Ясин абдурахман пәрзәнтини чәт әлдә оқутқанлиқи үчүн 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған
2021.05.20

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қирғинчилиқ сиясити сәвәблик уйғур аилилири вәйран болмақта. Хитай даирилири муһаҗирәттики уйғурларни контрол астиға елиш үчүн муһаҗирәттики уйғурларниң аилә әзалири вә уруқ-туғқанлирини һәрхил “җинайәтләр” билән қарилап, түрмиләргә солаватқанлиқи вә мал-мүлүклирини мусадирә қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
Түркийәдики лагер қурбанлири йеқинлиридин әзимәт муһәммәтҗан йиллардин буян вәтәндики уруқ-туғқанлириниң из-дерикини қиливатқан уйғурлардин бири болуп, 2014-йилидин бери аяли вә балилири билән биллә түркийәдә яшап кәлмәктә.
Әзимәт муһәммәтниң ейтишичә, қейниатиси ясин абдурахман 1963-йили корланиң бүгүр наһийәсидә туғулған болуп, бүгүрдә 10 миң модин артуқ терилғу йәрниң игиси икән. Деһқанчилиқ вә чарвичилиқ кәспи билән шуғулланған ясин абдурахман бүгүрдики көзгә көрүнгән уйғур байлириниң бири икән.
Әзимәт муһәммәтниң аяли пәризат ясинниң уйғур елидики аилиси билән болған алақиси 2017-йилидин етибарән пүтүнләй үзүветилгән болуп, әзимәт 2020-йили 5-айда бир тонуши арқилиқ қейниатиси ясин абдурахманниң 2017-йили 9-айда сәвәбсизла тутуп кетилгәнлики вә хитайниң йиғивелиш лагериға соланғанлиқи хәвирини алған.
2017-Йилидин 2020-йилиғичә болған арилиқта ясин абдурахманниң қәйәрдә икәнлики вә һазирқи әһвали тоғрисида униң аилисигә һечқандақ мәлумат берилмигән.
Ясин абдурахманниң түркийәдики қизи вә күйүоғли 2018-йили 2-айда ясин абдурахманниң қол илкидики барлиқ мал-мүлүкниң хитай даирилири тәрипидин тоңлитиветилгәнлики хәвирини тапшурувалған.
Ясин абдурахман һәққидә 2020-йили7-айда йошурун сот ечилған болуп, сотта ясин абдурахман “террорлуққа ярдәм бериш” җинайити билән 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. ясин абдурахманниң күйүоғли әзимәт муһәммәтҗан зияритимиз давамида, ясин абдурахманниң аталмиш “җинайити” ни бекитиштә, хитай даирилириниң униң аяли пәризат билән биллә малайсияда оқуш җәрянида қейниатисидин алған маддий ярдәмни “террорлуққа ярдәм җинайити” ниң испати қилип сунғанлиқини ейтти.
2018-Йили 2-айда хитай даирилири ясин абдурахманниң аилисигә униң тоңлитиветилгән мал-мүлүклириниң ким артуқ қилип сетиш йоли билән мусадирә қилинидиғанлиқи уқтурулған.
Нөвәттә әзимәт муһчәммәтҗанниң аяли пәризат ясин ханимниң вәтәндики аилиси олтурушлуқ өй, дуканлар, биналар вә шәхсий машинилар қатарлиқ пүтүн мал-мүлки хитай һөкүмити тәрипидин мусадирә қилиниш алдида икән.
Қизи вә күйүоғлиниң чәт әлдә оқушиға маддий ярдәм бәргәнлики үчүн хитай һөкүмити тәрипидин 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған ясин абдурахманниң саламәтлики әһвали бурундин яхши әмәс болуп, бундин бурун тоққуз қетим оператсийә қилинған икән. Аилиси ясин абдурахманниң нөвәттики саламәтлик әһвалидин қаттиқ әндишиләнмәктикән.
Әзимәт муһәммәтҗан әпәнди зияритимиз давамида ясин абдурахман әпәндимниң саламәтлики әһвалидин қаттиқ әнсирәватқанлиқини ейтти.
Әзимәт муһәммәтҗан әпәнди бир қанчә йилдин буян уйғур елидә хитай даирилири тәрипидин биваситә зиянкәшликкә учриған уруқ-туғқанлириниң давасини үзүлдүрмәй қилип келиватқан болуп, лагер қурбанлири йеқинлириниң түркийәдики хитай дипломатик органлири алдида тәшкилләп келиватқан паалийәтлиридә актип рол ойнап кәлмәктә.
Лагер қурбанлири гурупписиниң тәшкиллигүчилиридин мирзәхмәт иляс оғли зияритимизни қобул қилип, дава сәпдиши болған әзимәт муһәммәтҗан әпәндимниң аилисини издәш йолидики тиришчанлиқи һәққидә тәпсилий тохталди.
Хитай даирилири тәшвиқат васитилиридин пайдиллинип, уйғур елидики йиғивелиш лагерлириниң тақалғанлиқини, пүтүн уйғурларниң хушал-хурам яшаватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма дуняниң һәрқайси йәрлиридики уйғурлар парчиланған аилилириниң давасини үзлүксиз давамлаштуруп кәлмәктә.