Йәһудий чоң қирғинчилиқини хатириләш күнидә уйғур ирқи қирғинчилиқи йәнә бир қетим күнтәртипкә кәлди

Мухбиримиз нуриман
2023.01.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yehudiy-xatirilesh-rehime-mehmut-1.jpg Әнглийәдә өткүзүлгән йәһудий чоң қирғинчилиқни хатириләш күнидики паалийәттин көрүнүш. 2023-Йили 27-январ.
Rehime Mehmut teminligen

27-январ күни хәлқара йәһудий чоң қирғинчилиқни хатириләш күнидур.

Мәлум болушичә, бу күндә дуняниң һәр қайси җайлирида йәһудий тәшкилатлири һәр хил шәкилләрдә хатириләш паалийәтлири елип баридикән.

Алдинқи һәптә әнглийәдики дөләт дәриҗилик чоң йәһудий тәшкилатлири һәр хил шәкилдә йәһудий чоң қирғинчилиқини хатириләш вә қирғинчилиқта қаза қилғанларни әсләш паалийәтлирини елип барған.

Әнглийәдә турушлуқ уйғур сиясий паалийәтчи вә сәнәткар рәһимә мәһмут ханим, мәзкур паалийәтләргә тәклип билән қатнашқан болуп, у бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди.

Униң радийомизға билдүрүшичә, лондонда дөләт дәриҗилик чоң әрбаблар қатнашқан бир қанчә түрлүк хатириләш паалийәтлиридә у уйғур ирқий қирғинчилиқини аңлатқан. Рәһимә ханим у бу һәқтә тәпсилий чүшәнчә бәрди.

Униң ейтишичә, әнглийәдики даңлиқ радийо қанилида йәһудий чоң қирғинчилиқини хатириләш мунасивити билән аңлитилған программида, у уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқни мәхсус бу һәқтики нахшиси арқилиқ аңлатқан. Игилинишичә, бу программини аңлиғанларниң сани бир милйон адәм қетимдин ашқан.

Әнглийәдә өткүзүлгән йәһудий чоң қирғинчилиқни хатириләш күнидики паалийәттин көрүнүш. 2023-Йили 27-январ.

Әнне франк фонди (The Anne Frank Trust Fund) ниң хадими фәридә маннан (Farida Mannan) ханим бу мунасивәт билән радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У һәр йили йәһудий чоң қирғинчилиқни хатириләшниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди: “һәр йили чоң қирғинчлиқни хатирләшниң сәвәби, бу трагедийәни унтуп қалмаслиқ вә шундақла кишиләргә инсанларниң қандақ вәһшийликләрни қилалайдиғанлиқини әскәртиш үчүндур. Биз иккинчи дуня уруши мәзгилидики чоң қирғинчлқни хатирләш арқилиқ, нөвәттики сиясий вәзийәт вә җтимаий муһитниң йөнилишни агаһландурмақчимиз. Биз нөвәттә йүз бериватқан ишлар үчүн бир иш қилалаймиз. Йәни биз һәр биримиз бир иш қилалаймиз. Мән шәхси намимидин вә шундақла фондимиз намидин рәһимә мәхмутниң хатирә күнидә шам йеқишқа қатнашқанлиқидин вә бу арқилиқ нөвәттә йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқни аңлатқанлиқидин наһайити мәмнун болғанлиқимизни билдүримән. Паалийәткә қатнашқан кишиләрниң арисида сиясий саһәдә тәсири күчлүк болған кишиләр бар. Улар рәһимәниң ейтқанлирини сиясий қарарларни чиқиридиғанларға аңлитиши вә улар уйғурлар үчүн бирәр иш қилиши мумкин. Биз сиясий орган әмәс, әмма ирқий қирғинчилиқни аңлитиш бизниң вәзипимиз.”

Ахирида рәһимә мәһмут ханим өзиниң узун йиллардин буян елип бериватқан сиясий паалийәтлиридә йәһудий тәшкилатлириниң изчил ярдәмдә болғанлиқини, мушундақ шәхс вә органлар билән һәмкарлишишинң уйғур мәсилисини илгири сүрүштә муһим рол ойнайдиғанлиқини баян қилди.

Натсистлар германийәси тәрипидин 1933-йилдин 1945-йилғичә болған арилиқта алтә милйондин артуқ йәһудий өлтүрүлгән. 1945-Йили 27-январ күни полшадики аусшвитз җаза лагери (Auschwitz concentration camp) совет қизил армийәси тәрипидин азад қилинған. Шу мунасивәт билән һәр йили 27-январ күни хәлқара йәһудий чоң қирғинчилиқни хатириләш күни қилип бекитилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.