Япон парламент әзалири: “уйғурларни қоғдаш японийәни қоғдаштур”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.08.08
япон парламент әзалири: “уйғурларни қоғдаш японийәни қоғдаштур” Японийә уйғур җәмийити билән хирошимадики парламент әзалириниң ортақ орунлаштуруши билән “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили авғуст.
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң қирғинчилиқ сиясәтлиригә қарши наразилиқ паалийәтлири дуняниң һәрқайси җайлирида изчил һалда давамлишиватқан бүгүнки күнләрдә, японийәдә уйғур дәваси йеңи пәллигә көтүрүлүп, япон парламент әзалири “уйғурларни қоғдаш японийәни қоғдаш” икәнликини тәкитләшкән.

Японийәдә 2021-йили 2-айда башланған “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни аңлитиш паалийити һазирғичә охшимайдиған 30 өлкә вә шәһәрдә 100 мәйдандин көпрәк елип берилған болуп, паалийәт җәрянида җәмий йүз миң әтрапида варақчә тарқитилған. 8-Айниң 1-күнидин 5-күнигичә японийәниң хирошима шәһиридә өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқи” темисидики рәсим көргәзмиси вә ахирқи күни өткүзүлгән бәш паалийәттә нуқтилиқ һалда хитайниң уйғурларни йоқ қилиш сиясити испатлар билән оттуриға қоюлған.

японийә уйғур җәмийити билән хирошимадики парламент әзалириниң ортақ орунлаштуруши билән “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили авғуст.

Японийә уйғур җәмийити билән хирошимадики парламент әзалириниң ортақ орунлаштуруши билән өткүзүлгән мәзкур паалийәттә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида варақчә билән картон китаб тарқитиш, гуваһлиқ бериш паалийәтлири өткүзүлгән. Әң муһими 5-авғуст күни ахшам японийә уйғур җәмийитиниң 6 нәпәр башқуруш һәйәт әзаси, бир нәпәр дөләтлик парламент әзаси 10 нәпәр японийә йәрлик парламент әзаси вә 150 әтрапида уйғурларға ярдәм қиливатқан япон пидакарлар иштирак қилған йиғин чақирилған. Йиғинда нуқтилиқ һалда бундин кейин елип берилидиған паалийәтләр тоғрисида музакирә елип берип, бундин кейинки паалийәт пилани түзүп чиқилған.

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәтҗан летип әпәнди мәзкур йиғинда японийә һөкүмитигә техиму зор тәсир көрситиш, японийәдики уйғурларға яр-йөләк болуш вә бу йил 9-айда японийә парламентида уйғурлар тоғрисида елип берилидиған паалийәткә җиддий тәйярлиқ қилишқа охшаш бир йүрүш хизмәтләр тоғрисида музакирә елип берилип, хизмәт пилани түзүп чиқилғанлиқини илгири сүрди.

японийә уйғур җәмийити билән хирошимадики парламент әзалириниң ортақ орунлаштуруши билән “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили авғуст.

Бу паалийәт тоғрисидики көз қаришини игиләш үчүн, бу паалийәткә саһибханилиқ қилған хирошима өлкилик парламент әзаси ямаки әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшниң уйғурлар вә японларниң келәчики үчүн муһим икәнликини тәкитләп мундақ деди: “бүгүн халмәт розахун әпәнди билән әхмәт летип әпәндиниң гуваһлиқини аңлаш пурситигә игә болдум. Һәм йүриким пучилинип кәтти. Биз японийәликләр уйғурларға немә қилип берәләймиз? дегән нуқтида туруп, биз йәрлик парламент әзалири қолимиздин келидиғанни қиливатимиз. Уйғур хәлқи дучар болуватқан бу паҗиәни көплигән япон хәлқигә билдүрүш, японларниң һәм уйғурларниң келәчики үчүн наһайити муһим дәп қараймән. Сөз әркинлики боғуп ташланған, җисманий җәһәттинму наһәқ тутқун қилиниватқан қара чүшниң японийәниң йенида йүз бериватқанлиқтин ибарәт бу реаллиққа биз японийәликләр әстайидиллиқ билән йүзләнмисәк болмайду. Хитай һөкүмитиниң өзгиришидин үмид күткили болмисиму һеч болмиса японийәдә яшаватқан уйғурларға болсиму яр-йөләктә болуш үчүн күч қошқумиз бар. Буниңдин кейинму давамлиқ уйғурлар билән һәмкарлишип паалийәт елип беришни давам қилимиз”.

японийә уйғур җәмийити билән хирошимадики парламент әзалириниң ортақ орунлаштуруши билән “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили авғуст.

Мәлум болушичә, уйғур дәваси японийәдә натонуш әмәс икән, хитай билән қошна дөләт болғанлиқи үчүн уйғур мәсилисиниң японийәдә кәң аммиви асасқа игә икән. японийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси халмәт розахун әпәнди зияритимизни қобул қилип, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” оттуриға қоюлған бу көргәзминиң японийәниң хирошима шәһиригә атом бомбиси ташланғанлиқиниң 77-йиллиқини хатириләш күнидә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән кишиләр хирошимаға җәм болған бир күндә өткүзүлгәчкә көп санда кишиниң көргәзмини зиярәт қилғанлиқини билдүрди. Бу паалийәт җәрянида болупму 5-авғуст ахшам өткүзүлгән паалийәттә сөз қилған японийә дөләтлик вә өлкилик парламент әзалириниң уйғурларни қоғдашниң японларни қоғдаш билән охшаш икәнликини тәкитлигәнликини баян қилди.

Игилишимизчә, 2022-йили 2-айниң1-күни, японийә парламенти авам палатасида уйғур мәсилиси тоғрисида тунҗи қетимлиқ қарар мутләқ көп санлиқ парламент әзасиниң қоллиши билән рәсмий мақуллуқтин өткәниди. “уйғур қатарлиқларниң еғир кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисидики қарар” дәп аталған мәзкур қарар, японийә парламентида хитайға мунасивәтлик кишилик һоқуқ тоғрисидики тунҗи қетим мақулланған қарар һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.