Явропа иттипақи комитети рәиси урсуладин бейҗиң зияритидә уйғур зиялийлирини қоюп беришни оттуриға қоюш тәләп қилинди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2023.11.16
Ursula-von-der-Leyen Явропа иттипақи комитети рәиси урсула вондирлин(Ursula von der Leyen) ханим мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2023-Йили 31-өктәбир.
AP

Германийәдики “ахбарат көзники” ториниң йеқинда елан қилған “вондирлин түрмидики уйғур тәтқиқатчилирини сүрүштүрүши керәк” намлиқ хәвиридә баян қилинишичә, баш штаби германийәниң гөтингән шәһиридә болған “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” йеқинда баянат елан қилип, явропа иттипақи комитети рәиси урсула вондирлиндин 12-айда елип баридиған бейҗиң зиярити мәзгилидә раһилә давут вә илһам тохти қатарлиқ қамақтики уйғур тутқунларни қоюп беришни оттуриға қоюшини тәләп қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, баянатта мундақ дейилгән: “раһилә давут вә илһам тохти бимәнә сотлар арқилиқ муддәтсиз қамақ җазалириға мәһкум қилинди. Йәнә қанчә йүзлигән зиялий вә язғучилар пәқәт уйғур болғанлиқини үчүнла түрмиләргә ташланди яки җаза лагерлириға қамалди. Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати явропа иттипақи комитети рәиси урсула вондирлинни12-айниң башлири хитайға зиярәткә барғанда, түрмидики уйғур алимлириниң қоюп берилишини тәшәббус қилишқа чақириду”.

Хәвәрдә йәнә мундақ җүмлиләр орун алған: “‛хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати‚ ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш бөлүминиң мәсули һанно шедлер мундақ деди: ‛хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғур пуқралириға йүргүзүп кәлгән ирқий қирғинчилиқи, раһилә давут вә илһам тохтиға охшаш тәтқиқатчиларни узун муддәтлик қамақ җазалириға мәһкум қилишниму өз ичигә алиду. Уларниң җинайити уйғур болғанлиқ иди. Йәнә йүзлигән уйғур зиялийлири, тәтқиқатчилири вә язғучилири түрмигә ташланди, җаза лагерлириға қамалди яки кейинки йилларда узун муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилинди”.

Германийәдики тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкили ханно шәдләр д у қ ниң 6-қурултийида соз қилмақта. 2017-Йил ноябир, германийә.
Германийәдики тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкили ханно шәдләр д у қ ниң 6-қурултийида соз қилмақта. 2017-Йил ноябир, германийә.
RFA/Ekrem

Һанно шедлер зияритимизни қобул қилғанда, өз тәшкилатиниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүш тарихиниң хелила узунлуқини әскәртип мундақ деди: “биз уйғурлар мәсилисигә заман-заманлардин буян көңүл бөлүп келиватимиз. Болупму 2014-йили илһам тохти қолға елинғандин кейин, униң мәсилисини хәлқарада күнтәртипкә кәлтүрүш йолида көп тиришчанлиқлар көрсәттуқ. Җаза лагерлири пәйда болғандин кейин техиму шундақ болди. Биз һәр бир пурсәттин үнүмлүк пайдилинип, уйғурлар мәсилиси көтүрүп чиқишқа тиришиватимиз. 12-Айниң башлирида явропа иттипақи комитетиниң рәиси урсула вондирлин хитайға зиярәткә бармақчи. Биз униңға қаритип очуқ баянат елан қилип, униң хитай зиярити мәзгилидә түрмидики уйғур зиялийлири мәсилисини икки тәрәп сөһбитиниң муһим бир мәзмуни қилишини, түрмидики уйғур зиялийлирини қоюп беришни тәшәббус қилишини тәләп қилдуқ”.

Германийәдики мәйли “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” болсун яки хитай билән алақидар тәтқиқат органлири болсун, нөвәттә уларниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүштә әмәлий қәдәмләрни бесишқа башлиғанлиқини илгири сүргән д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди, уйғурлар мәсилисиниң германийәдә барғансери чуңқур диққәтни тартиватқанлиқини тилға алди.

Һанно шедлер сөзидә йәнә, илһам тохти вә раһилә давутқа охшаш қанчә йүзлигән уйғур зиялийлириниң тәқдириниң намәлум болуши яки ғайиб қиливетилишиниңму хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқидин бири һесаблинидиғанлиқини, җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәкниңму бу ирқий қирғинчилиқниң йәнә бир қисми икәнликини, ата-анилиридин айрилған сансизлиған балилар учраватқан хорлуқларниңму бу ирқий қирғинчилиқниң очуқ аламити икәнликини илгири сүрди.

Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәндиниң қаришичә, явропа иттипақи вә б д т да көзәткүчилик салаһийитигә игә болған “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” ниң уйғур зиялийлирини қоюп бериш һәққидә явропа иттипақи комитети рәиси урсула вондирлинға қаратқан бу баянатиниң әһмийити зор болуп, у германийәдила әмәс, явропа иттипақидиму бәлгилик диққәт қозғайдикән.

Мәзкур баянатта йәнә раһилә давутниң 2017-йили қолға елинип, 2018-йили “бөлгүнчилик” вә “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға учриғанлиқи, илһам тохтиниң 2014-йили 1-айда қолға елинип, шу йили 9-айда муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилинғанлиқи оттуриға қоюлған, шундақла бу шәхсләрниң шәрқий түркистан хәлқиниң мәдәнийити, өрп-адити, диний әнәниси вә иқтисадини тәтқиқ қилидиған зиялийлар икәнлики уларниң әмәлий хизмәтлири арқилиқ чүшәндүрүп берилгән һәмдә веймар кишилик һоқуқ мукапатиға вә явропа парламентиниң “сахароф мукапати” ға наил болған илһам тохтиниң 2017-йилидин буян из-дерики йоқлуқи илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.