Хитайниң сиясий еһтияҗи үчүн хизмәт қиливатқан ясалма тарих вә археологийә
2022.04.13

Хитайда 6-апрел елан қилинған “йоқалған сирлиқ қәдимий дөләт: дуня җуңгониң авазиғиму қулақ селиши керәк” сәрләвһилик хәвәр һәққидики күчлүк инкаслар давам қилмақта.
Инкасларниң көпинчиси, хитай хәвиридә тилға елинған аталмиш хитай археологлириниң төһпилири, болупму явропа екиспедитсийәчилири лопнурдики бу харабиликтин қезип елип кәткән вәсиқиләр ичидә 150 тин артуқ хитайчә вәсиқә мәвҗут икәнлики һәққидә чиқирилған йәкүнләргә мәркәзләшти.
6-Апрел елан қилинған хәвәрдә, хитай археологлиридин “му шунйиң, ху сән қатарлиқларниң 1979-1980-йиллири лопнурда елип барған қезиши археологийә тарихида кроран харабилиқини қезишта, хитай тәтқиқатчилири болмаслиқтәк бир бошлуқни толдурди. Бу, қумлуқтики археологийәлик чоң байқаш һесаблиниду”, дәп мәдһийәләнгән. Мәзкур хәвәрдә йәнә “буниңдин 100 йил илгири севин һедин вә стәйин қатарлиқ явропа екиспедитсийәчилири лопнурдики бу харабиликтин қезип елип кәткән вәсиқиләр ичидә 150 тин артуқ хитайчә вәсиқә мәвҗут. Бу, илим саһәсиниң тарим ойманлиқидики қәдимки излар һәққидики бәзи қарашлирини түзәтти”, дегән йәкүн чиқирилған.
Лекин, чәтәлләрдики бәзи тәтқиқатчилар болса, хитай һөкүмитини уйғур дияри вә уйғурларға аит тарихий вә археологийәлик тәтқиқатлирини өзлириниң сиясий тәшвиқати билән бирләштүрүп, өзлириниң “шинҗаң әзәлдин җуңгониң бирқисми” дегән нуқтиинәзирини техиму күчкә игә қилишқа урунуп, тарих вә археологийәни сахтилаштурмақта, дәп қаримақта.
Германийәдики қәдимки уйғур мәдәнийити вә тил тәтқиқатчиси доктур абләт сәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, хитайда тарих вә археологийә қатарлиқ саһәләрдә елан қилинған аталмиш тәтқиқат нәтиҗилири һәққидики хәвәрләрдә, хитай һөкүмитиниң сиясий мәйданини ипадиләш, бу саһәләрдики тәтқиқатларни хитайниң сиясити үчүн хизмәт қилдуруш һәтта ялғанчилиқ қилиш хитайда омумлашқан әһвал икән.
Америкадики мустәқил тәтқиқатчи, археолог қурбан вәли әпәнди өткән әсирниң 80-йиллири, илгири өзи археологийәлик қезиш вә қәдимки әсәрләр тәтқиқати билән шуғулланған мәзгиллиридә, хитайлар тәрипидин ясап чиқилған ялған тарихий язмиларниң паш қилинғанлиқиға шаһит болғанлиқини билдүрди.
Археолог қурбан вәли әпәнди бу һәқтә тохтилип, өткән әсирниң 80-йиллирида хитай тәтқиқатчилири тәрипидин ясап чиқилған аталмиш таң дәвридики уйғур шаири қәмәр йәни кәкмәнир һәққидики ялғанчилиқта, хитайниң даңлиқ шаири вә тарихчиси го моруниңму четилип, шу йилларда тәнқид обйектиға айланғанлиқини әсләп өтти.
Америка чикаго университетиниң тәклиплик профессори адвокат тең бияв әпәндиниң билдүрүшичә, хитайда сиясәттин мустәсна мустәқил тәтқиқат билән шуғуллиниш мумкин әмәс болғачқа, һәтта хитайдики тәбиий пән алимлириниңму сиясәткә қарши турушқа қурби йәтмәйдикән.
У мав зедоң дәвридики “чоң сәкрәп илгириләш” дәп аталған йилларда, хитайдики даңлиқ тәбиий пән алимлиридин чийән шөшиңниң хитай компартийәсигә яхшичақ болуш үчүн мәхсус мақалә йезип, бир мо йәрдин 10 миң җиң ашлиқ елишқа болидиғанлиқини испатлимақчи болғанлиқини нәқил елип өтти
Дуня уйғур қурултийиниң муавин иҗраийә рәиси илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, ясалма тарих вә археологийәлик қезилмилар һәққидики йәкүнләрни хитай һөкүмитиниң сиясий еһтияҗи үчүн хизмәт қилдуруш, хитайда давамлишиватқан әнәнә икән.
Униң билдүрүшичә, бу, хитайниң тарихтики сулалилиридиму көп қетим йүз бәргән болуп, хитай компартийәси дәвригә кәлгәндә, өзиниң сиясий еһтияҗи үчүн ялған тарих ясаш мав зедоң дәвридә вә униңдин кейинки ислаһат ечиветиш дәвридиму көп қетим йүз бәргән.
Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, болупму уйғурларниң тарим ойманлиқидики қәдимий излири вә уйғур тарихиға мунасивәтлик “шәрқий түркистан мәсилиси” дегәндәк сәзгүр мәсилиләрдә, хитай һөкүмити вә униң аталмиш тарихчилири һәр вақит, хитай һөкүмитиниң сиясий еһтияҗи үчүн ялған тарих ойдуруп чиқириш һәтта археологийәлик қезилмилардиму ялғанчилиқ қилип дуняни, бу алдамчилиққа ишәндүрүшкә урунмақтикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.