“мислисиз зулумға адаләт издәш: езилгәнләр қолланмиси” ни тарқитиш мурасими өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2021.03.25
“мислисиз зулумға адаләт издәш: езилгәнләр қолланмиси” ни тарқитиш мурасими өткүзүлди
ushmm.org

Дуняниң бир гәвдилишишигә әгишип, охшимиған җайларда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрниң көпләп оттуриға чиқишиму һәр саһә кишилириниң җиддий диққитидә болуватқан мәсилиләрдин бири болуп қалмақта. Әмма залим һөкүмәтләрниң бастуруш қилмишлири барғансери юқири сәвийә елишқа йүзлиниватқан болсиму, бастурулуватқан мәзлум хәлқниң буниңға қарши әң әқәллий тәдбир елиш имканийитиниңму болмаслиқи буниңдики йәнә бир ечинишлиқ реаллиққа айлинип қалди. Әнә шу хил әһвалға азрақ болсиму ярдими болуши үчүн “йәһудийлар зор қирғинчилиқи хатирә музейи” йеқинда тәйярлап чиққан “мислисиз зулумға адаләт издәш: езилгәнләр қолланмиси” намлиқ зор һәҗимлик доклатни елан қилип дуня җамаитигә сунди.

“йәһудийлар зор қирғинчилиқи хатирә музейи” ниң тәтқиқатчиси сарах макинтошниң биваситә қәләм тәвритиши билән барлиққа кәлгән  “мислисиз зулумға адаләт издәш: езилгәнләр қолланмиси” намлиқ зор һәҗимлик доклатниң муқависи.

210 Бәтлик бу доклатта өткән йигирмә йил мабәйнидә арқиму-арқидин оттуриға чиқиватқан йәзидийләр, роһинга мусулманлири, сүрийә мусапирлири, уйғурлар қатарлиқ қирғинчилиққа дуч келиватқан хәлқләрниң өзлири дуч келиватқан бастуруш һәққидә чүшәнчигә игә болуши муһим нуқта қилинған. Тәтқиқатчи сарах макинтошниң биваситә қәләм тәвритиши билән барлиққа кәлгән бу оқушлуқта зулумға вә қирғинчилиққа дуч кәлгән хәлқләрниң адаләткә еришиш йолида немиләрни қилалиши лазимлиқи охшимиған мисаллар арқилиқ тәпсилий шәрһлиниду. Болупму адаләткә мәнсуп тәдбирләр вә қанун маддилири арқилиқ зор көләмдики бастуруш һәмдә қирғинчилиқ һадисилириниң һесабини елиш, шуниңдәк мушу зулумға учриғучи һәр саһә кишилириниң ортақ һәмкарлиқи арқилиқ зиянкәшликкә учриғанларни мәркәз қилған һалда иш бирлики һасил қилиш вә мунасивәтлик учурларни топлаш буниңдики әң дәсләпки қәдәмләр икәнлики көрситилиду.

Доклатта баян қилинишичә, әнә шу хилдики қәдәмләр елинғандин кейин дипломатийә вә сиясий саһәләр арқилиқ ирқий қирғинчилиқ һадисисигә адаләт тәләп қилишқа мумкин болидикән. Буниңда аммиви сиясәт, истратегийәлик алақә қатарлиқ шәкилләр арқилиқ адаләтниң җари болушини әң зор дәриҗидә әмәлгә ашурушқа йол ечилидикән.

