Японийә парламентида яңриған уйғур садаси

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2023.10.31
IUF-tokyo-yighin-2023-008

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-001

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-002

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-003

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-004

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-005

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-006

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-007

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-009

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-010

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-011

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-012

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-013

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-014

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-015

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-016

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-017

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-018

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-019

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-020

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-021

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-022

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-023

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-024

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-025

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

IUF-tokyo-yighin-2023-026

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң көрүнүшлири, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

Hirofumi-shimomura

“хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң ечилиш мурасимида японийә парламентиниң әзаси, японийә парламентиниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш вә тәдбир елиш кеңиши (JPCHC) ниң иҗраийә рәиси хирофуми шимимура (Hirofumi Shimomura) әпәнди нутуқ сөзләватиду, 2023-йили 29-өктәбир, токйо RFA/Sintash

Бүгүн токйо вақти 30-өктәбир, дүшәнбә. японийәдә ечиливатқан “хәлқара уйғур мунбири” ниң тунҗи күнидики омумий йиғини бүгүн, йәни дүшәнбә әтигән саәт 9 да японийә парламентида рәсмий башланди. Дуняниң җай-җайлиридин кәлгән вәкилләр җәм болған һәйвәтлик йиғин залида алди билән японийәниң дөләт марши орундалди, андин шәрқий түркистанниң дөләт марши қоюлди. Бу җәрянда йиғин әһли бирдәк орунлиридин турушуп һөрмәт билдүрди.

Чүштин бурунқи омумий йиғинниң ечилишиға японийә парламентиниң әзаси һируми митсубаяши (Hiromi Mitsubayashi) әпәнди риясәтчилик қилди. У башлиниш сөзидә японийә парламентиниң уйғурларни қоллашни йәниму күчәйтидиғанлиқини, шундақла уйғурларниң кәлгүсиниң парлақ болушиға тиләкдашлиқ билдүридиғанлиқини тәкитләп өтти.

Тунҗи болуп японийә парламентиниң әзаси кеиҗи фуруя (Keiji Furuya) әпәнди сөз қилди. Кеиҗи фуруя әпәнди японийә либерал демократлар партийәсидин сайланған парламент әзаси болуп, у авам палата иҗраийә комитетиниң рәиси, японийә парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси, японийә парламентида қурулған хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш вә тәдбир елиш кеңишиниң рәиси қатарлиқ вәзипиләрни үстигә алған.

Униң билдүрүшичә, буниңдин бирқанчә йиллар илгири японийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” қурулидиған чағда, хитайниң японийәдә турушлуқ баш әлчиси чен йоңхуа буниңға арилашқан парламент әзалириға тәһдит хети әвәткән; бу хәттә японийә парламентида бундақ бир гуруппиниң қурулушиниң хитай-японийә икки дөләт мунасивитигә яхши ақивәт елип кәлмәйдиғанлиқи; шуңлашқа японийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ни қурушқа арилашқан парламент әзалириниң әң яхшиси бу иштин ваз кечисиниң ақиланә таллаш болидиғанлиқини әскәртип өткән.

Һалбуки, японийә парламент әзалири хитай әлчисиниң бу тәһдит хетигә пәрва қилмиған. Кеиҗи фуруя әпәндиниң тәкитлишичә, улар өзлириниң уйғурларни давамлиқ қоллайдиғанлиқини, японийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ни қуруп, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йәниму илгирилигән һалда ашкарилашни халайдиғанлиқини билдүргән.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди сөз қилип, “хәлқара уйғур мунбири” ниң японийә парламентида рәсмий түрдә мувәппәқийәтлик башланғанлиқидин чоңқур ғурур туйғанлиқини билдүрди. У, хәлқарадики көплигән органлар, парламент әзалири вә шәхсләрниң йиллардин буян уйғурлар үчүн көрсәткән халис тиришчанлиқидин чоңқур тәсирләнгәнлики вә мәдәт алғанлиқини тәкитләп өтти.

Арқидин американиң японийәдә турушлуқ әлчиханисиниң муавин баш әлчиси раймонд грен (Raymond Greene) сөзгә тәклип қилинди. Муавин баш әлчи раймонд грен, америка роһиниң 16-әсирдә диний етиқад әркинлики издәп йеңи қуруқлуққа қәдәм басқан бир түркүм тәвәккүлчиләрниң мәвҗутлуқ истики вә әркинлик үчүн елип күрәшлиридин бих сүргәнликини тәкитләп өтти. У, америка ташқий ишлар министерлиқиниң дөләт мәҗлиси билән бирликтә хитай һөкүмитиниң уйғур районида йолға қойған мәҗбурий әмгәк, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә башқа түрлүк бастуруш сиясәтлиригә йеқиндин диққәт қилип кәлгәнликини билдүрди.

