Йәһудийлар вә уйғурлар: тәқдирдаш қовмниң тәкрарлиниватқан қисмәтлири (2)

Мухбиримиз әзиз
2019.08.19
Ellen_J._Kennedy.jpg Қанун пәнлири профессори әллин кеннедй ханим.
wikipedia.org

Уйғур дияридики лагерлар мәсилиси дуняниң диққитидә болуп келиватқанда униң әйни вақиттики “йәһудийлар қирғинчилиқи” башлинишниң алдидики бәзи рошән алаһидиликләргә игә болуватқанлиқи бир қисим кишиләрни ойландуруп келиватқанлиқи мәлум. Миннесота штатидики мешил хамлин қанун институтиниң профессори еллен кеннедий әнә шу хил мутәхәссисләрниң бири. У бу җәһәттә диққәт қилған бир нуқта һөкүмран орундики диктатор һакимийәт зор күч билән тәшвиқ қилидиған “есиллиқ” нәзәрийәсидур.

Сөһбитимиз җәрянида биз әйни вақитта натсистлар германийәси “ариянлар алий ирқ” дегән нәзәрийәни тәшвиқ қилғанлиқини, нөвәттә болса хитай һөкүмитиниң тохтимастин уйғурларниң қандақ қалақ вә роһий җәһәттин “кесәлликкә гириптар болған” бир хәлқ икәнликини, шуңа уларниң аталмиш “илғар мәдәнийәткә игә хитай миллитиниң тили вә башқа мәдәнийәт шәкиллирини өгиниши лазим” дәп қариливатқанлиқини ейтқинимизда у буниң толиму қорқунчлуқ бир һадисиниң башлиниши икәнликини тәкитлиди:

“мениңчә, бу хилдики алий ирқ нәзәрийәсини дәл қирғинчилиқниң ядроси, десәк болиду. Буни сабиқ йүгүславийә һалак болуш мәзгилидә сербийәдики боснийә мусулманлириға қаритилған муамилә яки ривандадики тутсиларға қаритилған позитсийәләрдинму ениқ көрәләймиз. Буниңда мәлум бир етник түркүмгә тәвә кишиләр һәр вақит өзлириниң йәнә бир етник түркүмдики кишиләрдин есил икәнликини, әмма ашундақ төвән нәсәблик бир миллий түркүмниң тәвәликидә һесабсиз байлиқ болушиға қаримай бу кишиләрниң һөкүмран тәбиқә хәлқидәк тәрәққий қилмиғанлиқи, әксичә бәкму қалақ һалда қалғанлиқини ағзидин чүшүрмәйду. Әмди биз диққитимизни уйғурларға, йәһудийларға, боснийәдики мусулманларға яки тутсийларға қаритидиған болсақ уларниң һәрқачан дәл ашундақ муамилигә дуч келиватқанлиқини, бу хәлқләрниң һәрқачан барлиқ кашилиларниң мәнбәси сүпитидә қариливатқанлиқини, йәнә келип һөкүмран орундики хәлқниң ашу аталмиш ‛қалақ‚ дәп қариливатқан хәлқ түркүмини һәр даим ‛тәһдит‚ дәп қарап келиватқанлиқини көримиз. Дәл мушу сәвәбтин һөкүмран хәлқ бу ‛тәһдит‚ тин халас болуш үчүн алди билән бу ‛қалақ‚ хәлқниң байлиқини тошуп кетиду, шуниң билән биргә бу ‛тәһдит‚ ни йоқ қиливетиш үчүн барлиқ чариларни ишқа салиду. Тарихта бундақ ишла қайта-қайтилап йүз бәргән. Бу һадисиләр америка индиянлириниң бешидин өткән, һазир уйғурларниң бешиға келиватқан паҗиәләрниңму һәрикәтләндүргүч күчи дәл мушу қараштур.”

