Әнглийәдики йәһудийлар җамаити уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ муһакимә йиғини өткүзгән
2021.07.14
Уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа қарши турушта муһим рол ойнап келиватқан йәһудийлар җамаити әнглийәдики йәһудий дини ибадәтханилири вә рабийларниң тәшәббуси билән йеқинда “азаб-күлпәттин һәрикәткә өтүш: уйғурларға ярдәм қилиш” темисида чоң типтики муһакимә йиғини өткүзгән.
Бу муһакимә йиғинға риясәтчилик қилған рабий җол кенисберг, йиғинниң ечилиш мәқситини очуқ баян қилип, уйғурлар мәсилисиниң йәһудийлар мәсилиси болупла қалмастин, инсанийәт мәсилиси икәнликини, уйғурларниң һәқиқәтән ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини ейтип өткәндин кейин: “биз буниңға сүкүт қилсақ болмайду, биз буниң үчүн сөзләп турушимиз, варқирап-товлап турушимиз, буниң биләнла қалмай һәрикәткә өтүшимиз керәк” дегән.
Үч саәткә йеқин давамлашқан бу йиғинда үч басқуч бойичә муһакимә елип берилған болуп, биринчи басқучта диний рәһбәрләр, йәни рабийлар, имамлар вә поплар, иккинчи басқучта сиясий рәһбәрләр, үчинчи басқучта аммиви тәшкилат рәһбәрлири вә паалийәтчиләр пикир баян қилип, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ елип кәлгән азаб-күлпәт вә буни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүш, барлиқ имканийәт вә тәдбирләрни ишқа селиш һәққидә әтраплиқ муһакимә елип барған.
Диний рәһбәрләр қисмидики муһакимидә, еғир йоқитишқа учраватқан уйғур мусулманлири вә башқа мусулман хәлққә ярдәм қилишниң диний мәҗбурийәт вә әхлақий мәҗбурийәт икәнлики тәкитләнгән. Рәис рабий йиғинниң ечилиш нутқида, инҗилдики “мисирдин чиқиш” һекайисини тилға елип, муса әләйһиссаламниң адаләтни қоғдаш йолида пидакарлиқ көрсәткән қәһриман, өз қовмини залим падишаһ пирәвинниң зулумидин қутулдурған йолбашчи икәнликини мисал кәлтүрүп, бүгүнки йәһудийларниңму муса әләйһиссаламға әгишип, һәқ-адаләтни қоғдиши вә уйғурлардәк зулумға учриған милләтләргә ярдәм бериши керәкликини алаһидә тәкитләп мундақ дегән: “биз муһтаҗларға яхшилиқ қилишқа көңүл бөлимиз. Бүгүн хитайда яшаватқан көплигән уйғурлар һәқиқәтән ярдәмгә моһтаҗ. Өтмүштә биз қорқунчлуқ кәчмишләрни баштин кәчүргәнликимиз үчүн, хәтәрлик әһвалда қалған кишиләрниң еһтияҗиға бәк диққәт қилимиз. Шуңа биз муса пәйғәмбәргә охшаш орнимиздин дәст турушимиз керәк. Шундила биз барлиқ имканийитимиз билән уларға ярдәм қилалаймиз. Мән бу йиғинниң темисини яхши көрдүм, биз бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң азабини һес қилиш биләнла қалмай, (буни тохтитиш үчүн) чоқум һәрикәт қилишимиз керәк”.
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмуд ханим бу йиғинда хитайниң зулумиға учриған уйғурлардин бири болуш сүпити билән, өзи вә аилиси дуч кәлгән күлпәтләрни қисқичә аңлатқандин кейин, лондон уйғур сотида шаһит болған ишларни баян қилип мундақ дегән: “мән йеқинда 6-айниң 4-күнидин 7-күнигичә ечилған уйғур сотида тәрҗиманлиқ қилдим, гуваһчилар тәминлигән испатлар толиму ечинишлиқ. Хитайниң өзиниң һөҗҗәтлиридин ашкариланған учурлардин қариғандиму, пакит шунчилик ениқ. Хитайниң мәқсити уйғурларниң йилтизини қурутуш, уларниң өзара алақисини үзүветиш, әҗдад-әвлад мунасивитини айриветиш. Мән тәрҗимә қилип хәлқара сот үчүн тәйярлиған қорқунчлуқ испатлар шуни көрсәттики, юртимиздики диний зиянкәшлик әң юқири пәллигә чиққан; мәлум бир тәтқиқатчи бәргән һөҗҗәттә көрситилишичә, уйғурлар хитай үчүн тәһдит, ислам болса вирус вә роһий кесәллик дәп қаралған. Илгири лагерда ишлигән бир сақчиниң бәргән испатиға қариғанда, уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин һеч сәвәбсизла “террорчи” дәп қаралғачқа тутулған”.
