Японийә парламент әзалири: “уйғур мәсилиси пүткүл инсанийәтниң мәсилиси шундақла кишилик виҗдан мәсилисидур!”
2023.11.02
Японийә парламентида ечиливатқан “хәлқара уйғур мунбири: дунявий парламентлар кеңиши” ниң биринчи күнидә, уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқан бир қисим парламент әзалири радийомизниң мәхсус зияритимизни қобул қилди.
Уларниң тәкитлишичә, уйғурлар мәсилиси қандақтур хитайниң “ичкий иши” яки “башқилар арилашса болмайдиған мәсилә” болмастин, бәлки “пүткүл инсанийәтниң мәсилиси, шундақла кишилик виҗдан мәсилиси” икән.
Японийә парламентиниң әзаси, японийә парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси, японийә парламент әзалириниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тәкшүрүш вә тәдбир елиш гурупписиниң рәиси кеиҗи фуруя (Keiji Furuya) әпәнди бу мунасивәт билән радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди.
Биз алди билән кеиҗи фуруя әпәндидин “японийә хитайниң йеқин қошниси, шундақла хитай билән бир қатар тарихий вә сиясий мәсилилири мәвҗут бир дөләт. Униң үстигә японийә хитайға нисбәтән сиясий җәһәттин интайин сәзгүр бир дөләт. Шундақкән, уйғур мәсилиси японийәниң оттуриға чиқиши, хитайни қаттиқ биарам қилиду. Бу җәһәттә силәр бесим һес қилдиңларму?” дегән соални соридуқ. У, соалимизға җаваб берип мундақ деди: “әлвәттә, буниңдин 11 йил илгири дуня уйғур қурултийиниң йиғини японийәдә ечилғанда хитай тәрәптин бизгә нурғун бесимлар кәлгән. Һазирму охшашла келиду. Биз бейҗиң һөкүмитиниң бу мәсилидики сәзгүрлүкини обдан билимиз, әмма биз буниңға һәргизму баш әгкән әмәсмиз. Уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлириға қиливатқан бу дәпсәндичиликләрни дуняға ашкарилаш, биздәк парламент әзалириниң бурчи”.
Биз йәнә кеиҗи фуруя әпәндидин “һазир дуняда 10 дәк дөләтниң парламенти, җүмлидин америка һөкүмити билән америка дөләт мәҗлиси уйғур ирқий қирғинчилиқини рәсмий етирап қилди. японийә уйғур мәсилисидә иҗабий рол ойнап кәлгән дөләт болсиму, әмма һазирғичә уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида очуқ-ашкара қарар алмиди. Сизчә японийәниң бу мәсилидә ениқ бир қарар елиш мумкинчилики қанчилик?” дәп соридуқ. У, “әгәр биз японийә парламентида һәммә партийәләрни бу мәсилидә бир җайға елип келәлисәк, буниңда үмид бар. Биз буниң үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз” деди.
Японийә парламентиниң әзаси, японийә баш вәзири кишида әпәндиниң кишилик һоқуқ бойичә алий мәслиһәтчиси ген натагани (Gen Natagani) әпәндидин “сиз японийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ бойичә алий мәслиһәтчиси болуш сүпитиңиз билән, б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғурлар тоғрилиқ аваз чиқирип бақтиңизму?” дәп соридуқ. У, өзиниң б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алдинқи нөвәтлик алий комиссари бачелет ханим билән бу мәсилидә бирқанчә қетим көрүшкәнликини, бачелет ханим вәзиписидин айрилидиған ахирқи күнләрдә униңдин уйғурлар тоғрисидики доклатни елан қилишни тәләп қилғанлиқини тәкитләп өтти.
Биз униңдин “бачелет ханимдин кейин волкер түрк (Volker Turk) б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари болди. Әмма у уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ, җүмлидин кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә һазирға қәдәр әмәлий бир тәдбир алалмиди. Сиз японийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ бойичә алий мәслиһәтчиси, сиз волкер түрк билән уйғурлар мәсилиси бойичә көрүшүп бақтиңизму?” дәп соридуқ.
Натагани әпәнди, өзиниң икки қетим б д т ға берип волкер түрк билән көрүшкәнликини, униңдин бачелет ханим елан қилған доклатқа асасән уйғурлар тоғрилиқ техиму күчлүкрәк қарар чиқиришни тәләп қилғанлиқини билдүрди. “әпсуслинарлиқи, б д т кишилик һоқуқ йиғинлирида хитайниң тәрипидә туруп беләт ташлайдиған дөләтниң сани көп болғачқа, бу мәсилидә азчилиқ болуп қеливатимиз, әмма давамлиқ тиришиватимиз” деди ген натагани әпәнди.
Һироаки маруяма (Hiroaki Maruyama) әпәнди японийәдики йәрлик парламент әзалири мәмликәтлик қанун түзгүчиләр бирләшмисиниң рәиси. У японийә парламентида мәхсус зияритимизни қобул қилди. У, өзлириниң уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини японийәдики авам хәлққә аңлитиш, шундақла хәлқниң җамаәт пикри арқилиқ японийә парламенти вә японийә һөкүмитиниң уйғурлар тоғрилиқ қарар чиқиришиға тәсир көрситишни нишан қиливатқанлиқини билдүрди.
Биз униңдин “сиз немә сәвәбтин японийәдики йәрлик парламент әзалирини һәрикәтләндүрүп, уйғурлар мәсилисидә җамаәт пикри шәкилләндүрүш һәрикитигә кириштиңиз?” дәп соридуқ. У интайин вәзмин бир кәйпиятта мундақ деди: “биз бир милләтниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини көрүп туруп, униңға аваз чиқармисақ яки уни көрмәскә салсақ, бизниң инсанлиқимиздин һеч бир әсәр қалмайду. Уйғурлар мәсилиси кишилик һоқуқ мәсилисила әмәс, бәлки пүткүл инсанийәтниң мәсилиси, шундақла кишилик виҗдан мәсилисидур!”