Ню-йорк шәһиридики “балиларни йөткәш җәмийити” ниң рәиси мелесса хәккер ханим болса иккинчи дуня уруши мәзгилидики “йәһудийлар қирғинчилиқи” да көрүлгән йәнә бир паҗиәлик реаллиқниң һәрқачан ташқи дунядики кишиләрниң бу хил балайиапәт һәққидики хәвәрләрдин гуманлиниши яки униңға пәқәтла ишәнмәслики икәнликини көрситиду. Униң пикричә, бундақ әһвалда ташқи дунядики шараити яр бәргәнла шәхс қолидин немә кәлсә шуни қилиш әң ақиланилик һесаблинидикән.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “җаза лагеридин қечип чиққан кишиләр ашу маканларда болуватқан ишлар һәққидики хәвәрләрни америкиға вә әнглийәгә елип кәлгәндә кишиләр уларниң гәплиригә ишәнмигән. Инсан тәбиитидики бир түрлүк һадисә әнә шундақ болиду: кишиләр өз тәсәввуриға сиғмиған ишларға ишәнмәйду. Шуңа бу мәсилидә җәзмән бир әмәлий һәрикәт қоллиниш зөрүр. Буниңда кишиләрни қандақ қилип қолму-қол өз һөкүмәтлиригә бу һадисиләр һәққидә шикайәт суналайдиған яки тинч шәкилдә бу хил зораванлиққа қарши намайиш қилип, дуняни иҗабий йосунда өзгәртәләйдиған қилип чиқишта бу хилдики әмәлий һәрикәтниң роли бәкму чоң болиду. Биз инсан болуш сүпитимиз билән иҗабий тәрәпкә қарап қәдәм алмисақ илкимиздә һечқанчә көп имкан қалмайду.”

Профессор еллен кеннедий ханимму бу һәқтә сөз болғанда қирғинчилиқни иҗра қилғучи һакимийәтниң һәр вақит өз қилмишини йошуруш үчүн түрлүк чариләрни қоллинидиғанлиқини тәкитләп өтти. Униң пикричә, дәл мушу хил көз боямчилиқ сәвәбидин ташқи дуня һәрқачан ғәпләт басқан һалда зор көләмлик паҗиәниң оттуриға чиқишиға пәрвасиз муамилидә болидикән:

“натсистлар германийәси өз вақтида чех җумһурийитиниң прага шәһиридә мушу хилдики лагерларни тәсис қилған. Бу лагерларға йәһудийлар қамалған. Бу лагерлар тәшвиқат мәқситидә қурулған болғачқа униң ташқи көрүнүши наһайити көркәм қилип лайиһиләнгән. Бу җайға қамалған йәһудийларниң турмуш шараити наһайити яхши орунлаштурулған. Буларниң һәммиси пәқәт ташқи көрүнүштики һадисиләрдур. Һалбуки, булар маһийәттә йәһудийларни йоқитиш үчүн тәсис қилинған әслиһәләр болуп, ташқи дуняни хатирҗәм қилишни көзлигән. Әмма бу лагерларниң арқиға йошурунған қәбиһ реаллиқ һәққидә наһайити сәгәклик билән әстә сақлишимизға тоғра келидиған ишларниң бири шуки, һәрқандақ йәһудий яки уйғур мушу хилдики әслиһәләргә қамалғанда толиму мудһиш болған һадисиләр дәл мушундақ көркәм маканда аллиқачан башлинип болған болиду. Шуңа биз ташқи дуняға бу җайларниң хушал-хурамлиққа толған оюн мәйдани әмәсликини, бу җайлардики кишиләрниң өз ихтиярлиқи билән кәлмигәнликини, бу әслиһәләр һәққидә һөкүмәтниң ейтқанлириға қәтий ишәнмәслик лазимлиқини билдүрүшимиз лазим.”