Муавин баш әлчи раймонд грен әпәнди, йәнә мунуларни тәкитлиди: “америка қошма штатлири диний әркинлики бастурулушқа учраватқан инсанларниң туғма һәқ-һоқуқлири үчүн сөз қилиду, шундақла һәр вақит уларниң тәрипидә туриду. Америка хәлқара диний әркинлик сепидики иттипақдашлири билән бир сәптә туруп, диний аз санлиқ гуруппилар учраватқан зулумлар вә зиянкәшликләрниң алдини елиш үчүн тиришчанлиқ көрситиду. Шуниң билән бир вақитта америка қошма штатлири йәнә индивидуал шәхсләрниң шәхсий бихәтәрлики, иззәт-ғурури вә әркинликини күчлүк шәкилдә һимайә қилиду. Мана бу 2021-йили америка президенти җов байденниң немә үчүн ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ға имза қойғанлиқи, шинҗаңда мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларниң америка базириға киришини чәклигәнлики, шундақла хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан бастурушлирини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп қариғанлиқиниң сәвәбидур.”

Америка дөләт мәҗлиси әзалиридин майк галлигер әпәнди екран арқилиқ йиғин әһлигә тәбрик сөзи сөзлиди. Майк галлегер сөзидә мунуларни тәкитләп өтти:

“биз бу қорқунчлуқ реаллиққа чоқум йүзлинишимиз керәк. Йәни уйғурларниң көп қисми мусулманлиқ етиқади сәвәбидин тутқун қилинмақта яки қолға елинмақта. Ирқий қирғинчилиқтин ибарәт бу қорқунчлуқ җинайәт хитай компартийәси тәрипидин иҗра қилинмақта. Уйғур җамаитиниң бир әзаси болуш сүпитиңлар билән биз силәрниң батурлуқ вә чидамчанлиқиңлардин чоңқур тәсирләнмәктимиз. Биз силәрниң буниң үчүн еғир бәдәл төләватқанлиқиңларни билимиз. Бу йил мартта икки нәпәр уйғур лагер шаһити гуваһлиқ берип, дуняниң диққитини йәнә бир қетим шинҗаңдики қорқунчлуқ реаллиқниң ич йүзигә қаратти. Бу икки нәпәр лагер шаһити хитайниң йиғивелиш лагерлиридики системилиқ зораванлиқлириға гуваһ болди. Бир хәлқниң, бир мәдәнийәтниң вә бир коллектип гүзәл әхлақниң йоқитилишиға шаһит болди. Улар йәнә иккинчи дуня уруши мәзгилидики йәһудий чоң қирғинчилиқидин кейинки йәр шаридики әң чоң етник вә диний қирғинчилиққа шаһит болди.”

Сенатор җеф меркели әпәндиму японийә парламентида ечилған “хәлқара уйғур мунбири” гә екран арқилиқ тәбрик сөзи әвәткән болуп, у сөзидә мунуларни илгири сүргән:

“мән сенатор җеф мәркели, төвәндикиләрни сәмиңларға селип өтүшни интайин муһим дәп қараймән: наһайити ечинишлиқ йери шуки, уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин һелиһәм диний җәһәттики бастурушқа вә еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учримақта, бу әмәлийәттә уйғурларға қарши елип бериливатқан бир җинайәт болуп, кәмситиш, халиғанчә қамаққа елиш, кәң көләмлик тутқун, қийин-қистақ, мәҗбурий әмгәк вә чегра һалқиған бастурушларни өз ичигә алиду. Буниңдин бир йил бурун бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи елан қилған доклатта, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумлири ‛инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин‚ дейилгән. Америка һөкүмитиму буни рәсмий түрдә ирқий қирғинчилиқ дәп тонуди. Биз бу қетим токйода ечилған парламентлар кеңишини хәлқара җамаәт пикриниң бир муһим мунбири сүпитидә оттуриға чиқирип, дунядики һәрқандақ бир зулумға учриғучини бундақ қирғинчилиқтин қоғдишимиз, болупму уйғурларға ярдәм қолимизни сунушимиз вә қоллишимиз лазим!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.