин ярдәмдә болушқа, қийинчилиқлирини һәл қилишқа һәмдәмдә болимиз. Биз йәнә японийә уйғур җәмийити вә һәр қайси дөләтләрдики уйғур акадимийәлири билән йеқиндин һәмкарлишимиз. Түркийә, оттура асия вә башқа дөләтләрдин японийәгә келип оқуш, билим ашуруш арзусидики яшлиримизға алий мәктәп вә тәтқиқат мәркәзлирини алақилишип беримиз. Уларниң оқуш мукапатиға илтимас қилиш, хизмәт тепиш қатарлиқ ишлириға қолимиздин келишичә ярдәмдә болимиз. Һәрқайси дөләтләрдә қурулған уйғур акадимийәлириниң тәҗрибилиридин өгиниш вә үлгә елиш билән бирликтә, кәм қалған хизмәтләр үстидә издинип, бошлуқларни давамлиқ толдуримиз.”
Уйғур академийәси 2018-йили америка вә явропада, 2019-йили австралийәдә, 2020-йили оттура асияда, 2021-йили канада вә японийәдә шөбилирини қурған болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур зиялийлири билән бирликтә уйғур мәдәнийити вә уйғур миллий мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн паал һәркәт қилип кәлмәктә.