Мутәхәссисләр явропа иттипақи кеңиши тәстиқлиған “мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш низами” һәққидә тохталди

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.11.22
Ғулҗа наһийәси тоқумичилиқ санаәт районидики тиккүчилик сехидин бир көрүнүш, 2023-йили 14-авғуст, ғулҗа
xjyn.gov.cn

Явропа иттипақи кеңиши (Council of The EU) 20-ноябир күни “мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш низами” (The Forced Labor Regulation) ни тәстиқлиғанлиқини елан қилди. Уларниң бу һәқтики баянатиға асасланғанда, қисқичә “FLR” дәп аталған бу низам, явропа иттипақи тәвәсидики барлиқ дөләт органлириниң мәҗбурий әмгәк билән ясалған мәһсулатлар вә запчасларниң явропа иттипақи базирида қисмән яки пүтүнләй сетилишини чәкләшни тәләп қилидикән. Бу қанун йәнә һәр қайси ширкәтләрниң тәминләш зәнҗирлиридә мәҗбурий әмгәктин пайдилинишниң алдини алидикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси хелен де ренгерв (Hélène de Rengervé) йеқинқи икки йилдин буян явропа иттипақида мәхсус мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болған ширкәтләрниң мәсулийитини сүрүштүрүш қанунлирини тәшәббус қилип келиватқан болуп, у кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң рәсмий тор бетидә явропа иттипақи кеңиши тәстиқлиған бу йеңи низамни мәхсус тонуштурған.

У мақалисидә дунядики мәҗбурий әмгәкниң зиянкәшликигә учраватқанлар һәққидә мундақ санлиқ мәлуматларни оттуриға қойған: “2022-йилдики хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң заманиви қуллуққа болған мөлчәричә, пүтүн дуня миқясида 17 милйон 300 миң адәм мәҗбурий әмгәкниң зиянкәшликигә учримақтикән. Бу сан 2016-йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта 8 пирсәнт ашқан. Униңда дейилишичә, 3 милйон 900 миң киши уйғур аптоном райони, түркмәнистан вә шимали корейә қатарлиқ дөләт вә районларда мәҗбурий әмгәкниң зиянкәшликигә учримақтикән. Ширкәтләрниң хусусий игиликтики мәҗбурий әмгәктин алған пайдиси һәр йили 63 милярд 900 милйон доллардин ашидикән.”

Хелен де ренгерв ханимниң радийомизға ейтишичә, 2020-йили явропа иттипақиниң хитай билән мәбләғ селиш келишими имзалайдиғанлиқи һәққидә муназириләр болған. явропа парламенти, әгәр явропа иттипақи уйғур районида мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш һәққидә бирәр үнүмлүк тәдбир қолланмиса, хитай билән бундақ мәбләғ селиш келишимини тәстиқлашниң мумкин болмайдиғанлиқиға қарар бәргән. Ашу қетимлиқ қарар бүгүнки “мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш низами” ниң барлиққа келишигә сәвәб болған. Мәзкур низам 2028-йилидин башлап рәсмий йолға қоюлидикән.

 явропа иттипақи тәстиқлиған “мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш низами”, америкада йүргүзүлүватқан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” вә американиң бәзи мәһсулатларға қойған таможна беҗиға азрақ охшайдикән. Хелен де ренгерв ханимниң билдүрүшичә, улар мәзкур низамни үнүмлүк йүргүзүш, йәни америка чеграсида тосулуп қалған мәһсулатларниң явропа базириға керишидин сақлиниш үчүн, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни пәрқләндүрүш, хәтәр астидики районларни ениқлаш, тәкшүрүш нәтиҗиси вә бәзи дәлил-испатларни ортақлишиш қатарлиқ темиларда америка қатарлиқ охшаш пикирдики дөләтләр билән һәмкарлашқан.

У явропа иттипақи кеңиши тәстиқлиған “мәҗбурий әмгәкниң алини елиш низами” билән америкадики “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни селиштуруп мундақ деди: “UFLPA нурғун җәһәттин техиму күчлүк. Алди билән, UFLPA гә асасән уйғур районида уйғур мәҗбурий әмгики йүз бериватқанлиқи пәрәз қилинғанлиқи үчүн, мәҗбурий әмгәкниң уйғур районида йүз бериватқанлиқи һәққидики қарашни шу йәрдики йәрлик органниң тәстиқлиши керәк әмәс. Йәнә бир тәрәптин ширкәтләр өзлири уйғур райони билән һечқандақ бағлиниши йоқлуқини испатлиши керәк. явропа иттипақиниң низамида болса, җуғрапийәлик нишан ениқ әмәс. У дуняниң һәр қандақ йеридин кәлгән һәрқандақ мәһсулатни нишан қилиду. Шундақла у мәлум бир дөләт қоллиған мәҗбурий әмгәккила хас әмәс. У шәхсий тәминләш зәнҗиридә ишләнгән мәһсулатларни вә дөләт қоллиған мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләнгән мәһсулатларни өз ичигә алиду.”

