Явропа иттипақи билән хитай арисидики сода уруши уйғурлар мәсилисигә тәсир көрситәләмду?
2024.06.27

Мәлум болғинидәк, 2021-йили 3-айда явропа парламенти қарар мақуллап, уйғур ирқий қирғинчилиқи билән мунасивәтлик бир қисим хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзгәндин кейин, хитай һөкүмити өч елиш мәқситидә 2021-йили 5-айниң 20-күни бир бөләк явропа парламенти әзалириға вә явропадики бәзи ақиллар амбириға җаза йүргүзүп, икки тәрәпниң сүркилишигә асас салған иди. Арқидинла явропа парламенти “явропа-хитай мәбләғ селиш келишими” ни әмәлдин қалдуридиған бир қарар қобул қилип, хитайға қайтурма һуҗум қилған иди.
Көзәткүчиләр, уйғур ирқий қирғинчилиқини арқа көрүнүш қилған бу сүркилишни “явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сода урушиниң от пилтиси” дәп атап келишкән иди. Уларниң қаришичә, бу вәзийәтниң арқа пәрдисидин явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер леин орун алған. “дунядики әң күчлүк аяллардин бири” дәп тәриплиниватқан урсула вон дер леин хитайниң күткәнлириниң әксичә, бу қетимму явропа комиссийониниң рәисликини қайта үстигә алған вә йәнә 5 йил давам қилидиған вәзиписини башлиған. У вәзипә өтигән муддәт ичидә, явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сода уруши йәниму әвҗигә чиқиши мумкин икән.
“германийә долқунлири” радийоси 25-июн елан қилған “сөһбәтниң истиқбалидин үмид йоқ, сода уруши башлиниш алдида туруватамду? ” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, хитайдики еғир иқтисадий киризис, истемал күчиниң зор дәриҗидә төвәнлиши нәтиҗисидә, дөләтниң толуқлима ярдими билән ишләпчиқириливатқан хитайниң төт хил маркидики токлуқ аптомобиллири експортқа тайинип өзлирини қутулдуруш йолини таллиған. Буниң билән, 2023-йилиниң оттурилиридин башлапла хитайниң әрзан баһадики токлуқ аптомобиллири явропа базарлириға төкмә қилинип, явропа аптомобил санаитигә еғир хирис пәйда қилған.
Икки һәптә илгири урсула вон дер леин йетәкчиликидики явропа иттипақи бир қарар мақуллап, хитайниң токлуқ аптомобиллириға 39. 1 Пирсәнт баҗ қойидиғанлиқини, әгәр башқичә келишиш имканлири болмиса, 7-айниң 4-күнидин башлап хитайниң токлуқ аптомобиллириға әслидики 10 пирсәнт баҗ билән қошулуп, җәмий 49.1 Пирсәнт баҗ қоюш қарариниң рәсмий иҗра қилинидиғанлиқини җакарлиған. Хитай тәрәп буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, “әгәр явропа иттипақи 7-айниң 4-күнигичә бу қарардин ваз кәчмисә, хитай буниңға қарита мунасип тәдбир қоллиниду” дәп агаһландуруш бәргән.
Мушундақ бир вәзийәттә, хитайда төт күнлүк зиярәттә болған германийәниң муавин баш министири вә иқтисад министири роберт һабәк германийә билән хитайниң вә явропа иттипақи билән хитайниң сода саһәсидики маҗиралирини сөһбәт арқилиқ һәл қилишниң мумкин әмәсликини тонуп йетип, “явропа иттипақи хитай билән болған сода риқабитигә омумйүзлүк тәйярлиқ қилиши керәк” дегән чақириқни оттуриға қойған.
Түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, явропа иттипақи әгәр хитай аптомобиллириға қойған баҗни һәқиқий әмәлийләштүрсә, хитайму буниңға қарита өч елиш характерлик тәдбир қоллинидикән вә буниң ақивитидә икки тәрәп оттурисида һәқиқәтәнму сода уруши партлайдикән.
Дәрвәқә, явропа иттипақиниң юқири баҗ сияситигә қарши хитай һакимийити явропадин импорт қиливатқан чошқа гөши вә сүт мәһсулатлирини тәкшүрүшни башлиған. Мубада хитай һөкүмити алдимиздики күнләрдә явропа таварлириға баҗни өстүрүш яки явропа таварлирини чәкләшкә охшайдиған тәдбирләрни елан қилса, икки тәрәп оттурисидики сода уруши техиму күчийидикән.
Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәрниң қаришичә, хитайниң күнтахта вә токлуқ аптомобиллири уйғур мәҗбурий әмгикигә таянған әрзан баһадики мәһсулатлар болғанлиқи һәмдә хитай дөлити уларға толуқлима ярдәм бериватқанлиқи үчүн, явропа ширкәтлириниң улар билән риқабәтлишәлиши асанға тохтимайдикән. явропа иттипақиниң юқири баҗ сиясити болса, икки тәрәп оттурисидики риқабәтни сүркилиш дәриҗисигә көтүридикән.
Явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сода уруши партлиса, бу уйғурлар мәсилисигә қанчилик тәсир көрситиду?
Доктор әркин әкрәмниң тилға елишичә, әгәр икки тәрәп оттурисида сода уруши башланса вә бу уруш чоңқурлашса, униң тәсири ялғуз сиясий саһәгила әмәс, бәлки иҗтимаий, мәдәнийәт, кишилик һоқуқ саһәлиригә қәдәр кеңийидикән. Нәтиҗидә, уйғурларға нисбәтән өз мәнпәәтлири үчүн паал һәрикәт қилишниң яхши пурсәтлири яритилидикән.
Бәхтияр өмәрниң қаришичә, әгәр сода уруши партлиса һәмдә явропа иттипақи күчлүк қануний тәдбирләрни йолға қоялиса, буниң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләштә бәлгилик роли болуши мумкин икән.
Явропа мәтбуатлиридики көплигән хәвәрләргә асасланғанда, хитай һазирқи сиясий, иқтисадий сияситидин ваз кәчмәйдикән һәмдә явропа базарлириға қанчилик еһтияҗлиқ болушидин қәтийнәзәр, явропа иттипақиғиму йол қоймайдикән. Хитайниң русийә-украина урушида русийәни қоллаш мәйданида давамлиқ чиң туруши болса, икки тәрәп оттурисидики тоқунушни барғансери күчәйтидикән.
Германийәниң муавин баш министири вә иқтисад министири роберт һабәк хитай зияритидин кейин таратқуларға қилған сөзидә “мәнчә, биз бу риқабәткә һәқиқий рәвиштә йүзлинишимиз лазим. Бипәрвалиқ, явашлиқ, сөрәлмилик вә һурунлуқ таллаш әмәс” дегән.