Явропа иттипақи уйғур мәсилиси түпәйли хитайға йүргүзгән җазасиниң муддитини узартти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.12.07
Yawropa-ittipaqi-bash-shtabi-bayraq.jpg Явропа иттипақи баш штабиниң сиртида явропа иттипақиниң ләпилдәп турған байриқи. 2020-Йили 27-январ, бирюссел, белгийә.
AP

Явропа иттипақи 1989-йили бейҗиңда йүз бәргән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” сәвәбидин хитай һакимийитигә юқири техника вә қорал-ярағ ембаргоси йүргүзгән, бу ембарго һазирға қәдәр давам қилип кәлмәктә иди. Аридин 30 йил өткәндә, явропа иттипақи уйғурлар мәсилиси сәвәблик хитайға йәнә бир қетим җаза йүргүзди. Бу җаза 2021-йили 3-айниң 22-күни явропа иттипақиға әза 27 дөләтниң бирдәк мақуллуқи билән 4 нәпәр хитай һөкүмәт әмәлдарлирини өз ичигә алған һалда хитайниң бәзи һөкүмәт органлириға йүргүзүлгәниди. 6-Декабир америка һөкүмити 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилғанлиқини җакарлиған күни, явропа иттипақи йәнә бир қетим қарар мақуллап, 27 әза дөләтниң иштиракида хитайға қаритилған җазаниң муддитини йәнә бир йил узартқанлиқини елан қилди.

Явропа иттипақиниң уйғурлар мәсилиси сәвәблик хитай һөкүмәт органлири вә һөкүмәт хадимлириға йүргүзгән бу җазасиниң конкрет ипадиси, җазаға учриғанларниң явропа иттипақиға әза дөләтләргә киришини чәкләш һәм уларниң мал-мүлкини тоңлитиш қатарлиқларни өз ичигә алатти. Әйни чағда хитай һөкүмити явропа иттипақиниң бу җазасиға дәрһал инкас қайтуруп, өч елиш характерлик җаза елан қилғаниди. Хитайниң җазасиға учриғанлар ичидә германийәдикиләрдин христиан демократлар партийәсиниң явропа иттипақидики вәкили михаел гаһлер, йешиллар партийәсиниң явропа иттипақидики вәкили, “явропа-хитай мунасивәтләр комитети” ниң рәиси райинһард бүтикофер, явропадики даңлиқ ақиллар амбири һесабланған мәркизи берлиндики “меркато хитай тәтқиқат институти” қатарлиқлар бар иди. Өзара йүргүзүлгән бу җаза тәдбирлири явропа иттипақи билән хитай оттурисидики зиддийәтниң өткүрлишишигә, болупму германийәдә хитайға нисбәтән сәлбий қарашларниң баш көтүрүлүшигә күчлүк сәвәб болғаниди.

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “әйнәк” журнилиниң 6-декабирдики “явропа иттипақи хитайға қарита җазасини узартти” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, бу җаза хитайниң “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики җаза лагерлириға қамалған милйондин артуқ уйғур үстидин йүргүзүватқан бастурушлири сәвәблик йолға қоюлған болуп, явропа иттипақи бу җазани йеңилаш вә муддитини узартиш арқилиқ хитай билән болидиған йәнә бир қетимлиқ сүркилишни қобул қилишқа һазирланған.

Хәвәрдә мундақ дейилиду: “нәччә йүзмиңлиған уйғурлар хитайниң қайта тәрбийәләш лагерлириға қамалди. Бу бастурушқа қарши инкас сүпитидә явропа иттипақи мәвҗут җаза тәдбирлирини йеңидин әмәлийләштүрди һәмдә бейҗиң билән болидиған йәнә бир қетимлиқ җиддий сүркилиш мунасивитини қобул қилишни лайиқ көрди”. “явропа иттипақи илгири шинҗаң районидики мусулман уйғурларға йүргүзүлүватқан бастурушлар сәвәбидин хитай хәлқ җумһурийитигә қарита җаза йүргүзгәниди. Бирюсселдики әза дөләтләр мудирийити бүгүн бу җазаниң муддитини йәнә бир йил узартқанлиқини җакарлиди”. “явропа иттипақиниң нәзиридин қариғанда, җаза учриған у хитайларниң кәң көләмлик, мәқсәтлик тутқун қилиши вә инсанийлиққа һақарәт қилиши, уйғур вә башқа мусулман милләтләр һәм уларниң диний етиқади үстидин елип берилған системилиқ таҗавузчилиқларда биваситә мәсулийити бар”. “кишилик һоқуқ тәшкилатлири нәччә йүзмиңлиған уйғур, қазақ, туңган қатарлиқ милләтләрниң әзалирини хитайниң шинҗаңдики җаза лагерлириға қамивалғанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай һакимийити болса буни инкар қилип, ‛тәрбийәләш мәркизи‚ дин еғиз ачмақта. Хитай коммунистик партийәси 1949-йили бейҗиңда тәхткә чиққандин кейин, сабиқ шәрқий түркистанни өзигә қошувалған. Бейҗиң һөкүмити уйғур тәшкилатлирини терроризм билән әйиблимәктә”.

Явропа иттипақиниң хитайға қарита җазалириниң муддитини узартқанлиқи германийә мәтбуатлирида диққәтни чекидин бир темиға айланди. Ахбарат васитилири буниңға улапла германийә һөкүмитиниң, йеңи ташқи ишлар министири анналена байербокниң америкаға әгишип 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилидиған-қилмайдиғанлиқини, байден һөкүмитиниң дипломатик байқут қарариниң явропа иттипақиға әза дөләтләрдә зәнҗирсиман инкас қозғайдиған-қозғимайдиғанлиқини җиддий муназирә қилишмақта.

“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси, д у қ ниң рәис вәкили турғунҗан алавуден әпәнди бу һәқтә тохталғанда, явропа иттипақиниң бу қараридин уйғурларниң көп мәмнун болғанлиқини әскәртиш билән биргә, явропа иттипақиниңму 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

“д у қ учур тәшвиқат мәркизи” ниң мудири, “норвегийә уйғур комитети” ниң рәиси бәхтияр өмәр әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.

Мәлум болғинидәк, явропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивити барғансери көрүнәрлик начарлашмақта. 2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилиш садалири явропа парламентида күнсери күчәймәктә. Алдинқи һәптә явропа иттипақи хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәлик пиланиға қарши 300 милярд явролуқ мәбләғ аҗритип явропа, асия, җәнубий америка вә африқада асасий ул әслиһә қурулушлириға мәбләғ селиш арқилиқ явропа иттипақиниң дунядики һәр саһә ролини қайтидин намаян қилиш пиланини рәсмий йолға қойидиғанлиқини, хитайниң явропа әллиригә мәбләғ селиш түрлиригә нисбәтән чәклимини күчәйтидиғанлиқини җакарлиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.