Калифорнийәдә “роһинга вә уйғур киризисиға тақабил туруш бойичә йәһудий вә мусулманлар һәмкарлиқи” йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз меһрибан
2019.10.31
erkin-sidiq-nornisa.jpg Америка аләм қатниши идарисиниң инженери доктор әркин сидиқ әпәнди вә “лос-анжелис америка-уйғур бирләшмиси” идарә һәйитиниң әзаси нурниса қурбан ханим йиғинға кириш алдида. 2019-Йили 27-өктәбир, лос анжелис.
RFA/Méhriban

Игилишимизчә, 27-өктәбир күни лос-анжелистики “җәнубий калифорнийә ислам мәркизи” дә “роһинга вә уйғур кризисиға тақабил туруш бойичә йәһудий вә мусулманлар һәмкарлиқи” темисидики йиғин өткүзүлгән. Бу йиғин калифорнийәдики “йәһудийларниң дуняни көзитиш җәмийити” ниң директори ән стримов дурбин ханимниң риясәтчиликидә ечилған. Йиғилишқа шу йәрдики йәһудийлар, уйғурлар вә роһинга мусулманлиридин болуп, 100 дин артуқ адәм қатнашқан. Йиғин бир саәттин артуқ давам қилған.

Йиғинға калифорнийәдики уйғурлардин америка аләм қатниши идарисиниң инженери доктор әркин сидиқ әпәнди вә “лос-анжелис америка-уйғур бирләшмиси” идарә һәйитиниң әзаси нурниса қурбан ханим қатарлиқлар мәхсус уйғурлар вәзийити һәққидә доклат беришкә тәклип қилинған.

Доктор әркин сидиқ әпәнди билән нурниса қурбан ханим радийомиз зияритини қобул қилип, йиғин һәққидә мәлумат бәрди.

Доктор әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, у йиғинда нөвәттики уйғурлар вәзийитини аңлатқан. Нурниса қурбан ханим уйғурларға вакалитән “йәһудийларниң дуняни көзитиш тәшкилати” дин күтидиған үмиди вә тәләпләрни оттуриға қойған.

Зияритимиз җәрянида нурниса қурбан ханим йәнә мәзкур йиғинда өзиниң оттуриға қойған пикирлирини баян қилип өтти.

Нурниса қурбан шу күндики йиғилишта уйғурлар вәзийити асасий муназирә темиси болғанлиқини билдүрүп, көплигән йиғин қатнашқучилириниң өзидин “немә үчүн коммунист хитай һөкүмити уйғурларни йоқатмақчи болиду? биз силәргә немә қилип берәләймиз?” дегәндәк соаллар сориғанлиқини илгири сүрди. У өзи вә әркин сидиқ әпәнди иккийлән улардин уйғурлар үчүн бундақ мунбәрләрни көпрәк һазирлап бериш, уйғур мәсилисини техиму көп кишиләргә аңлитиш, “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһә” синиң америка һөкүмити тәрипидин тезрәк тәстиқлинишиға йеқиндин ярдәмдә болушни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Нурниса қурбан ханимниң билдүрүшичә, “лос-анжелис америка-уйғур бирләшмиси” ниң лос анжелистики “йәһудийлар дуняни көзитиш җәмийити” билән болған һәмкарлиқи 2019-йили 3-айда башланған икән. Улар бу җәрянда мәзкур җәмийәтниң ярдимидә калифорнийәдики 53 нәпәр авам палата әзасини тизимлап чиқип, улар билән айрим-айрим көрүшкән. Улар өзлири көрүшкән авам палата әзалирини “уйғур қанун лайиһәси” ни қоллап аваз беришкә чақириқи қилған. Ундин башқа бу йил 9-айниң 6-күни икки тәшкилат бирликтә лос-анжилестики шитатлиқ һөкүмәт бинаси алдида хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға қарши бирләшмә наразилиқ намайиши өткүзгән.

Нурниса қурбан ханим зияритимиз давамида йәнә бундин кейинки паалийәт пиланлар һәққидиму тохтилип өтти.

Униң билдүрүшичә, 2019-йили 11-ай ичидә йәнә бу икки тәшкилат бирликтә бирнәччә паалийәтни һәмкарлишип бирликтә өткүзүшни пиланлиған икән. Улар калифорнийәдики юқири техника ширкәтлиридин хитай билән һәмкарлашқан ширкәтләрни тепип чиқип, уларға уйғурлар учраватқан бастурулуш әһваллирини аңлитидикән. Калифорнийәдики ширкәтләрни хитайниң уйғур районидики юқири техникилиқ тәқиб қилиш системилири қурулушиға қатнашқан хитай ширкәтлири билән һәмкарлашмаслиққа, уларни хитай ширкәтлири билән техника вә сода алақилиридә болмаслиққа дәвәт қилидикән. Улар йәнә калифорнийәдики ширкәтлиридин лагердики уйғурларни мәҗбурий әмгәккә салғанлиқи ениқланған хитай ширкәтлири вә фабрика-завутлириниң маллирини киргүзмәсликни тәләп қилидикән.

Тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.