Мелесса ханимниң пикричә, бу хил қирғинчилиқниң бир дәһшити шуниңдики, униңда һуҗум нишани қилинған хәлқниң һечқандақ таллаш имкани болған әмәс. Йәнә келип, бу хәлқниң пүткүл әзаси бирдәк дүшмән, дәп қарилиду. Шуңа бундақ қирғинчилиқта бовай-момайлар йешидики мойсипитлар билән ағзидин ана сүти пурап турған сәбийләрниң һечқандақ пәрқи болмайду:

“тәшкиллик қирғинчилиқта яш-қерилар пәрқи мәвҗут болмайду. Мәлум етник түркүмгә тәвә кишиләр ‛дүшмән‚ дәп бекитилгәндин кейин қирғинчилиқ һәққидики қарар чиқирилғанда мәйли һөкүмәт яки һәрбийләрниң нәзиридә болсун, ашу милләт түркүмигә мәнсуп барлиқ кишиләр бирдәк дүшмән санилиду. Һечкимму буниңдин мустәсна қалмайду, йәни һәммила киши ашундақ һуҗум нишаниға айлиниду. Бу хилдики қариғуларчә өчмәнликтә ашу милләтниң һәммила әзаси дүшмән һесаблиниду.”

Сөһбәтниң ахирида биз қирғинчилиқниң мушундақ дәһшәтлик вә паҗиәлик ақивәтләрни елип келишигә шаһит болған дуня ашу хилдики паҗиәләр тоғрисида тарих бәтлиригә йезилған қурлардин қандақ савақларни елиши мумкин, дәп сориғинимизда мелисса ханим буниңда адаләтниң яқлиниши һәмдә шәхсләрниң тиришчанлиқи зор әһмийәт игә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди:

“йәһудийлар қирғинчилиқидин алидиған савақлиримиз тоғрилиқ сорисиңиз шуни дийәләймәнки, шәхсләрниң буниңға қарши вуҗудқа кәлтүргән һәрикәтлири зор үнүмләргә сәвәбчи болған. Чүнки бу вақитта техи дуня уруши башланмиған мәзгил иди. Әнә шундақ әһвалда бир қисим шәхсләр британийә һөкүмитигә қатрап, болуватқан кризис һәққидә мәлумат бәрмигән һәмдә уларни буниңға қарши бирәр һәрикәт қоллинишқа үндимигән болса, йәнә ашу шәхсләр биваситә һәрикәткә өтүп балиларни қутқузушқа атланмиған болса бунчә көп һаятлиқ ашу қабаһәттин сақлинип қалмиған болатти. Һазир қарайдиған болсақ хитайдики уйғурларниң әһвали дәл мушуниңға охшайдиған вәзийәткә дуч келиватиду. Шундақ болғаникән, дуняни бу ишлардин техиму яхши хәвәрдар қилиш үчүн биз җәзмән әмәлий һәрикәттә болушимиз зөрүр. Йәнә бир савақ болса биз алдинқи қетимға охшаш қирғинчилиқ башланған ахирқи минутларғичә күтүп турсақ болмайду. Һазир кишиләрниң ғайәт зор санда ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚ намидики лагерларға әвәтилиши давам қиливатқан әһвалда өзимизни йәр шариниң пуқралири һәмдә етиқадлиқ инсанлар дәп санаватқан биз буниңға қарита ‛бу немә үчүн шундақ болиду?‚ вә ‛буниң ақивити немә болиду?‚ дәп соал қоюшимиз, адаләт мәйли биздин қанчилик йирақта болсиму, буниңға көз юмувалмаслиқимиз лазим.”

Мәлум болушичә, уйғур дияридики “тәрбийәләш мәркизи” намида көпләп ечилған лагерларниң һазирқи әһвали һәмдә бундин кейинки тәрәққияти һәққидә көплигән мулаһизиләр оттуриға чиқиватқан болуп, көз қараш җәһәттики пәрқләрниң болушиға қаримастин һәммила тәрәп “дуняниң толиму сәгәк болидиған пәйти йетип кәлмәктә” дәп қаримақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.