Японийәдә “уйғур қирғинчилиқи” ни тонуштуруш паалийәтлири орунлаштурулди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.02.10
Konusu-shehride-guwahliq-yighinsh

Японийә конусу шәһиридә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш паалийәттин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

Konusu-Bekitide-palliyet

Японийә конусу шәһири пойиз бекитидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

Konusu-shehride-namayish

Японийә конусу шәһиридики намайиштин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

yaponiye-Konusuda-korgezme-3

Японийә конусу шәһиридики көргәзмидин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

yaponiye-Konusuda-korgezme-2

Японийә конусу шәһиридики көргәзмидин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

yaponiye-Konusuda-korgezme-1

Японийә конусу шәһиридики көргәзмидин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

yaponiye-Misato-shehridiki-Korgezme-2

Японийә мисато шәһиридики көргәзмидин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

yaponiye-Misato-shehridiki-Korgezme-1

Японийә мисато шәһиридики көргәзмидин көрүнүш. 2024-Йили феврал. RFA/Erkin Tarim

Японийәдә уйғур мәсилисигә болған қизиқишниң суславатқанлиқи илгири сүрүлүватқан бир пәйттә, японийәниң икки шәһиридә уйғурларға мунасивәтлик төт паалийәт орунлаштурулуп, муәййән нәтиҗә қазинилған. Паалийәтни японийә уйғур җәмийити тәшкиллигән болуп, феврал кириши билән башланған бу паалийәтләр уйғур мәсилисини японийәдә қизиқ тема сүпитидә тутуп туруш үчүн пиланланған шу хилдики мәхсус пирограммиларниң бир қисми икән.

Җәмийәт мәсуллириниң билдүрүшичә, 1-февралдин 7-февралғичә японийә сайтама өлкисиниң коносу шәһиридә уйғурларниң мәдәнийити вә уйғур елиниң һазирқи вәзийити тонуштурулған 3 паалийәт өткүзүлгән. Бу, 2024-йили киргәндин кейин өткүзүлгән тунҗи чоң паалийәт болуп, уйғурларниң нөвәттики вәзийитини хәлқарада қизиқ тема сүпитидә тутуп туруш үчүн зор әһмийәткә игә икән.

Мәлум болушичә, японийә уйғур дәвасида муһим рол ойнаватқан дөләтләрдин бири болуп келиватқан болсиму, әмма йеқиндин буян “уйғур қирғинчилиқи” ниң японийәдә қизиқ тема болуш алаһидилики суслишишқа башлиған. японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси савут мәмәтниң радийомизға ейтишичә, уйғур қирғинчилиқини японийә ахбарати вә японийә аммисиниң диққәт мәркизидә тутуп туруш арқилиқ японийә сияситигә тәсир көрситиштә бу хил паалийәтләрниң роли зор икән. Савут мәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, японийә парламентиниң техичә “уйғур қирғинчилиқи” ни етирап қилмиғанлиқини, бу хил паалийәт арқилиқ җамаәт пикри топлап, японийә сияситигә тәсир көрситишкә тиришиватқанлиқини илгири сүрди.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт литип әпәнди бир һәптә давам қилған бу паалийәт һәққидә тохтилип, бу паалийәткә уйғурларни қоллиғучи японлар вә йәрлик парламент әзалири иштирак қилғандин башқа, уйғур паалийәт тәшкиллигән орунларға кәлгән йәрликләргиму уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә учурлар йәткүзүлгәнликини ейтти.

У мундақ деди: “бу паалийәтләрниң бурунқи паалийәтләргә охшимайдиған алаһидиликигә кәлсәк, һәр икки шәһәрдә мәдәнийәт мәркәзлиридә өткүзүлди. Шуңа мәзкур мәдәнийәт мәркәзлиригә иш беҗиргили кәлгән, арам алғили кәлгән пуқраларниң тәбиий һалда көзи бу көргәзмигә чүшти. Бу йәрдә биз шәрқий түркистанниң тарих вә мәдәнийәтлиридин тартип, бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң әмәлий әһваллириғичә болған кәң даирилик мәзмунларни көргәзмә қилдуқ. Андин кейин лагер шаһитлири вә японийәдики уйғурларниң гуваһлиқ бериши билән тәйярланған картон китаблар вә тәшвиқат варақлирини тарқаттуқ. ”

Уйғур қирғинчилиқи тоғрисидики йәнә бир рәсим көргәзмиси японийәниң сайтама өлкиси камату шәһиридә 1-айниң 20-күни башланған болуп, җәмий 35 күн давамлишидикән.

Бу паалийәтләргә баштин ахир қатнашқан японийәдики уйғур зиялийси хәйриниса ясин ханим көргәзминиң яхши өткәнликини, лекин нурғун кишиләрниң “уйғур қирғинчилиқи” дин йәнила бихәвәр көрүп қаттиқ әпсусланғанлиқини баян қилди.

Мәлум болушичә, японийә уйғур җәмийити уйғур қирғинчилиқини авам хәлққә тонутуш мәқсити билән бу хил паалийәтләрни 2021-йили 2-айда башлиған болуп, бу үч йил ичидә тәхминән бекәтләрдә тәшвиқат вариқи тарқитиш, 120 қетимдин артуқ нутуқ сөзләш паалийити, 20 мәйдандин артуқ гуваһлиқ бериш паалийити вә 20 мәйдандин көп рәсим көргәзмиси өткүзгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.