25-Март күни сәһәрдә ечилған бу һәқтики муһакимә йиғинида доклатта оттуриға қоюлған асаслиқ идийәләр муһакимә қилиниш билән биргә буниңдики бир қисим җанлиқ мисаллар шу хил зулумларға учриғучи хәлқләргә мәнсуп паалийәтчиләрниң ағзидин аңлитилди. Йиғинда алди билән “йәһудий зор қирғинчилиқи хатирә музейи” ниң мәсуллиридин наовмий киколер ханим сөз елип, нөвәттә ирқий қирғинчилиққа учраватқан һәмдә зор көләмлик бастурушниң қурбани болуватқан сансизлиған кишиләргә адаләтниң нәқәдәр зөрүр икәнлики, әмма нурғун кишиләрниң адаләтни қандақ издәшни билмәйдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. У бу һәқтики сөзидә нуқтилиқ қилип йеңидин тарқитилған бу қолланминиң дәл әнә шу хил еһтияҗни чиқиш нуқтиси қилған һалда тәйярланғанлиқини көрситип өтүш билән биргә, зиянкәшликкә учриғучиларниң һечқачан алдирап үмидсизләнмәсликиниң бәкму муһимлиқини йәһудийларниң бешиға кәлгән қисмәтләрни мисал қилған һалда баян қилип бәрди. .

Шу қатарда әйни вақиттики нйорембург хәлқара сотиниң сотчиси том бургентал, америкиниң сабиқ уруш җинайәтчилиригә даир мәсилиләр баш әлчиси клинт виллямсон қатарлиқларму тарихий мисаллар арқилиқ адаләтниң немидин дерәк беридиғанлиқини, қандақ қилғанда униңға еришкили болидиғанлиқи тоғрисида сөз қилди.

Сөһбәтниң иккинчи бөликидә мәзкур доклатниң аптори сарах макинтош йеқинқи мәзгилләрдә ирқий қирғинчилиқ әһвалиниң дуня миқясида әвҗ елиши, шуниңдәк бу хил қирғинчилиқниң қурбанлириға айланған шәхсләрниң зулум вә қирғинчилиққа қарши адаләт издәштики ролиниң қандақ муһим нәтиҗиләргә сәвәб болғанлиқи һәққидә тохталди. . Болупму ирақтики “даиш” гуруһиниң зораванлиқиға қурбан болған йәзидий қиз-чоканлири һәққидә әһвал тонуштурған пари ибраһим, җәнубий судандики паалийәтчи җами колок, роһинга мусулманлириниң вәкиллиридин вайвай ну қатарлиқлар муһаҗирәттики инсанларниң зулумға вә қирғинчилиққа учраватқан қериндашлири үчүн җамаәт пикири топлаш, гуваһлиқ бериш, һөкүмәтләрни дәлил-испатлар билән тәмин етиш қатарлиқ саһәләрдә немиләрни қилалиши тоғрисида өз әмәлийитигә бирләштүрүп сөз қилди. Шу қатарда йиғин иштиракчилиридин “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббасму айрим сөз қилип, бу җәһәттики истратегийәләр тоғрисида тохтилип өтти. Болупму муһаҗирәттики уйғур гуваһчиларниң бу җәһәттики ачқучлуқ ролиниң бәкму қиммәтлик икәнликини, ‍уйғурлар мәсилисиниң нөвәттики әһвалидин буни наһайити очуқ көрүвалғили болидиғанлиқини сөзләп келип, бу һәқтики әһвалларни аңлитиш билән биргә йәнә һәрқайси тәрәпниң зулумни иҗра қилғучи хитай һөкүмити билән болған иқтисадий алақини нормал сода, дәп қаримаслиқиниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Бу қетимқи йиғинниң йәнә бир чоң алаһидилики шу болдики, у вашингтонда ечилған йиғинлар ичидә тунҗи болуп йиғиндики нутуқларниң мәзмунини мас қәдәмдә әрәб, фирансуз вә уйғур қатарлиқ тилларға тәрҗимә қилип аңлатти. Буниң билән йиғинға сирттин қатнашқучилар инглизчә билмисиму йиғиндики асасий мәзмунни өзлири халиған тилда аңлаш имканиға игә қилинди.

Мәлум болушичә, бу хилдики қирғинчилиқтин һесаб елиш вә адаләтни издәш тиришчанлиқлири йеқиндин буян муәййән үнүмләргә еришиватқан болуп, бу җәһәттә техиму көп шәхсләрниң ортақ күч чиқириши техиму муһим болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.