Явропа дөләтлири шиветсийәни үлгә елип, уйғурларға сиясий панаһлиқ беришкә чақирилди

Мухбиримиз әркин
2019.03.26
shiwetsiye-uyghur-panahliq.jpg Шиветсийәдә панаһлиқ тилигән барлиқ уйғурларға бирдәк сиясий панаһлиқ салаһийити беришни қарар қилғанлиқ тоғрисидики хәвәрдин сүрәткә елинған. 2019-Йили 17-март.
inbeijing.se

Шамил абликимниң шиветсийәдә яшап келиватқиниға топ-тоғра 11 йил болди. У, 2015‏-йилдин буян изчил юртиға қайтуруветилиш әндишисидә яшап келиватқан иди. Униң сиясий панаһлиқ илтимаси 2015‏-йили ахирқи қетим шиветсийә көчмәнләр даирилири тәрипидин рәт қилинип, сиясий илтиҗачилар бәһримән болушқа тегишлик турмуш параванлиқ ярдимидин мәһрум қалған, шуниңдәк шиветсийәдин чиқип кетиши тәләп қилинған иди. Лекин шиветсийә көчмәнләр идарисиниң йеқинда чиқарған уйғурлар һәққидики қарари униңда өзиниң сиясий панаһлиқ илтимасиға қарита йеңи үмид пәйда қилди. Алди билән шиветсийә көчмәнләр идарисиниң өткән йили сентәбирдә уйғурларни хитайға қайтурушни тохтитиши билән униң илтимасини қайта көрүп чиқиш зөрүрийити туғулған. Арқидинла бу йил 3‏-айниң оттурилирида шиветсийә көчмәнләр идариси шиветсийәдә панаһлиқ тилигән барлиқ уйғурларға бирдәк сиясий панаһлиқ салаһийити беришни қарар қилған.

Шиветсийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, шиветсийә көчмәнләр идариси юқириқи қарарни чиқиришта аммиви тәшкилатлар, тәтқиқатчилар, журналистлар вә уйғурлар билән сөһбәт елип берип, уйғурларниң вәзийитигә һәққидә бир доклат тәйярлиған. Көчмәнләр идариси юқириқи доклатқа асасән бу йил 25‏-январ күни ички қисимда бир “қануний һөҗҗәт” чүшүргән. Көчмәнләр идарисиниң қануни ишлар директори фредерик бейҗирниң намида чүшүрүлгән бу “һөҗҗәттә”, уйғурларға бирдәк сиясий панаһлиқ салаһийити берип, уларни қоғдаш тәләп қилинған.

Бу қарарниң шамил абликимда өзиниң сиясий панаһлиқ илтимасиға қарита зор үмид пәйда қилғанлиқи мәлум. У 26‏-март күни зияритимизни қобул қилип, көчмәнләр идарисиниң 20‏-март күни өзи билән сөһбәт өткүзгәнлики, нөвәттә уларниң җавабини кетиватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “20‏-чесла сөһбәт өткүзгән, соалларни сориди, җаваб бәрдим. Сөһбәттин кейин чиқип кәттим, 2 саәт өтмәстин маңа адвокат телефон урупту, мундақ дәп, әгәр халисаң көчмәнләр идариси саңа саяһәт қәғизини шуни бериши мумкин, деди. Мән қачан? десәм, сән сақлап тур, көчмәнләр идарисидики мәсул хадимға телефон қилип сорап бақай, деди. Қайси күни беридиған болса, мән саңа телефон қилимән, сән берип әкелисән, деди. Мән мақул, дедим. Лекин һазирғичә телефони кәлмәйватиду”.

Көчмәнләр идариси башқа уйғурларни чақиртип, уларға дәрһал туруш салаһийәт картиси бериши шамил абликимни үмидләндүргән. Бурун сиясий панаһлиқ илтимаси рәт қилинип, йеқинда иқамәткә, йәни туруш салаһийитигә еришкән әнә шундақ уйғурларниң бири абдуқадир ясин вә униң аилисидур. Шиветсийә көчмәнләр идариси 2018‏-йили 9‏-айда абдуқадир, униң аяли вә икки баласиниң сиясий панаһлиқ илтимасини рәт қилип, униң хитайға қайтип кетишини тәләп қилған. Көчмәнләр идарисиниң бу қарари әйни чағда таратқуларниң диққитини қозғап, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидлишигә учриған иди. Лекин һазир абдуқадирниң вәзийитидә тез өзгириш болди. Йеқинда у вә униң аяли билән икки балисиға шиветсийәдә туруш картиси берилгән.

