Уйғур яшлирини тәрбийәләш курсида уйғур мәсилисини һәр саһәгә көпләп аңлитиш керәклики тәкитләнди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2023.03.15
yashlarni-terbiyelesh-1.jpg Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсида мәзкур тәшкилатниң рәиси рошән аббас ханим сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

11‏-12 ‏-Март күнлири мәркизи америкадики уйғур һәрикити тәшкилатиниң уюштуруши билән истанбулда уйғур яшлирини йетиштүрүш курси ечилди.

Курсниң ечилиш мурасимида сөз қилған уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу курсни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип, буниң уйғур яшлирини хәлқарадики кишилик һоқуқ вә демократийәгә мәнсуп болған хәлқаралиқ қораллар билән қуралландурушқа тиришиш шундақла хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириға тайинип вәтән, милләт дәвасиниң өнүмлүк болушиға һәмдәмдә болуштин ибарәт икәнликини билдүрди.

Рошән аббас ханим мундақ деди: “хәлқара әһдинамиләрдә бәлгиләнгән кишилик һоқуқ вә демократийә қураллирини яхши игиләп миллитимизниң аһу-зарини дуняға аңлитиш, дүшмәнниң залимлиқини дүшмәнниң қандақ шәкилдә биз уйғурларниң кәлгүсини буғиватқанлиқини, уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт елип бериватқан бир залим дүшмән болупла қалмастин бәлким пүтүн дунядики әркинлик, демократийә вә пүтүн дуняниң кәлгүси үчүн хәтәрлик дүшмән икәнликини билдүрүш бизниң бурчимиз”.

Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсида “Bitter Winter” хәвәр оргининиң директори марко рәспинти(Marco Respinti) әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсида “Bitter Winter” хәвәр оргининиң директори марко рәспинти(Marco Respinti) әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

Икки күн давам қилған уйғур яшларни йетиштүрүш курсида, доктур әсәт сулайман “өтмүштики вә бүгүнки унтулғусиз савақлар, чағдаш уйғур тарихидики сәл қаралған тәрәпләр вә паҗиәләр”, профессор фаруқ шән “уйғур қирғинчилиқи тоғрисида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида техиму өнүмлүк күрәш усуллири”, профессор доктур алаиддин ялчин кая “хәлқарада уйғур қирғинчилиқи дипломатийәси” дегән темиларда лексийә сөзлиди. Курста 10 әтрапида мутәхәсис лексийә бәрди.

Биз бу яшларни йетиштүрүш курсиға қатнашқан бир қисим яшлар билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған истанбул универистети тил-әдәбият факултетиниң магистир оқуғучиси сәрдар зағоғли бу курсқа қатнишип әң пайдиланған тәрәп болса уйғур яшлар билән тонушуш болғанлиқини ипадилиди.

Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсида “Ascend Consulting” оргининиң қурғучиси вә иҗраийә әмәлдари анне башам(Anne Basham) сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсида “Ascend Consulting” оргининиң қурғучиси вә иҗраийә әмәлдари анне башам(Anne Basham) сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

У, йәнә бу курсқа қатнишип муһим билим вә чүшәнчигә игә болғанлиқини, болупму шәрқий түркистан дәвасини қандақ қилғанда техиму тәрәққий қилдурғили болидиғанлиқи, иҗтимаий таратқулардин қандақ пайдилиниш, нишанға қандақ йетиш, шәрқий түркистан дәвасини хәлққә қайси шәкилдә аңлитиш, һөкүмәт органлириға қандақ аңлитиш, қандақ қилған вақитта дәвани мувәппәқийәтлик һалда юқири пәллигә көтүрүшкә болидиғанлиқи тоғрисидики сөһбәт вә лекисийәләрдин өнүмлүк пайдиланғанлиқини билдүрди.

Сәрдар зағоғлу бу курсқа қатнашқандин кейин өзиниң шәрқий түркистан дәвасини техиму кәң аңлитиш қарарға кәлгәнликини, болупму түрк яшларға кәң түрдә аңлитип, уларни имза топлаш дегәндәк һәр хил паалийәтләргә қатнаштуруп һәмкарлиқни қолға кәлтүрүш вә уларни дәва сепиға қошуш керәкликини ипадилиди.

Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсидин көрүнүш. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” уюштурған уйғур яшлирини йетиштүрүш курсидин көрүнүш. 2023-Йили 11-март, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

Биз йәнә бу курсқа қатнашқан истанбул тиҗарәт универистети қанун факултети оқуғучиси истәмий хансадиқ билән сөһбәт елип бардуқ. Истәми хансадиқ бу курустин көп пайдиланғанлиқини, бу курсқа қатнашқандин кейин шәрқий түркистан дәваси үчүн хизмәт қилишта өзидики кәм дәп қаралған тәрәпләрни толуқлаш болди дәп һесаплғанлиқини ипадилиди.

Истәми бу курсқа қатнашқандин кейин курста өгәнгән билим чүшәнчилири бойичә, хитай зулумини түркийәдә аңлитиш үчүн уйғур яшлири билән бирликтә, түрк яшларни тәшкилләп һәр хил паалийәтләрни елип беришни ойлишиватқанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.