“яш сиясәтчиләр немә дәйду” темисидики йиғин уйғур яшлири үчүн бир дәрсхана болди
2024.06.13
Түркийәдики уйғурлар арисида йеңидин оқуш пүттүрүп шәрқий түркистан дәва сепигә қошулуватқан яшларниң сани хели салмақни егәләйду. Йеқиндин буян бир қисим уйғур яшлири бир тәрәптин тәтқиқат билән шуғуллинип уйғурларға мунасивәтлик доклатларни һазирлаш билән мәшғул болса, йәнә бәзиләр уйғурларни тонуштуруп мәдәнийәт көргәзмиси вә яки намайиш дегәндәк паалийәтләрни уюштуруп уйғурлар мәсилиси тоғрисида җамаәт пикри пәйда қилиш вә түркийәдә күн тәртипкә кәлтүрүшкә тиришмақта.
9-Июн күни мәркизи истанбулдики “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити тәшкилати” ниң уюштуруши билән “яш сиясәтчиләр немә дәйду?” темисида уйғур яшлири үчүн мәхсус йиғин уюштурулди. “түркийә яшлар вәхпи” ниң истанбул мәркизидә ечилған йиғинға истанбулда яшаватқан хели көп сандики уйғур яшлири қатнашти. Йиғин “қуран кәрим” тилавити вә “истиқлал марши” билән башланди. Йиғинда шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикитиниң баш катипи абдуллаһ мойдуноғли ечилиш сөзи қилди. У сөзидә нуқтилиқ қилип шәрқий түркистан дәвасиниң бүгүнки күндә интайин қийин вә мурәккәп бир вәзийәтни бешидин өткүзүватқанлиқини тәкитлиди. Шундақла уйғур яшлириниң шәрқий түркистан дәваси үчүн бирликтә хизмәт қилиш вә дүшмәнгә қарши һәмкарлишишниң бир таллаш әмәс, бәлки бир мәҗбурийәт икәнликини әскәртти. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
“биз яшлар болуш сүпитимиз билән пикирлиримиз охшимаслиқи, көз-қарашлиримиз пәрқлиқ болуши мумкин. Әмма бизниң бирла нишанимиз бар: у болсиму шәрқий түркистанниң азадлиқи, вәтинимизниң миллитимизниң келәчики вә әркинликидур. Бизниң бирла дүшминимиз бар: у болсиму хитай дөлити. Шуниң үчүн биз өзара пикир ихтилапларни бир йәргә қайрип қоюп, бир йәргә келәләйдиған мәсилиләрдә һәмкарлишип, шәрқий түркистан дәвасидин ибарәт бу ана темида ‛хитай бизниң дүшминимиз‚ дегән чүшәнчә асасида һәмкарлишишимиз зөрүр. Бу бизниң ихтияримиздики бир таллаш болмастин бәлки бир мәҗбурийәттур.”
Арқидин түркийә яшлар вәхпиниң муавин рәиси муһәммәд малик тайлан, илимяр яшлар җәмийитиниң рәиси абдуллаһ арман, палван яшлар кулуби рәиси сәмәрҗан сәйид вә уйғур тәтқиқатчи мәмәттохти атавуллаһ қатарлиқ яшлар сөз қилди. Йиғинда сөз қилған түркийә яшлар вәхпи муавин рәиси муһәммәд малик тайлан әпәнди уйғур яшлириға хитаб қилип, уйғур билән түркләрниң бир милләт икәнликини вә уйғур яшларни қоллайдиғанлиқини ипадилиди. У мундақ деди:
“биз һәммимиз бир милләт, бу хил йиғин вә паалийәтләрни силәр билән бирликтә өткүзүш бизни хушал қилиду. Илгирикигә охшаш буниңдин кейинму һәм вәхпимизниң хизмәтлиридә һәм башқа иҗтимаий тәшкилатларниң хизмәтлиридә һәммимиз бирликтә хизмәт қилишқа тиришиватимиз. Түркийә яшлар вәхпи түркийәниң 81 шәһәр вә 605 наһийәсидә шөбилири болған түркийәниң әң чоң яшлар вәхпи болуш сүпити билән силәрни қоллаш һәм силәр билән биргә йол йүрүш бизниң әң көп арзуйимиздур. Шуниң үчүн бүгүн истанбулдикигә охшаш пүтүн түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридики шөбилиримизниң ишиклири силәр үчүн очуқ. Түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә бир ишхана вә өйимиз бар дәп чүшинишиңларни үмид қилимиз. Түркийә яшлар вәхпи мәркизи силәрниңму йериңлар. Бу җайниң силәрниң өйүңлар икәнликини билдүрүштин өзүмни бәхтияр һес қилимән.”
Йиғинниң давамида уйғур яшлири хәлқара сиясәт, шәрқий түркистанниң йеқинқи тарихий, һазирқи ирқий қирғинчилиқ әһвали, түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң үрүмчи вә қәшқәр зиярити тоғрисида пикир анализ йүргүзди вә соал-җаваб шәкилдә бәс-муназирә елип берилди.
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң үрүмчи вә қәшқәр зиярити тоғрисида пикир баян қилған уйғур яшлиридин йетиливатқан яш тәтқиқатчи мәмәттохти атавулла әпәнди “мәйли түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан болсун, мәйли башқа дөләтниң ташқи ишлар министири болсун уларниң шәрқий түркистандики тәкшүрүш характерлик болмиған һәр қандақ зиярити уйғурлар үчүн пайдилиқ әмәс” дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә тохтилип “шәрқий түркистанда 2017-йилидин буян ирқий қирғинчилиқниң болуватқанлиқи дәлил вә пакитлар билән испатланған, шуңа бундақ бир муһим мәсилә дөләтләр ара мунасивәтләрдә күнтәртипкә келиши керәк” дәп көрсәтти.