Рәһимә мәһмуд ханим бу йиғинда ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа чақириқ қилишниң муһим орунға қоюлғанлиқидин толиму мәмнун болғанлиқини билдүргәндин кейин, өзиниң тәклиплирини оттуриға қоюп мундақ дегән: “мән бүгүн көпчиликни төвәндики үч ишни қилишқа чақиримән: биринчиси, парламент әзалириға хәт йезип, келәр һәптә пәйшәнбә күни өткүзүлидиған дипломатик байқут қилишқа аваз беришини тәләп қилиңлар; иккинчиси, иҗтимаий таратқуларда бизгә әгишип, паалийәтлиримизгә қетилиңлар; үчинчиси, мәҗбурий әмгәктин кәлгән мәһсулатни сетивелиштин сақлиниңлар”.
Бу йиғинда әнглийәдики даңлиқ бир мәсчитниң имами қари ясин дунядики самави динларниң зулумға, залимға сүкүт қилмайдиғанлиқини, җәмийәттики адаләтсизлик вә зораванлиқ билән күрәш қилишниң пәйғәмбәрләрниң пешваси ибраһим әләйһиссаламдин тартип муса әләйһиссалам, әйса әләйһиссалам вә муһәммәд әләйһиссаламниң әлчилик вәзиписи, шундақла пәйғәмбәрлик әнәниси болуп кәлгәнликини, инсанларниң бу пәйғәмбәрләргә әгишиши керәкликини тәкитлигән. У қуран кәриминиң 4-сүрә, 135-айитини нәқил кәлтүрүп мундақ дегән: “аллаһ таала ˃у муминләр, худалиқ үчүн гуваһлиқ бериштә өзүңларниң яки ата-анаңларниң яки туғқанлириңларниң зийиниға (гуваһлиқ беришкә) тоғра кәлгән тәқдирдиму адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар, (гуваһлиқ берилгүчи) киши бай болсун яки пеқир болсун, һаман адил гуваһ болуңлар, нәпси хаһишиңларға әгишип һәқиқәттин бурулуп кәтмәңлар˂” дәйду, бу йәрдә бизгә наһайити муһим бир тәлимат берилгән, у болсиму шәхсийитимиз вә иқтисадий мәнпәәтимизгә уйғун кәлмигән тәқдирдиму, һәқиқәтни сөзлишимиз керәк. Бизниң охшаш нуқтимиз, ортақ қиммәт қаришимиз бизниң пәрқимиздин һалқип кетиду. Башқа диний җамаәтләрниң, болупму йәһудий җамаитиниң ярдими вә қоллишиға еришиш мусулманларни хурсән қилиду. Чүнки етиқадимиз вә кәчмишимизниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, әң муһим болғини мушундақ пәйттә биз бирликтә күрәш қилишимиз керәк”.
Йиғинда әнглийә йәһудий вәкиллири комитетиниң сабиқ рәиси һенри грунвалд түркийәдики уйғурларға инсанпәрвәрлик ярдими бериш вә чәт әлдики уйғурларни панаһлиққа елишниң муһим вәзипә икәнликини оттуриға қойған. Рабий доктор майкол һаррис уйғурларға ярдәм бериш үчүн қизғинлиқ вә изчиллиқ керәкликини тәкитлигән.
Сиясий рәһбәрләр қисмидики муһакимидә, әнглийә парламент әзаси данкин симет хитайдики ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн хитайға қарши хәлқара парламент әзалири бирликиниң ролини күчәйтиш керәкликини тәкитлигән; бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң аяллар ишлириға мәсул сабиқ әлчиси кенний ханим хитайға үнүмлүк җаза йүргүзүш үчүн хәлқараниң бирликтә пилан түзүши керәклики, барлиқ иҗтимаий таратқуларда хитайға қарши тәшвиқатни давамлиқ күчәйтиш керәкликини билдүргән. Йәһудий вәкиллири комитетиниң рәиси марийә вандирзил ханим һәр қайси дөләтләрниң хитайда йүз бериватқан ишларни ирқий қирғинчилиқ дәп тонушиниң муһимлиқини тәкитлигән вә исраилийәниң буни тонуған 41-дөләт болғанлиқини тәбрикләйдиғанлиқини ейтқан. Хитайниң өз җинайитини ақлаш үчүн олимпик мусабиқиси өткүзмәкчи болғанлиқини, әнглийә һөкүмитини бу мусабиқигә қатнашмаслиққа чақириватқанлиқини билдүргән.
Аммиви тәшкилатлар вә паалийәтчиләр қисмидики муһакимидә калверит тәтқиқат гурупписиниң муавин башлиқи бенет фримән, рени касин йәһудий тәшкилатиниң башлиқи мия ханим, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши паалийәтчиси луйиса грев ханим, йәһудий оқуғучилар уюшмисиниң башлиқи нина қатарлиқлар өз тәҗрибилирини баян қилған һәмдә уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн немиләрни қилиш керәклики һәққидә көз қарашлирини оттуриға қойған.