Йәкән наһийәсидә аз дегәндә 6 орунда дарилетам маһийитидики ятақлиқ мәктәп барлиқи ашкариланди

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2025.01.06
lager-bala-mektep-yesli-yataq Уйғур елидә 2017‏-башланған чоң тутқундин кейин, бир аилидин әр-аял һәр икки тәрәп тутулуп кәткән әһвалда, хитай даирилири уларниң пәрзәнтлирини орунлаштуридиған мәхсус ятақлиқ мәктәпләрни ачқан вә бу мәктәпләргә “пәриштиләр мәктипи” дегәндәк исимларни қойған иди
Photo: RFA

Уйғур елидә 2017‏-башланған чоң тутқундин кейин, бир аилидин әр-аял һәр икки тәрәп тутулуп кәткән әһвалда, хитай даирилири уларниң пәрзәнтлирини орунлаштуридиған мәхсус ятақлиқ мәктәпләрни ачқан вә бу мәктәпләргә “пәриштиләр мәктипи” дегәндәк исимларни қойған иди. Йиғивелиш лагерлириға адәм қамаш иши 8‏-йилиға қәдәм қойған болсиму, әмма дарилетам маһийитидики бу мәктәпләр техичә азаймиған, әксинчә кеңәйгән. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида, нөвәттә йәкән наһийә тәвәсидә аз дегәндә 6 орунда шу хил мәктәпләрниң мәвҗутлуқи ашкариланди.

Телефон зиярәтлиримиздин мәлум болушичә, 2017‏-йилдин кейин ата-аниси лагерға елип кетилгән балиларни топлаш, орунлаштуруш вә “қоғдаш” үчүн мәхсус сақчилар вәзипигә тәйинләнгән. Бу сақчилар мәзкур балилар орунлаштурулған дарилетам маһийитидики мәктәпләрдики оқутқучилар билән һәмкарлишип, бу балиларниң писхик вә идийәви һалитини көзәткән, шундақла хатирә қалдуруп маңған. Әнә шу хил вәзипигә тәйинләнгән йәкән наһийәсидики бир сақчи хадими, өзиниң  һазирға қәдәр ата-аниси “тәрбийәләш” кә елип кетилгән балиларни 6 орунға апарғанлиқини ашкарилиди.

Дейилишичә, у һазирға қәдәр йәкән наһийәсиниң ләнгәр, арсланбағ, оданлиқ вә чаһарбағ қатарлиқ йеза-базарлардики дарилетамларға игә-чақисиз балиларни апирип орунлаштурған. Бу йәрдики балиларниң яхши озуқлиниватқанлиқи вә бихәтәр тәрбийәлиниватқанлиқини илгири сүргән бу хадим, бу мәктәпләрниң дәрвазисида сақчилар барлиқи, тамлирида сим тикәнләр барлиқини ашкарилиди. Униң баянлиридин мәлум болушичә, нөвәттә ата-аниси җаза өтәватқан игә-чақисиз балилар оқутулуватқан бу хилдики йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпләр мәвҗут икән.

Илгирики керийә наһийәсидики бир сақчи хадими, керийәниң йеңиөстәң йезисида ата-аниси тәң тәрбийәләшкә елип кетилгән балиларниң ятақлиқ мәктәпкә орунлаштурулғанлиқи вә бу мәктәпкә “пәриштиләр мәктипи” нам дәп берилгәнликини ашкарилиған иди.

Йәкән наһийәсидики мәзкур сақчи хадими, йәкәндә бу хил мәктәпләрдә җәмий қанчилик қаранчуқсиз балиларниң оқутулғанлиқи вә оқутулуватқанлиқи, уларниң ата-анилириниң қачан қоюп берилидиғанлиқини һәққидә мәлумат берәлмиди, әмма у йәкән наһийәсиниң ләңгәр йезисида техи йеқинда бу хил йәслидин бирсиниң қурулғанлиқи, буниңда 30 чә балиниң тәрбийәлиниватқанлиқини тилға елиш арқилиқ, йәкәндә дарилетамларниң азаймиғанлиқи, әксинчә кеңийиватқанлиқидин бешарәт бәрди. Бу йеңи ечилған йәсли йәнә йәкәндә бир аилидин әр-аял икки киши тәң тутулуш әһвалиниң техичә давам қиливатқанлиқиниму ашкарилиди.

Мәзкур хадим, көзитиш вә башқурушқа асан болсун үчүн, бәзи җайларда йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпниң янму-ян орунлаштурулғанлиқини тилға алди, әмма у бу йәрдики идийәви тәрбийә вә писхик көзитиштә неминиң асаслиқ мәқсәт қилинидиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди. Илгирики ениқлашлиримизда, ғулҗа наһийәсиниң тохучийүзи йезисида мәһбуслар аилә-тавабиатлирида дөләткә қарита   миннәтдарлиқ туйғуси пәйда қилиш, өчмәнлик туйғусиниң алдини елиш үчүн  идийәви тәрбийә елип бериливатқанлиқи ашкарилиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.