Явропа әллиридики уйғур җамаәтлири норуз мунасивити билән түрлүк мәзмунларда паалийәтләр өткүзди
2023.03.20
Германийә, шиветсарийә, голландийә қатарлиқ явропа дөләтлиридики уйғур җамаәтлири норуз байрими һарписида һәр хил мәзмунда паалийәтләр өткүзгән.
19-Март германийәниң карлисрухе шәһиридә “етиқад әркинлики күни” мунасивити билән көлими бирқәдәр чоң болған йәрмәнкә паалийити өткүзүлгән. Бу паалийәтни д у қ, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә карлсрухе шәһиридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирликтә уюштурған.
Германийәниң карлсрухе шәһиридә яшайдиған әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүришичә, шәһәрлик һөкүмәт хадимлири вә көп сандики кишилик һоқуқ актиплири қатнашқан бу паалийәттә етиқад әркинлики дәхли-тәрүзгә учриған, дуняниң һәрқайси җайлиридин келип германийәдә яшаватқан милләтләрниң вәкиллири сөз қилған. Шу қатарда әнвәр әһмәтму уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи тәрипидин һазирланған “шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан динсизлаштүрүш сиясити” дегән темида нутуқ сөзләп, шәрқий түркистандики миңлиған мәсчитләрниң чеқип ташланғанлиқи вә хитайниң динсизлаштуруш бесими астида етиқад әркинлики еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқан уйғурларниң паҗиәсини оттуриға қойған.
Әнвәр әһмәтниң баян қилишичә, бу паалийәткә башқа милләтләрниң вәкиллириму қатнашқан болсиму, асаслиқ муһим тема уйғурлар мәсилисигә мәркәзләшкән. Йәрмәнкигә уйғурларға мунасивәтлик көплигән рәсимләр вә сәнәт боюмлири қоюлуп, йәрлик аһалиларниң диққитини җәлп қилған. Бу йәрмәнкә паалийити 19-марттин 2-априлға қәдәр давам қилидикән.
19-Март күни шиветсарийәдики уйғурларму норуз байрими мунасивити билән бир сорунға җәм болуп, норузни қутлуқлиған һәмдә мушу пурсәттин пайдилинип “шиветсарийә уйғур җәмийити” тәшкилатиниң рәһбәрлик сайлимини өткүзгән. Демократик усулда өткүзүлгән бу сайламда уйғур зиялиси ризванай илһам мәзкур тәшкилатниң рәисликигә, һәбибулла изчи муавин рәисликкә, андили қараханли баш мәслиһәтчиликкә сайланған. Бу мунасивәт билән бүгүн, йәни 20-март зияритимизни қобул қилған һәбибулла изчи бу сайлам һәққидә бизни мәлуматлар билән тәминләп, йеңи рәһбәрлик һәйитиниң шиветсарийәдики уйғурларниң ана тилини қоғдап қелиш мәсилиси үстидә җиддий музакириләрдә болғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болғинидәк, б д т ниң баш шитаби шиветсарийәниң җәнвә шәһиригә җайлашқан болғачқа, шиветсарийәдики уйғурлар узун йиллардин буян дуняниң һәрқайси җайлиридин келип җәнвәдә паалийәт елип барған уйғурларға йеқиндин ярдәмдә болуш һәмдә көплигән паалийәтләрниң саһипханлиқини үстигә елишта зор рол ойнап кәлгәниди.
19-Март күни йәнә германийәниң мюнхен шәһридә норузлуқ сәнәт паалийити өткүзүлди. Шу күни голландийәдики уйғурларму “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң уюштуруши билән “тәһдит астидики мәвҗудлиқимиз” дегән темида йиғилиш өткүзгән.