Явропа иттипақи хитайниң уйғур елидики бесимиға қарши немә иш қилип берәләйду?
2019.03.29
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң явропада зиярәттә болуп, явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр билән болған иқтисадий алақини күчәйтиш һәққидә муһим сөһбәтләрдә болуватқан бир мәзгилдә явропа иттипақиниң уйғур елидики лагерлар мәсилисидә қандақ мәйданда туруши керәклики, униң бу җәһәттә немиләрни қилалайдиғанлиқи муназирә қилиниватқан йәнә бир муһим тема болуп қалди.
Германийәдики “меркатор хитай ишлири тәтқиқат институти” тәрипидин елан қилинған бу һәқтики бир доклатта көрситилишичә, явропа иттипақидики дөләтләр әгәр уйғур мәсилисидә ортақ һәрикәт қилған тәқдирдә хитайниң уйғур елидики лагер сияситини өзгәртиш үчүн бәлгилик тәсир пәйда қилғили болидикән. “хитайниң шинҗаңдики бесим сиясәтлири вә явропа иттипақи немә қилиши керәк?” мавзусида елан қилинған доклатта “явропа иттипақи дөләтлири уйғур елидики вәзийәт үстидә ортақ бир дипломатик тил шәкилләндүрүп, уни хитай тәрәп билән учришишта давамлиқ оттуриға қоюши, өз-ара вә шундақла башқа демократик дөләтләр билән бу һәқтә учур алмаштурушни күчәйтиши, уйғур мәсилисини әң муһим тема сүпитидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ мунасивәтлик органларда оттуриға қоюш үчүн йүксәк дәриҗидә һәмкарлиқ орнитиши керәклики” билдүрүлгән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софей речардсон ханимму бүгүн радийомизға қилған сөзидә, явропа иттипақи хитайға кәскин позитсийә билдүргәндила нәтиҗигә еришәләйдиғанлиқини чүшинип йетиши керәк, дәп көрсәтти. У мундақ деди: “явропа иттипақи йеқинда кишилик һоқуқ алий кеңиши йиғинида хитайниң б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң уйғур елигә мустәқил зиярәт елип беришиға рухсәт қилиши мәсилисидә кәскин позитсийә билдүрди. явропа иттипақи буни давамлаштуруши керәк. Әза дөләтләр рәһбәрлириму өз алдиға уйғурлар мәсилисидә ипадә билдүрүши керәк. явропа иттипақи сода җәһәттики әндишилири билән кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики әндишилирини бирла вақитта кәскин һалда оттуриға қоюши керәк, улар хитайға нисбәтән кәскин болғандила нәтиҗә һасил қилалайдиғанлиқини билип йетиши керәк”.
Хитай һөкүмити өткән һәптә явропа иттипақиға әза дөләтләрниң бейҗиңда турушлуқ дипломатлирини 27-марттин 29-мартқичә уйғур районида зиярәттә болушқа тәклип қилған иди. Бу зиярәт, хитай рәиси ши җинпиң явропада зиярәттә болуватқан бир мәзгилгә орунлаштурулған.
Дәл мушу мәзгилдә, йәни 25-март күни явропа иттипақиниң бейҗиңда турушлуқ вәкиллириниң баянатчиси хитай һөкүмитиниң уйғур елини зиярәт қилдуруш һәққидики тәклипини һазирчә қобул қилалмайдиғанлиқини җакарлиди.
Мәзкур баянатчи буниңға: “явропа иттипақи вә явропа иттипақиға әза дөләтләр принсип җәһәттә зиярәт тәклипини қарши елиш билән биллә бу хил зиярәтниң һәқиқий йосунда елип берилиши үчүн еһтият билән тәйярлиқ қилишқа тоғра келиду” дәп изаһат бәргән.
Софей речардсон ханим болса явропа иттипақиниң бу қарарини қарши елип, буни “хитайға берилгән яхши бир сигнал”, дәп көрсәтти.
Софей речардсон ханим сөзидә: “мениңчә, явропа иттипақи вә униңға әза бир қисим дөләтләрниң түнүгүн хитайниң шинҗаңни зиярәт қилиш тәлипини рәт қилиши наһайити диққәт қозғайдиған бир иш болди. Хитай һөкүмити явропа иттипақиниң зиярити арқилиқ бу ишни өлчәмләштүрмәкчи болған иди. Бирақ, явропа иттипақи бу тәләпни рәт қилиш арқилиқ хитай һөкүмитигә қоюлидиған тәләпни юқири көтүрди” деди.
Дәрвәқә, явропа иттипақиниң бейҗиңда турушлуқ вәкиллири баянатчиси 25-март күнидики сөзидә бу зиярәткә мунасивәтлик музакириләрниң давам қиливатқанлиқини билдүргән вә: “биз явропа иттипақиниң күткән тәләплири һесабқа елинған зиярәтләрни чоқум ойлишимиз” дегән.
Германийәдики “меркатор хитай ишлири тәтқиқат институти” тәрипидин елан қилинған доклаттиму явропа дөләтлириниң хитай билән болидиған сода мунасивәтлиридә, болупму “бир бәлвағ бир йол” қурулуши рамкиси астидики сода мунасивәтлиридә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ өлчәмлирини алдинқи шәрт қилип қоюши керәклики, һәр қетим “бир бәлвағ бир йол” қурулуши мәсилиси оттуриға чиққанда уйғур елидики лагер мәсилисиниң тәң көтүрүп чиқилиши керәклики әскәртилгән. Доклатта: “хитай, явропа иттипақиға ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушида һәмкарлишиш тәклипи қойғанда явропа иттипақи уйғур мәсилисини шәрт қилип хитайниң алдиға қоюши керәк” дейилгән. юқиридики орган, шундақ қилғандила хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлирини юмшитишиға бәлгилик йол ачқили болидиғанлиқини билдүргән.
Софей речардсон ханимму сөзидә хитайниң өз ичидә йүргүзүватқан сиясәтлириниң ахири берип хәлқаралиқ мәсилигә айлиниватқанлиқини әскәртип: “һәр қайси һөкүмәтләр хитайниң ичидә йүз бериватқан бесим сиясәтлиригә қарши тәдбир қолланмиған тәқдирдә, униң күчийип хәлқаралиқ бир мәсилигә айлинидиғанлиқини чүшинип йетиши керәк. Бизниң бүгүнки күндә дуняниң һәрқайси университетлирида, хитай сәвәб болуватқан академийә әркинлики мәсилиси, мустәқил ахбаратчилиқ мәсилиси һәмдә хитайниң бир бәлвағ бир йол қурулуши арқилиқ һакиммутләқ идийисини йейиштин ибарәт хәвпи билән йүзлишип олтурушимиздики сәвәб дәл мушу!” дәп көрсәтти.