У, 26‏-март күни зияритимизни қобул қилип, икки һәптә аввал туруш картисини рәсмий алғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “бу сиясәт чиқип шундақ яхши болди бизгә, хатирҗәм болдуқ. Биз келип нәччә айғичә хәвәр күттуқ. Хәвәр күтүп 1‏-айниң оттурилирида көчмәнләр дарисиға бардим. Шу вақитта адвокатлар материялларни йиғип көчмәнләр идарисигә бәрди. Берип сөһбәт өткүзди. Андин рухсәт қилдуқ, дегән хәт кәлди. Мән сөһбәт өткүзгәндин кейин юқири қарарлар чиқти. Андин кейин иқамитимизни бәрди. . . . . . . . . . Биз җавабни сақлап картимизни йеқинда алдуқ. Техи икки һәптидәк болди”

Шиветсийәдики адвокатларниң билдүрүшичә, көчмәнләр идарисиниң уйғурлар һәққидики қарари уйғур аптоном районидики уйғур вә башқа йәрлик милләтләр билән чәклинидикән. Шиветсийәлик адвокат мариа көлбавм 26‏-март зияритимизни қобул қилип, бу қарарниң башқа дөләт тәвәликидики уйғурларни өз ичигә алмайдиғанлиқи, уларниң сиясий панаһлиқ илтимаси уларниң конкрет әһвалиға қарап бир тәрәп қилинидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: “бу башқа асия дөләтлиридики уйғурларни өз ичигә алмайду. Әгәр өзбекистанлиқ яки қазақистанлиқ уйғур болсиңиз пәрқлиқ муамилә қилиниду. Бундақ уйғурларниң илтимаси уларниң конкрет кәчүрмишигә қарап бир тәрәп қилиниду. Мәсилән, сиз өзбекистанлиқ болсиңиз сиз уйғур болғанлиқиңиз үчүн өзбек һөкүмитиниң начар муамилисигә учриғанлиқиңизни испатлишиңиз керәк. Шуниңдила сиз мусапир муамилисигә еришисиз. Бу җәһәттә улар хитайдин кәлгән уйғурлардин пәрқлиниду. Биздә хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси уларға б д т низамнамиси бойичә мусапирлиқ салаһийити берилиши керәкликини испатлайдиған нурғун дәлил бар”.

Униң илгири сүрүшичә, шиветсийәниң уйғур аптоном районидин кәлгән уйғур вә башқа йәрлик милләтләргә панаһлиқ беришиниң бирдин бир шәрти уларниң һечқандақ террорлуқ һәрикәткә қатнашмиған болуши керәк икән. У мундақ деди: “улар әгәр сиз уйғур болсиңиз яки районда яшайдиған татар қатарлиқ башқа бирқанчә йәрлик милләтләрдин болған болсиңиз, шуниңдәк һечқандақ террорлуқ һәрикәткә иштирак қилмиған болсиңиз сизни мусапир, дәп қарашни қарар қилди. Районда яшайдиған бирқанчә аз санлиқ милләтләргә уйғурлардәк муамилә қилиниду. Лекин бу һәммә уйғурни өз ичигә алмайду. Бу пәқәт хитай гираждани болуп, өзиниң земинлирида хитайниң қопал муамилисигә учраватқан милләтләргә қаритилған”.

Шиветсийә көчмәнләр идарисиниң юқириқи қарари явропадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң алқишиға еришип, башқа дөләтләрниң шиветсийәни үлгә қилишини тәләп қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати шиветсийә шөбисиниң қанун мәслиһәтчиси мәдлем сәйдлетс, явропадики башқа дөләтләрниң шиветсийәгә охшаш уйғурларға сиясий панаһлиқ бериши зөрүрлүкини билдүрди. У мундақ дәйду: “шу нәрсә наһайити ениқки, әгәр уйғурлар хитайға қайтурулса наһайити еғир җазалашқа учраш хәвпигә дуч келиду. Бу нуқтини нәзәрдә тутқанда биз б д т ниң 1951‏-йили мақулланған мусапирлар әһдинамиси вә башқа хәлқара қанунларни асас қилип, уларни қоғдашқа капаләтлик қилишимиз керәк. Шуңа, явропадики барлиқ дөләтләр, шуниңдәк башқа дөләтләрниңму уйғурларға сиясий панаһлиқ салаһийити бериши зөрүр”.

Шиветсийә таратқулириниң хәвәрлиридә ашкарилинишичә, шиветсийә көчмәнләр идарисиниң 25‏-январ тарқатқан 5 бәтлик уйғурлар һәққидики һөҗҗитидә, хитайниң уйғур районида ислам етиқадини пүтүнләй чәклигәнлики әскәртилип: “шинҗаңда яшайдиған уйғур вә башқа мусулман түркий аз санлиқ милләтләр халиғанчә тутқун қилиниш, қануни рәсмийәтсиз җазалиниш, шуниңдәк қайта тәрбийәләш лагерлириға қамилиш хәвпигә дуч кәлмәктә” дейилгән. Америка һөкүмитиниң илгири сүрүшичә, нөвәттә 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур вә башқа милләтләр “қайта-тәрбийәләш” намидики йиғивелиш лагерлирида тутуп турулмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.