Японийәниң хоккайдо арилида “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.08.30
японийәниң хоккайдо арилида “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилған Японийәниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә арқа-арқидин үч паалийәт өткүзүлүп “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилди. 2022-Йили 28-авғуст, японийә.
RFA/Erkin Tarim

Японийәдә хитайниң уйғур қирғинчилиқи сияситигә қарши наразилиқ паалийәтлириниң көпийишигә әгишип, японийәликләрниң уйғурларға болған һесдашлиқиму күнсайин күчәймәктә.

28-29-Авғуст күнлири японийәниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә арқа-арқидин үч паалийәт өткүзүлүп “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилған.

8-Айниң 28-29-күнлири японийәниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә алди билән “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида варақчә билән картон китаб тарқитиш, гуваһлиқ бериш паалийәтлири өткүзүлгән. Әң муһими 29-авғуст күни хитайниң хоккайдода турушлуқ консулханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүш билән бирликтә тәләп хети берилгән.

японийәниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә арқа-арқидин үч паалийәт өткүзүлүп “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилди. 2022-Йили 28-авғуст, японийә.

Гуваһлиқ бериш паалийитигә йәрлик парламент әзаси кавада әпәнди билән сабиқ парламент әзаси онодера әпәнди, уйғур җәмийитиниң 8 нәпәр башқуруш һәйити әзаси вә японлардин болуп 80 әтрапида киши иштирак қилған.

Японийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси халмәт розахун әпәнди бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: “биз японийәниң әң чоң арили һесабланған хоккайдоға берип уйғурларниң авазини аңлитип кәлдуқ. Бу биз һазирғичә елип барған әң чоң паалийәт һесаблиниду. 28-Чесла 8 уйғур билән 20 япон пидаий бирликтә‚уйғур ирқий қирғинчилиқи‛һәққидә варақчә билән картон китаб тарқитиш билән бирликтә кочиларда машининиң үстигә чиқип уйғурларниң авазини аңлаттуқ. 28-Авғуст күни ахшам бир залда уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитиш вә гуваһлиқ бериш йиғини өткүздуқ. Йиғинға йәрлик парламент әзаси кавада әпәнди билән сабиқ парламент әзаси онодера әпәндиләрму қатнашти. Паалийәт ахирида йиғин әһли бизгә бундин кейин һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида вәдиләрни беришти, наһайити мувәппәқийәтлик паалийәт болди”.

японийәниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә арқа-арқидин үч паалийәт өткүзүлүп “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилди. 2022-Йили 28-авғуст, японийә.

Халмәт розахун әпәнди хитайниң хоккайдо арилидики саппоро шәһиридә турушлуқ хитай консулханисиға тәләп хети бәргәнликини ейтти. У, мундақ деди: “29-чесла хитайниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә турушлуқ консулханиси алдида намайиш өткүздуқ. Бу йәрдә тунҗи қетим уйғурларниң намайиш қилиши икән, шуңа бизни көргән хитай дипломатлар вә япон сақчилар қаттиқ һодуқуп кәтти. Хитай консулханисиниң икки метир йеқиниға берип шоар товлидуқ. Булардин сирт хитай консулханисиға лагерларни тақаш, 3 милйонға йеқин кишини лагердин қоюп беришни, японийәдә оқуп кетип түрмигә ташланған ташполат тейип, абдусаттар қатарлиқ кишиләрни қоюп беришини тәләп қилип язған хетимизни консулханиниң сандуқиға қойдуқ”.

японийәниң хоккайдо арилиниң саппоро шәһиридә арқа-арқидин үч паалийәт өткүзүлүп “уйғур ирқий қирғинчилиқи” аңлитилди. 2022-Йили 28-авғуст, японийә.

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәтҗан летипниң билдүрүшичә, японийәдә 2021-йили 2-айниң бешида башланған “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни аңлитиш паалийити һазирғичә охшимайдиған 31 өлкә вә шәһәрдә 110 мәйдандин көпрәк елип берилған болуп, паалийәт җәрянида җәмий икки йүз миңдин көпрәк варақчә вә картон китаб тарқитилған. Буниң нәтиҗисидә һазирғичә 110 йәрлик парламент әзаси японийә һөкүмитигә хәт йезип, уйғурларға игә чиқишни тәләп қилған. Әхмәтҗан летип әпәнди японийәниң мунасивәтлик қануни бойичә бу хәткә һөкүмәтниң сәл қариялмайдиғанлиқини, бу һәқтә ипадә билдүрүшкә мәҗбур болидиғанлиқини илгири сүрди.

Игилишимизчә, 2022-йили 2-айниң 1-күни, японийә парламенти авам палатасида “уйғур қатарлиқларниң еғир кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисидики қарар” мақуллуқтин өткәниди. Бу, японийә парламентида хитайға мунасивәтлик кишилик һоқуқ тоғрисидики тунҗи қетим мақулланған қарар һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.