Елишқу қәтлиамида әскәрләргә “оқ атмаңлар” дәп мураҗиәт қилған һаким әхәт сайитниң түрмидә икәнлики ашкариланди

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.08.01
yeken-qetliami-yeken-qirghinchiliqi.jpg
Photo: RFA

2014-Йили 7-айниң 28-күни йәкәндә йүз бәргән елишқу қәтлиамидин кейин уйғур аптоном районлуқ партком мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп, вәқә йүз беришниң алдини алалмиғанлиқи үчүн бир түркүм әмәлдарларни вәзиписидин елип ташлиған, һаким әхәт сайит қатарлиқ бирқанчә кишигә болса агаһландуруш җазаси бәргәниди.

Шу күнки вәқәдә дөңбағ йезисиниң башлиқи ғулам тохти билән секретари абдуғени турдиму “террорчилар” билән бирликтә хитай қораллиқ күчлири тәрипидин етиветилгән. Шу йилдики ениқлашлиримизда һаким әхәт сайитниң, хитай қораллиқ күчлиригә оқ чиқармаслиқ һәққидә мураҗиәт қилғанлиқи мәлум болған. Вәқәдә етиветилгән юқириқи икки әмәлдарниң аилә-тавабиатлириниң шу чағда илгири сүрүшичә, һаким әхәт сайитниң оқ чиқармаслиқ тәшәббусиға әйни чағда даириләр иҗабий баһа бәргән; шуңа униңға йеникрәк болған агаһландуруш җазаси берип, вәзиписидә сақлап қалған.

“йәршари вақти” гезитиниң 2021-йили 8-сентәбир күнидики хәвиридә, әхәт сайит “икки йүзлимичи” дәп тилға елинған. Хәвәрдә уни бундақ атиған елишқу базириниң нөвәттики базар башлиқи, сабиқ дөләт аманлиқ сақчи әтритиниң муавин башлиқи нурмәмәт обул, әхәт сайитниң наһийәдә “диний әсәбий күчләр” ни алаһидә қанат астиға алғанлиқи, бу сәвәбтин диний затларниң қатнаш вәқәсидин той-төкүн, өлүм-йетимғичә һәммә ишларға қол тиқидиған һалға йәткәнликини баян қилған. У йәнә шу чағда, әхәт сайитниң өзигә биваситә телефон қилип, “пүтүн диний затларни соливәтсәң, мәсчитләрдә ким намаз оқуйду?” дәп өзини сораққа тартқанлиқини ашкарилиған.

Бу хәвәрдә гәрчә, әхәт сайитниң нөвәттики қануний орни һәққидә мәлумат берилмигән болсиму, әмма “икки йүзлимичи” дәп ашкара тилға елиниши униң нөвәттә қануний җәһәттин җинайәтчи икәнликидин бешарәт бәрмәктә.

Биз бу әһвални айдиңлаштуруш үчүн, йәкән наһийәлик әдлийә идарисигә телефон қилдуқ вә “28-июл” сәвәблик қайси әмәлдарларниң “икки йүзлимичилик” билән әйибләнгәнликини соридуқ. Алақидар хадим һаким әхәт сайит, йәр башқуруш идариси башлиқи мухтәр әмәт қатарлиқ аз дегәндә бәш кишиниң “икки йүзлимичи” қатарида бир тәрәп қилинғанлиқини ашкарилиди. Әмма бу кишиләрниң сотлинип-сотланмиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.

Телефонимизни қобул қилған йәкән базарлиқ сақчи хадими, әхәт һакимниң 2017-йили “икки йүзлимичиләргә зәрбә бериш” долқунида қолға елинғанлиқини ашкарилиди. Униң дейишичә, шу чағда базарлиқ сақчихана хадимлири әхәт сайитни кечидә өйидин тутуп әкәлгән вә әтиси шәһәрлик сақчи идарисигә тапшуруп бәргән. Бу учурлардин әхәт сайитниң нөвәттә түрмидә җаза өтәватқанлиқи мәлум. Әмма, әмма қанчә йиллиқ кесилгәнлики вә қайси түрмидә җаза өтәватқанлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.