Хелен де ренгерв ханимниң ейтишичә, әгәр мәҗбурий әмгәк қиливатқан дөләт яки алақидар ширкәт һәмкарлашмиса, явропа иттипақи тәкшүргүчиләрниң қарар чиқиришиға зөрүр болған барлиқ дәлил-испатларни тәкшүрүшигә рухсәт қилидиған маддилар бар икән. У буниңға мисал қилип, явропа иттипақиниң уйғур районидики мәҗбурий әмгәк хәвпи һәққидә санлиқ мәлумат амбири қурушини тәләп қилғанлиқини тәкитләп өтти.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң муавин директори мая ваң ханим мәзкур йеңи низам һәққидә тохтилип: “бу низамниң тәстиқлиниши, уйғур районидики мәҗбурий әмгәккә берилгән җаваб болди. Бу кишилик һоқуқ паалийәтчилири үчүн зор ғәлибә” деди.

Мая ваң ханимму явропа иттипақи билән американиң бу һәқтики қанунини селиштуруп мундақ деди: “әпсус, бу қанунниң америка нусхасиға селиштурғанда, явропа иттипақиниң низами аҗизрақ. Америкадикиси уйғур райониға хас. Әгәр явропа иттипақиму шинҗаңни хәтәрлик район дәп бекитсә, бир қисим назарәт қилиш механизми қозғилиши мумкин. явропа иттипақиниң низамида шинҗаңдин кәлгән барлиқ мәһсулатларниң мәҗбурий әмгәк билән ясалғанлиқини пәрәз қилинмайду. Уларниң бу низамини аҗиз қилидиған нуқта дәл мушу. Мәйли қандақ болушидин қәтийнәзәр, бу бир чоң қәдәм. Кейинки қәдәмдә иҗра қилиш вә бу мәһсулатларни тәкшүрүш иқтидариниң күчлүк болушини үмид қилимиз. Йәнә бир муһим нуқта шуки, башқа һөкүмәтләрниңму уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елишта ойнайдиған роли мәсилисидур. Бу низамниң явропа иттипақида мақулланғанлиқини көрүш наһайити қалтис иш. Америка вә явропа иттипақи һәрикәт қиливатиду, лекин биз әнглийәдә буниңға даир бирәр низам яки қанунни көрмидуқ. Униңдин башқа австралийә вә башқа дөләтләрму уйғур районида мәҗбурий әмгәкниң ишлитишини чәкләйдиған қанунларни мақуллиши керәк.”

Хелен де ренгерв ханим дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур районидики мәҗбурий әмгәккә четилиш еһтимали болған ширкәтләрниң, уйғур районидин чекинип чиқишиниң тоғра таллаш болидиғанлиқини тәкитлиди. явропа иттипақи тәстиқлиған низамида көрситилишичә, мәзкур низам ширкәтләрниң тегишлик тиришчанлиқни көрситишини тәләп қилған. Хелен де ренгерв ханим йәнә уйғур райониға охшаш дөләт орунлаштурған мәҗбурий әмгәк системисида ширкәтләрниң мувапиқ тиришчанлиқниң болмайдиғанлиқиниму тәкитлиди:

“шуңа бу учурни қайта-қайта тәкитлишимиз керәк: дөләт мәҗбурлиған мәҗбурий әмгәк даирисидики ширкәтләрниң бирдинбир һәл қилиш чариси у райондин чекиниш.”

У йәнә буниңдин кейинки қәдәм басқучлар һәққидә тохтилип мундақ деди: “кейинки қәдәмдә бу бәлгилимә низам явропа иттипақиниң рәсмий журнилида елан қилиниду. Елан қилинған күндин башлап, мунасивәтлик орган вә ширкәтләрниң үч йиллиқ тәйярлиқ вақти болиду. Үч йилдин кейин, йәни бизниң үмидимиз, 2028-йилиниң бешида бу низам рәсмий йолға қоюлиду.”

У ахирида бу низам йолға қоюлғандин кейин, һәр қандақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири-уйғур гуруппилири вә аммиви тәшкилатлар (CSO) яки шәхсләрниң явропадики органларға “учур йоллаш” арқилиқ уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ ширкәтләр вә мәһсулатлар һәққидә әрз сунса болидиғанлиқни билдүрди. Униң ейтишичә, һәр қандақ киши “мән бу мәһсулатниң мәҗбурий әмгәк билән ясалғанлиқиға ишинимән” дәп әрз-шикайәт сунса, мәсул органлар мәлуматларни тәкшүрүп, дәлил-испатларни топлап, байқашлириға асасән мәзкур мәһсулатни бир тәрәп қилидикән. Мушуниңға охшаш тәкшүрүшләр давам қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.